“төһмәт вә ойдурма” германийә мәтбуатлиридин кәң орун алди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.09.29
mejburiy-emgek-kiyim-tikish-zawuti.jpg Хотәндики мәлум бир завутта ишләватқан уйғур ишләмчиләр.
Social Media

Хитай ташқи ишлар министирлиқи “төһмәт, ойдурма” дәп атиған доклат германийәниң муһим ахбарат васитилиридин кәң орун алди.

Австралийә истратегийәлик сиясәт институти алдинқи һәптә уйғурлар һәққидә елан қилған доклатлирида хитай даирилириниң уйғур диярида йеқинқи 3 йил ичидә 16 миңдәк мәсчитни чеқип ташлиғанлиқини вә райондики 380 лагерниң орнини ениқлап чиққанлиқини илгири сүргәниди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи 25-сентәбир мухбирларниң бу хусустики соаллириға җаваб бәргәндә лагерларни “һәқсиз ятақлиқ синиплар” дәп атиса, доклаттики сүний һәмраһ арқилиқ тартилған лагерниң орунлирини “ишләпчиқириш әслиһәлири вә туралғу орунлири” дәп атиған һәмдә австралийә истратегийәлик сиясәт институтиниң мәзкур доклатини “төһмәт вә ойдурма” дегән. Әмма бу “төһмәт вә ойдурма” 25-сентәбирдин башлап ғәрб мәтбуатлири, болупму германийә мәтбуатлириниң диққитини җәлп қилған.

“франкфурт мәҗмуәси гезити” ниң 25-сентәбирдин бу һәқтә елан қилған “австралийә ақиллар амбири шинҗаңдики 380 лагерниң орнини тапти” намлиқ хәвири “пәйшәнбә күни елан қилинған доклатқа асаслағанда, бейҗиңниң шинҗаң районида тәсис қилған лагер вә тутуп туруш орунлириниң саниниң бизниң пәрәз қилғинимиздинму көплүки мәлум болмақта” дегән җүмлә билән башлиниду. Хәвәрдә бу 380 лагердин башқа йәнә 14 лагерниң йеңидин қурулуватқанлиқи, 2019-йили 7-айдин 2020-йили 7-айғичә болған бир йил ичидила 61 лагерниң йеңидин қурулғанлиқи тилға елинип, бу лагерларға қамалған уйғурларниң һәр түрлүк роһий вә җисманий зәрбиләргә учраватқанлиқи баян қилиниду.

“австралийә ақиллар амбири шинҗаңдики 380 лагерниң орнини тапти” намлиқ хәвәрдә мундақ җүмлиләргә орун берилиду: “хитайда тәхминән 10 милйондәк уйғур болуп, буларниң мутләқ көп қисми шинҗаңда яшайду. Улар ирқ җәһәттин түркләргә тутишиду. Уйғурлар иқтисадий, сиясий вә мәдәнийәт җәһәттин һөкүмран хитайларниң бастурушлириға учрап кәлмәктә. Хитай коммунистик партийәси 1949-йили һакимийәт бешиға чиққандин кейин, сабиқ шәрқий түркистанни хитайға қошувалған. Уйғурлар хитай һакимийитиниң ассимилятсийилик сияситигә қарши қанчә он йиллардин буян қаршилиқ көрситип кәлгән. Бу қаршилиқларниң бәзилири зораванлиқ түсини алғаниди. Һазир улар лагерларға қамалди”.

Германийәдики мәшһур сиясий журналлардин “әйнәк” журнили елан қилған “мәсчитләр чеқилип, лагерлар қурулмақта” намлиқ мақалида уйғур дияридики 16 миң мәсчитниң чеқип ташланғанлиқи һәмдә уйғур мәдәнийитигә символ болидиған мазар, қәбристанлиқ, тавабгаһларни өз ичигә алған муқәддәс җайларниң 3 дин бириниң түзливетилгәнлики тилға елиниду вә шундақ туруқлуқ хитай ташқи ишлар министирлиқиниң җүмә күни “шинҗаңда диний әркинлик толуқ капаләткә игә, шинҗаңда 24 миң мәсчит бар, америкаға селиштурғанда 10 һәссә артуқ” дегәнлики баян қилиниду.

Мақалида 1 милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң лагерларға қамилип қийниливатқанлиқи, мәҗбурий әмгәккә зорлиниватқанлиқи, мәҗбурий туғмас қилиниватқанлиқи тилға елиниш билән биргә, муһими уларниң тили, мәдәнийити, диний етиқадидин мәҗбурий айриливатқанлиқини тәкитлиниду.

Җәнубий германийә телевизийиси 25-сентәбир елан қилған “австралийә ақиллар амбириниң агаһландуруши: сүний һәмраһ сүрәтлиридә йүзлигән уйғур лагерлири” намлиқ хәвиридә юқириқи мәзмунлар тилға елиниш билән биргә, австралийә истратегийәлик сиясәт институтиниң җаза лагерлириниң көлиминиң барғансери кеңийиватқанлиқини, җаза лагерлиридин сирт йәнә тутуп туруш орунлири вә түрмиләрниң саниниңму көпийиватқанлиқини илгири сүргәнлики әскәртилиду.

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “заман” гезити елан қилған “хитай уйғурларни қамаш үчүн давамлиқ лагер қурмақта” намлиқ хәвәрдә вә германийә долқунлири радийоси елан қилған “хитай уйғурлар үчүн 380 лагер қурған” намлиқ хәвәрдиму хитайниң хәлқараниң бесимлириға пәрвасиз һалда лагерларниң көлимини кеңәйтиватқанлиқи, уйғурлар үстидин елип бериватқан бастурушларни күчәйтиватқанлиқи, уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш нийитидин ваз кәчмәйватқанлиқи баян қилиниду.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи “төһмәт, ойдурма” дәп атиған австралийә истратегийәлик сиясәт институтиниң мәзкур доклати германийәниң муһим ахбарат васитилиридин кәң орун алған. Бу һәқтә тохталған д у қ ниң программа ярдәмчиси ева шитокер ханим мундақ дәйду: “бу доклат биз б д т да рәсим көргәзмиси, нутуқ сөзләш арқилиқ җаза лагерлири мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшкә теришиватқан, америка, германийә, фирансийә, әнглийә, австралийә қатарлиқ дөләтләр б д т йиғинида уйғурлар мәсилисини қайтидин тилға еливатқан бир мәзгилдә елан қилинип яхши тәсир қозғиди. Германийә мәтбуатлири, һәтта пүтүн явропа мәтбуатлирини буни қизиқ тема сүпитидә тәшвиқ қиливатиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.