Қазақистан уйғурлири ғени батурниң қәбрисидә уни яд әтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.10.04
Қазақистан уйғурлири ғени батурниң қәбрисидә уни яд әтти Шәрқий түркистан җумһурийити қәһримани ғени батурниң қәбрини сүпүрүп, әтрапни тазилиди. 2021-Йили 1-өктәбир, қазақистан.
RFA/Oyghan

Тарихтин мәлумки, 1949-йили 1-өктәбир күни коммунист хитай җумһурийити қурулуп, көп вақит өтмәйла хитай хәлқ-азадлиқ армийәси қисимлири совет иттипақиниң қоллиши билән уйғур елигә бесип киргәниди.

Уйғурлар бу күнни өзлири үчүн матәм күни қилип бекиткән болуп, бу күни мунасивити билән хитайниң әшу вақиттики ишғалийити вә шәрқий түркистан җумһурийитини әслишиду. Әнә шу күн мунасивити билән қазақистандики бир топ уйғур йигтбашлири өз сәпдашлири билән биргә шәрқий түркистан җумһурийити қәһримани ғәни батурниң қәбрисигә берип дуа-тилавәт қилди һәмдә қәбрини сүпүрүп, әтрапни тазилиди.

Шәрқий түркистан җумһурийити қәһримани ғени батурниң қәбрини сүпүрүп, әтрапни тазилиди. 2021-Йили 1-өктәбир, қазақистан.
Шәрқий түркистан җумһурийити қәһримани ғени батурниң қәбрини сүпүрүп, әтрапни тазилиди. 2021-Йили 1-өктәбир, қазақистан.

Мәлумки 1950-йиллардин тартип уйғур елидә мисли көрүлмигән тәқибләш һәрикәтлири башланди. Шу сәвәбтин шәрқий түркистан һөкүмитиниң көплигән әзалири вә миллий армийә җәңчи-офитсерлири оттура асия җумһурийәтлиригә чиқип кетишкә мәҗбур болди. Уларниң мутләқ көп қисми қазақистанға келип орунлашқаниди. Хәлқ қәһримани ғени батурму әнә шуларниң биридур.

Қазақистанлиқ уйғурлар әйни әнә шу сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң әзалири вә миллий армийә җәңчи-офитсерлирини вә ғени батурни хатириләп һәм бу җәһәттә һәр хил паалийәтләрни өткүзүшни әнәнигә айландурған.

Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти, хәлқ қәһримани ғени батур өткән әсирниң 50-йиллири өзбекстанда, андин қазақистанда яшиған болуп, бу йил униң туғулғиниға 119, вапат болғиниға 40 йил толди.

Шәрқий түркистан җумһурийити қәһримани ғени батурниң қәбрисигә берип дуа-тилавәт қилди. 2021-Йили 1-өктәбир, қазақистан.
Шәрқий түркистан җумһурийити қәһримани ғени батурниң қәбрисигә берип дуа-тилавәт қилди. 2021-Йили 1-өктәбир, қазақистан.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, ғени батурниң ахирқи һаяти қазақистанниң алмута вилайитигә қарашлиқ әмгәкчиқазақ наһийәсиниң илгирики сотсиялистик қазақистан, һазирқи “жаңа турмис” йезисида өткән. Ғени батур 1981-йили вапат болуп, 1982-йили униңға ядикарлиқ орнитилған. Шуниңдин буян һәр йиллири мәзкур ядикарлиқни ремонт қилиш, әтрапини аватлаштуруш ишлири елип берилип кәлгән. Йеқинда, йәни 1-өктәбир күни бу йәрдә шәнбилик өткүзүлүп, мәрһумға атап қуран тилавәт қилинди.

Биз ғени батур ядикарлиқиниң орнитилиш тарихи вә уни күтүш бойичә қилинған иш-паалийәтләрдин мәлумат игиләш мәқситидә алмута шәһири султанқорған мәһәллисиниң баш йигит беши низамдин гарайеф әпәнди билән алақиләштуқ.

