Аңлиғучидин инкас: “ғулҗида тутқунлар сотсиз кесилмәктә, соти ечилған әнвәр турсун ‛тәләйлик‚ ләрдин бири”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.10.10
Enwer-Tursun-Taksim-SodaSariyi-yalghuz.jpg Тутқун қилинған таксим сода сарийиниң директори әнвәр турсунғоҗа әпәнди.
Photo: RFA

8‏-Өктәбир күни ғулҗа шәһиридики тутқун әнвәр турсунниң сотланғанлиқи һәққидә радийомизға учур йоллиған, вәзийәттин хәвәрдар киши ғулҗида лагердики тутқунларниң зор бир қисминиң сотсиз кесиливатқанлиқини, әнвәр турсунниң шәклән соти ечилған аз сандики ‛тәләйлик‚ тутқунлардин бири икәнликини илгири сүргән.

Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида чапчал наһийәсиниң җағистай йезисидики ака-ука аблиз җами вә абликим җамиларниң сотсизла кесиветилгәнлики вә нөвәттә шихо түрмисидә икәнлики ашкариланди.

Вәзийәттин хәвәрдар бирәйләнниң ғулҗа лагерлиридики зор бир түркүм тутқунларниң сотсизла кесиливатқанлиқи, әнвәр турсунниң шәклән болсиму сот ечилған аз сандики ‛тәләйлик‚ тутқунлардин бири икәнликини мәлум қилған иди.

Биз әнвәр турсунниң сотида немиләр дейилгәнликини ениқлашқа тириштуқ. Асасий қатлам кадирлиридин җ. Х. Хадимлириғичә болған барлиқ алақидар кишиләр әнвәр турсунниң соти һәққидә гәп қилиштин өзлирини қачурди.

Инкаста әнвәр турсунниң чәтәлдики бирқанчә дөләттә қериндашлири вә уруқ-туғқанлириниң барлиқини, улар чәтәлдә қериндашлири тоғрилиқ актип паалийәт қилғанлиқи үчүнла әнвәр турсун үстидин сот ечилғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Дәрвәқә, әнвәр турсунниң канада вә норвегийәдики қериндашлири б д т ға мәктуп йоллап, хитайниң бигунаһ акиси вә җийәнини сәвәбсиз тутқун қилғанлиқи үстидин шикайәт қилған. Улар йәнә акиси билән җийәниниң әһвали һәққидә мәхсус видийолуқ гуваһлиқ баянати тарқатқан.

Биз ғулҗида лагерлардики тутқунларниң сотсиз кесиливатқанлиқи һәққидики учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн ғулҗиниң чапчал наһийәсигә телефон қилдуқ. Җағистайлиқ бир аяллар мудири өз тәвәликидики 60 вә 63 яшлиқ ака-ука аблиз җами билән абликим җамиларниң сотсизла кесиветилгәнлики, уларниң қолиға һечқандақ бир һөкүмнамә берилмигәнлики, һәтта кәнт кадирлири билән аилә тавабиатлириниң уларниң қанчә йиллиқ кесилгәнликидинму хәвәрсизликини ейтти. Мәлум болушичә, аблиз җами нөвәттә шихо түрмисидә, абликим җами болса тоққузтарадики бир түрмидә җаза муддитини өтимәктикән.

Йәнә мәлум болушичә, абликим җами 10 йилларниң алдида оттура асияда тиҗарәт қилғанлиқи үчүн, аблиз җаминиң болса телефонидин чатақ чиққанлиқи үчүн тутқун қилинған икән.

Лагердики тутқунлар үстидин сотсиз һөкүм чиқиватқанлиқ әһвали илгири хотән вә қәшқәргә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиздиму ашкариланған иди. Йеңисарлиқ бир қоғдаш хадими акисиниң җаза кесимини кәнт кадирлиридин тапшурувалғанлиқини баян қилған болса, пәйзиватлиқ бир сақчи хадими янчуқида тәйяр сот һөкүмлири барлиқи, пәқәт униңға мәһкумларниң исмини толдуруш арқилиқла җаза һөкүмини чиқиридиғанлиқини баян қилған иди.

Мәлум болушичә, лагердики мана бу хил сотсиз һөкүмләргә хитай җаза материяллирида “күчәйтип тәрбийәләш” дәп нам берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.