Германийә парламентида “хитайдики аз санлиқ милләтләрниң диний вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини” өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.05.08
dolqun-eysa-bdt-2019-soz.jpg Германийә парламентидики гуваһлиқ йиғинида д у қ рәиси долқун әйса әпәнди уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида гуваһлиқ бәрди. 2019-Йили 8-май.
RFA/Ekrem

Германийә парламентидики гуваһлиқ йиғинида дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида гуваһлиқ бәрди.

Берлиндики йиғин нәқ мәйданидин игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, бүгүн, йәни 8-май чүштин кейин германийә парламентида “хитайдики аз санлиқ милләтләрниң диний вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш” йиғини өткүзүлгән. Йиғинни һакимийәт бешидики партийәләрдин христиан сотсиял партийәси, христиан демократлар партийәси, сотсиял демократлар партийәси, йешиллар партийәси қатарлиқ партийәләр қоллиған болуп, йиғинға әркин демократлар партийәсидин гийдә йәнсен ханим риясәтчилик қилған. Йиғин саәт 15:00-18:00 ғичә 3 саәт давамлашқан.

Йиғинда хитай мустәмликиси астидики уйғурлар вә тибәтләргә йүргүзиливатқан диний етиқад дәпсәндичилики, болупму уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси нуқтилиқ муһакимә темиси болған.

Д у қ рәиси долқун әйса, тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң директори улрик делиюс, далай ламаниң явропадики сабиқ вәкили келсаң гялтсен, хитайдики орган әткәсчилики тәтқиқат мәркизиниң хадими давид ли, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати германийә шөбисиниң директори вәнзел микалский, мәркизи берлиндики меркато хитай тәтқиқат институтиниң хадими профессор, доктор франк пайке, түбингән хитай мәркизиниң тәтқиқат хадими профессор, доктор һелвиг шимидт глинтзер қатарлиқлар йиғинда гуваһлиқ сөзи сөзлигән.

Мәзкур йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди гуваһлиқ бериш үчүн тәклип қилинған болуп, униң йиғин мәйданидин бәргән мәлуматлириға асасланғанда, бу йиғинға германийә парламентидики көплигән партийәләрниң вәкиллири вә парламент әзалири қатнашқан.

Долқун әйса әпәнди бу йиғинда шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити вә хитай тәсис қилған җаза лагерлиридики инсан қелипидин чиққан еғир паҗиәләр тоғрисида д у қ һазирға қәдәр қолға чүшүргән пакитлар асасида гуваһлиқ бәргән.

Йиғинға д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму қатнашқан болуп, шәрқий түркистандики җаза лагерлири мәсилисиниң бу йиғинға иштирак қилған парламент әзалири арисида җиддий диққәт қозғиғанлиқини тилға алди.

Йиғинға иштирак қилған д у қ фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәндиниң тәкитлишичә, шәрқий түркистандики җаза лагерлири мәсилиси, болупму уйғур мусулманлири үстидин йүргүзиливатқан диний дәпсәндичилик, мәдәнийәт қирғинчилиқи, ирқий тазилаш вә чәктин ашқан тәқиб системилири йиғинда башқа милләт алимлири вә сиясий актиплириниң ағзидин тәпсилий баян қилинип, күчлүк ғулғула қозғиған.

Бу қетимқи йиғинға қатнашқан мюнхендики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди бу йиғинда һәтта хитайниң қаттиқ қол сияситигә ярдәм бәргән күчләрни ениқлап җазалаш пикирлириниңму оттуриға чүшкәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.