Низамдин гарайеф қазақистандики уйғурларниң һәр қачан өзлириниң атақлиқ дөләт вә җамаәт әрбаблирини, алимлирини, язғучилирини, сәнәткарлирини, миллий қәһриманлирини яд етип кәлгәнликини, шу җүмлидин хәлқ қәһримани ғени батурниң исминиң пүткүл уйғур хәлқигә яхши тонуш икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “ғени батур 1981-йили дунядин өткәндин кейин 1982-йили зиялийлар бирлишип, шу атимизға атап бир һәйкәл турғузуш қарариға келиду. Бу шу вақиттики ‛тускииз‚ фабрикисиниң директори турсун палташефқа тапшуриду. Һәйкәлни поләк хәлқиниң мемарчиси ясап чиқиду. 2011-Йили қазақистан уйғур яшлар бирлики бу ишни қолға алиду. 2019-Йили жаңа турмис йезисиниң юрти, у йәрдики уйғур, қазақ вә башқа милләтләр бу тәшәббусни йәнә көтүриду вә әмгәкчиқазақ наһийәсиниң йигит беши реһимҗан ибдиминофқа чиқиду. У мундақ дәйду: ‛бу ялғуз силәрниңла әмәс, пүткүл уйғур миллитиниң қәһримани‚ дәп нәзир өткүзиду. Республикилиқ, шәһәрлик йигит башлири йиғилип, буни рәтләш қарариға келиду. Мәбләғ йиғишта болупму областлиқ мәшрәп беги долқун разийеф бу ишни қолға алиду”.

Игилишимизчә, 2011-йили тунҗи қетим ғени батур ядикарлиқини қайтидин орнитиш ишлири ришат азнибақийеф рәһбәрликидики қазақистан уйғур яшлар бирлики тәрипидин елип берилғаникән. Мәзкур тәшкилат яшлар билән бирликтә хәйрхаһлиқ консертлирини өткүзүп, мәбләғ топлиса, әхмәтҗан шәрдиноф башқурған җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи вә тиҗарәтчиләр техника, қурулуш материяллири вә башқилар билән ярдәмләшкән.

Низамдин гарайефниң ейтишичә, ғени батур ядикарлиқида қурулуш ишлирини йүргүзүшкә болупму билал һошуроф, һөҗәт мәһәллиси йигит бешиниң орунбасари тохтахун хоҗайеф, жаңа турмис йезисиниң йигит беши иминҗан һезимоф, чимкәнт шәһиридин ярмуһәммәт искәндәроф вә башқиму милләт җанкөйәрлири йеқиндин арилашқаникән. ядикарлиқниң әтрапи қурғақчилиқтин көп зәрдаб чәккәнликтин долқун разийеф башлиған мәшрәп әһли вә йигитбашлири иттипақи бирлишип, 2021-йили сентәбир ейидин башлап бу йәрдә су чиқирип, әтрапни аватлаштуруш ишлирини йәнә қолға алған вә бу ишни келәчәктиму давамлиқ йүргүзүшкә келишкән.

Әйни вақитларда ғени батур билән көрүшкән вә униң аилиси билән қошна олтурған, һазир алмутаниң султанқорған мәһәллисидә туридиған атақлиқ һәзилчи-чақчақчи сабирҗан ғаппароф уни әсләп, мундақ деди: “мән ғеникамни 1947-йили йенимиздики өйгә көчүп кәлгәндин кейин арилишип йүрдуқ. Ғени ака егиз, келишкән, күчлүк, мәрд адәм иди. Бизниң байриқимиз йөткәлгәндин кейин у адәмни туюқсиз бу яққа елип чиқип кәтти. Өзбекистанниң пахтарал тәрәптә игилик директори болуп ишлиди. Өмриниң ахирида немишқидур бу адәмни бу яққа әвәтипту. Қонайефқа икки қетим кирип, шәһәрдин әмәс, җәнубий қазақистанда йәр берип, өй салди. Ағрип йетип, түгәп қалди. Шуниң билән дөңдики тупрақ бешидин орун елип бәрди. Ғени акиниң һәйкилини орнитишқа, өлүм ишлириға турсун ака палташеф вә һашир ака ваһидилар наһайити көп күч чиқарди. Һазирқи яшлиримиз яхши. Ғени акиниң бешидики йолларни ясап, нәзир-чирақларни өткүзүш охшаш ишларни қиливатиду”

