Хитайниң уйғурларни қоллаватқан германийә парламент әзалириға дипломатик кашила чиқириши тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әркин
2019.08.07
Margarita-bawze-xanim-enwerjan-edited.jpg Германийә йешиллар партийәси парламент әзаси маргарита бавзе ханим илһам тохти гурупписиниң мәсули әнвәрҗан әпәнди билән ихтияри мухбиримизниң зияритини биваситә қобул қилди. 2016-Йили 2-декабир, мюнхен.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийи 5‏-июл твиттирда баянат елан қилип, уйғурларни қоллаватқан бир германийә парламент әзасиниң вәкилләр өмики тәркибидә хитайни зиярәт қилишиға кашила чиқарғанлиқини тәнқид қилди. Дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити германийә йешиллар партийәси парламент әзаси маргарета баузиниң германийә парламенти дигитал комитетиниң вәкилләр өмики тәркибидә хитайни зиярәт қилишиға йол қоюши керәк икән.

Германийә парламентиниң дигитал комитети билән кишилик һоқуқ комитети әсли бу айниң ахирлирида вә 9‏-айда хитайни зиярәт қилишни пиланлиған. Бирақ хитай һөкүмити дигитал комитети вәкилләр өмикиниң тәркибидики германийә йешиллар партийәси парламент әзаси маргарета баузи ханимға виза беришни рәт қилған. Шундақла кишилик һоқуқ комитетиниң зиярәт тәлипини қобул қилмиған.

Дуня уйғур қурултийиниң программа директори петер ирвиң 6‏-авғуст күни зияритимизни қобул қилип, хитайниң маргарета баузи ханимға виза беришни рәт қилишиниң бир хил баһанә икәнликини билдүрди. У мундақ дәйду: “вәкилләр өмикиниң бири кишилик һоқуқ комитетиниң вәкилләр өмики, йәнә бири дигитал комитетиниң вәкилләр өмики. Бу вәкилләр өмикиниң асаслиқ тәкшүрүш обйекти хитайниң сүний әқил техникиси вә алаһидә йүз тонуш аппарати, дегәндәк нуқтилар. Хитайниң виза беришни рәт қилиши бир хил баһанә. Униң мәқсити бу арқилиқ бу өмәкләрниң тәкшүрүш елип беришини тосуштур.”

Хитайниң германийәдики әлчиханиси маргарета баузи ханимға немә үчүн виза берилмигәнликини ениқ чүшәндүрмигән болсиму, лекин баузи ханим германийә таратқулирида өзигә виза беришниң рәт қилинишини уйғурларға көңүл бөлүши билән мунасивәтлик, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. У өткән йили 11‏-айда лагерлар мәсилисиниң германийә парламентида оттуриға қоюлуп, муназирә қилинишида ачқучлуқ рол ойниғаниди.

Баузи ханим сәйшәнбә күни “германийә долқунлири” ға ашкарилишичә, германийә парламенти өткән йили уйғур мәсилисини музакиригә қоюшниң һарписида хитайниң германийәдики әлчиханиси униң ишханиға телефон қилип, уйғур мәсилисини музакирә қилмаслиқни тәләп қилғаникән. У, сәйшәнбә күни хитайниң бу қилмишини тәнқидләп: “бу әркин сайлам арқилиқ шәкилләнгән германийә парламентиниң һоқуқиға мудахилә қилиштур, парламент буниңға йол қоймайду” дегән. Германийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, әгәр хитай һөкүмити пикрини өзгәртип, баузи ханимға виза бәрмисә, өмәктики қалған вәкилләр хитайни зиярәт қилмаслиқи мумкин икән.

Германийә “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң директори улрих делиус мундақ дәйду: “улар(хитай) баузи ханимниң дигитал комитети вәкилләр өмикигә қатнишип, хитайни зиярәт қилмаслиқи керәкликини тәләп қилмақта. Мана бу өмәк тәркибидики башқа барлиқ парламент әзалириниң ‛әгәр аримиздики бир кишигә йол қоюлмиса, биз һәммимиз бармаймиз‚ дәп чиң турушидики сәвәбтур.”

Улрих делиус, хитайниң германийәдики әлчиханисиниң маргарета баузи ханимни у баварийәдики вақтидила көзитип келиватқанлиқини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, баузи ханимниң германийә дөләтлик парламентиниң әзалиқиға сайлиниши вә уйғур мәсилисини германийә парламентиға елип кириши хитайни қаттиқ биарам қилмақтикән. У мундақ дәйду: “униң уйғурлар билән алақә қиливатқиниға вә уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқини қоллап келиватқиниға узун йиллар болди. Мән уни нәччә он йиллардин бери тонуймән. Өз вақтида у мюнхенда, йешиллар партийәси баварийә шөбисиниң рәһбири вә баварийә парламент әзаси иди. У икки йилниң алдида мәмликәтлик сайламға қатнишип, германийә парламентиниң әзалиқиға вә парламент кишилик һоқуқ комитетиниң әзалиқиға сайланди. Униң баварийә парламентидики вақтидила уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши хитайни биарам қилип кәлгән. Һазир униң бу мәсилини германийә парламентида оттуриға қоюши хитайни җиддийләштүрмәктә.”

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң илгири сүрүшичә, хитайниң баузи ханимға виза бәрмәслики тасадипийлиқ әмәс икән. Германийәдики уйғур паалийәтчи “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәнди буниң сәвәблирини чүшәндүрүп, униң уйғур мәсилисини германийә сиясий күнтәртипигә елип чиққанлиқини билдүрди.

Маргарета баузи ханим өз нөвитидә йәнә германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң әзаси вә униң баянатчисидур. Хитай һөкүмити бу қетим йәнә охшашла бу комитетниң тибәт вә уйғур аптоном райони қатарлиқ җайларни зиярәт қилишини рәт қилған. Улар бу районларни зиярәт қилишни изчил тәләп қилип келиватқаниди. Әнвәр ан әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитай уларниң өзи қойған шәртләргә көнмәйдиғанлиқини билгәчкә уларниң зиярәт тәлипини рәт қилмақта икән.

Лекин дуня уйғур қурултийидики петер ирвиңниң қаришичә, германийәдәк дөләтләрниң уйғур районида тәкшүрүп елип берип, районда йүз бериватқан һәқиқий әһвални ениқлап чиқиши пәвқуладдә муһим әһмийәткә игә икән. У 6‏-авғуст зияритимизни қобул қилғанда бу тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “әлвәттә уларниң тәкшүрүш елип бериши интайин муһим. Болупму һазирқи хитай өзиниң һәрикитини ақлаватқан һазирқидәк әһвалда техиму муһим. Сиз баятин ейтқандәк һазир хитай һөкүмити лагерлардики мутләқ көп қисим тутқунларни қоюп бәргәнликини илгири сүрмәктә. Әгәр улар раст гәп қиливатқан болса германийәдәк дөләтләрниң хәлқара тәкшүрүш елип берип, бу ‛иҗабий тәрәққият‚ни ашкарилишиға йол қоюши керәк”

Йеқинда уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир билән муавин рәиси әркин туняз бейҗиңда ахбарат елан қилип, “қайта-тәрбийәләш” лагерлиридики 90% кишиниң қоюп берилгәнликини елан қилған. Уларниң сөзи хәлқарада зор ғулғула қозғиған. Хәлқарадики мутләқ көп қисим таратқулар, паалийәтчиләр, мутәхәссис вә көзәткүчиләр әгәр уларниң сөзи раст болса, испатлиши керәкликини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.