Германийә парламентида уйғурларниң вәзийити тилға елинди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.11.11
germaniye-parlamenti-uyghur-mesilisi.jpg Германийә парламентида өткүзүлгән “диний әркинликниң дунядики вәзийити” намлиқ йиғиндин көрүнүш. 2020-Йили 6-ноябир, германийә.
RFA/Ekrem

“диний әркинликниң дунядики вәзийити” намлиқ йиғинда уйғурларниң диний етиқадиниң дәпсәндичиликкә учраватқанлиқи баян қилинди.

Җүмә күни германийә парламентида “диний әркинликниң дунядики вәзийити” намлиқ йиғин өткүзүлди. Йиғин 2018-2019-йиллири дуня миқясида йүз бәргән етиқад әркинликиниң таҗавузларға учраш мәсилисини музакирә қилишқа беғишланғаниди.

Йиғинға германийә парламентиниң муавин рәиси килавдия рот ханим риясәтчилик қилди. Йиғинда һакимийәт бешидики христиан сотсиял партийәси вә христиан демократлар партийәсиниң парламенттики әзалиридин маркус грүбел, волкер кавдер, сәбастиян биреһм қатарлиқлар, сотсиял демократлар партийәсидин профессор, доктор ларс кателлуси, доктор бәрбел кофлер қатарлиқлар, әркин демократ партийәсидин гуйде йәнсен, йешиллар партийәсидин кай геһриң, солчиллар партийәсидин киристине буххолиз қатарлиқлар дуня миқясидики диний әркинликниң нөвәттики вәзийити тоғрисида нутуқлар сөзлиди.

Парламент әзалириниң сөзлиридин мәлум болушичә, нөвәттә дунядики 80 пирсәнт аһалә охшаш болмиған диний етиқадларға игә икән. Бирақ мәйли христиан дини, мәйли ислам динида болсун, динларға етиқад қиливатқан хәлқләрниң мутләқ көп қисминиң етиқад әркинлики охшаш болмиған дәриҗидә таҗавузға учримақтикән. Христиан сотсиял партийәси вә христиан демократлар партийәсиниң парламенттики әзалиридин маркус грүбелниң қаришичә, хитайни өз ичигә алған 30 дин артуқ дөләттә охшаш болмиған динларға мәнсуп кишиләр охшаш болмиған бесимларға йолуқмақтикән. Униң ейтишичә, болупму хитайдики барлиқ динлар таҗавузға учраватқан болуп, уйғур мусулманлири, христиан мухлислири, тибәт буддистлири вә фалүнгуңчиларниң әһвали интайин хәтәрлик икән.

Сотсиял демократлар партийәсидин болған профессор, доктор ларс кателлусиниң BILDүрүшичә, диний етиқад әркинлики болмиған йәрдә демократийә әсла мәвҗут болмайдикән. Инсанларниң диний етиқадиниң бесимға учриши демократийиниң чөкүшиниң яки мәвҗут болмаслиқиниң мәһсули икән. Униң BILDүрүшичә, диний етиқад әркинлики барлиқ динларға нисбәтән баравәрлик асасиға игә болуп, етиқад әркинлики һәм баравәрлики болмиған йәрдә асасий әркинлик, мәдәнийәт, сәнәт, пикир әркинлики һәм қиммәт қаришиға орун болмайдикән.

Диққәтни тартидиғини, 7 партийәниң парламенттики әзалири пикир баян қилған бу йиғинда уйғурлар мәсилиси тәкрар-тәкрар тилға елинди. Христиан сотсиял партийәси вә христиан демократлар партийәсиниң парламенттики әзалиридин маркус грүбел тунҗи болуп хитайниң җаза лагерлирини тәсис қилип уйғур мусулманлириниң диний етиқадини еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини оттуриға қойғандин кейин, әркин демократлар партийәсидин гуйде йәнсен, сотсиял демократлар партийәсидин доктор бәрбел кофлер, йешиллар партийәсидин кай геһриң қатарлиқларму сөзлиридә уйғурлар мәсилисини тәкитләп өтти.

Гуйде йәнсен ханим сөзидә, уйғурларниң ялғуз диний етиқади сәвәблик әмәс, бәлки уйғур болғанлиқи үчүнла хитай коммунистик партийәси рәһбири ши җинпиң тәрипидин милйонлап җаза лагерлириға солинип қаттиқ азабқа муптила қилиниватқанлиқи, буниңға қарита германийә һөкүмитиниң хитайни тәнқидләп қоюш биләнла чәклинип қалмай, кәскин тәдбир қоллинишиниң вақти кәлгәнликини әскәртти.

“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси, д у қ ниң рәиси вәкили турғунҗан алавуден әпәндиниң BILDүрүшичә, һазир германийә парламентида өткүзүлгән мәйли кишилик һоқуқ мәсилисигә, мәйли диний етиқад мәсилисигә яки демократийә, әркинлик мәсилисигә аит йиғинларда болсун, һәммисидә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити оттуриға қоюлуп кәлмәктикән.

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда, уйғурлар мәсилисиниң германийә парламентида вә мәтбуатлирида оттуриға қоюлуш салмиқиниң барғансери ешиватқанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.