Өткән әсирниң 30-40-йиллири уйғур елиниң мәдәний һаятида муһим рол ойниған илғар зиялийларниң бири тейипһаҗи сабитофниң оғли тонулған журналист ядикар сабитоф ғени батурни ғулҗида 8-10 яшлирида тунҗи қетим көргәнликини әсләп, мундақ деди: “ақ боз ат минип, сүсәр тумақлиқ егиз, бәстлик бир киши келип, бизниң өйдә меһман болди. Дадам билән узақ муңдашти. Булар 1937-1944-йилларда үрүмчидә шиң шисәйниң түрмисидә биллә ятқан икән. Униңдин кейин мән 1966-1967-йиллири ташкәнткә оқушқа барғанда, бир күни ғени батур кәлди деди. Мән салам берәй дәп йүгүрүп бардим. У ‛һаҗикамниң балисиғу сән, көзүңдин тонуватимән сени‚ дәп, қолумни қоюп бәрмәй, пешанәмдин бирни сөйди”.

Ядикар сабитоф 1974-йиллири шу вақиттики “коммунизм туғи”, йәни һазирқи “уйғур авази” гезитиниң қошумчиси әрәб йезиқидики “йеңи һаят” гезитидә ишләватқан пәйтидә ғени батурни йәнә бир қетим көргәнликини әслиди. ядикар сабитофниң ейтишичә, ғени батур өзи билән биллә түрмидә ятқан шу гезиттә ишләватқан атақлиқ тәрҗиманлар турсун дәрия вә әнвәр луқманофларни көрүшкә кәлгәникән.

Ядикар сабитоф ғени батурниң исмини әбәдийләштүрүш бойичә қилиниватқан ишлар һәққидә йәнә мундақ деди: “ғени ака пүткүл аңлиқ һаятини уйғур хәлқиниң бәхт-саадити, мустәқил яшишиға беғишлиған хәлқ қәһримани. Шуниң үчүн қазақистан хәлқ язғучиси зия сәмәди, атақлиқ инқилабчи, язғучи йүсүпбәк мухлисоф, мәсүмҗан зулпиқароф ғени батур һәққидә романларни, әслимиләрни язған. Вәтәндиму йезилди, кейин ғени батурларни у яқта әтималим чәкләвәткән болуш керәк, анчә язмиди. Ғени батурдәк батурларни әсләп туруш бизниң кейинки әвладниң мәҗбурийити. Икки йилниң алдида бизниң яшлиримиз ғени батурниң қәбрини ремонттин өткүзүп, чирайлиқ безәп, йеқинда шәнбилик уюштуруп, яхши ишларни қилғанлиқини аңлидим. яшлиримиз ғени батурдәк батурлиримизниң қәһриманлиқини өгиниши, үлгә елиши керәк. Биз ғени батурдәк батурлиримиздин пәхирлинимиз”

Тарихий пакитларға қариғанда, өткән әсирниң 40-йиллири нилқида партлиған азадлиқ һәрикитидә партизан қошунлирини башлап, алди билән нилқа, андин ғулҗа вә или вилайитиниң башқиму районлирини хитай гоминдаң әскәрлиридин азад қилиш җәңлиридә қәһриманлиқ көрсәткәникән. Шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанда, у һөкүмәт әзаси болуп, һәрбий сот рәиси вәзиписини атқурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.