Әсиргә созулған вәтәнсизлик: ғуламидин пахтаниң һаяти (5-қисим)
2024.04.05
Америка билән сабиқ советлар иттипақини мәркәз қилған икки лагер оттурисидики соғуқ уруш әвҗигә көтүрүлгән 1960-йилларда, германийәниң мюнхен шәһиридин аңлитиш беридиған “азадлиқ радийоси” ниң уйғурчә программилириму барғансери җанлиниду. Дәл мушу йилларда ғуламидин пахта “азадлиқ радийоси” тәрипидин ню-йорктики баш шитабқа әвәтилип, оттура асия хәвәрлирини аңлитидиған мухбирлиққа тәйинлиниду.
Ғуламидин пахта аилисини елип, ню-йорк шәһиригә йәрләшкән 1966-йилида, пүткүл америкада аран икки нәпәр уйғур мәвҗут иди. Әнә шуниңдин башлап ғуламидин пахтаниң америкадики һаяти башлиниду. У бу җәрянда “азадлиқ радийоси” ниң ню-йорктики баш шитабидин башқа йәнә, “пан-америка һава йоллири” да, “америка авази” ниң өзбекчә бөлүмидә қошумчә хизмәт қилиду.
Шу йилларда у йәнә актип сиясий паалийәт елип бериватқан “америка түркистанлиқлар бирләшмиси” ниң муавин рәисликини үстигә елип, шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини ню-йоркниң кочилирида ләпилдитиду. “түркистан бирлики авази” журнилиниң баш муһәррирликини өтәйду.
Дуняниң қайси җайида уйғурлар вә оттура асия темисида йиғинлар яки паалийәтләр өткүзүлсә, шу йәргә учуп берип қатнишиду. Қисқиси, 1980-йилларниң иккинчи йеримидин башлап америкада оқуш үчүн келишкә башлиған уйғур оқуғучилар пәйда болғанға қәдәр, у уйғурларниң авазини америка һөкүмити вә хәлқигә аңлатқан йеганә киши болуп кәлгән иди.
Мәзкур һөҗҗәтлик филимниң 5-қисмиға қизиқсиңиз, төвәндики уланмини бесип кириң!