Голландийә мухбириниң уйғурлар һәққидики қисқа филими зор тәсир қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2020.10.26
NOS-Gollandiye.jpg Голландийә дөләтлик телевизийәси н о с йәни голландийә радийо фондиниң бейҗиңдики мухбири шордден даас әпәндим.
Social Media

Йеқинда голландийә дөләтлик телевизийәси н о с йәни голландийә радийо фондиниң хәвәр қанилида, голландийәниң бейҗиңдики мухбири шордден даас тәрипидин ишләнгән уйғурлар һәққидики 8 минутлуқ қисқа һөҗҗәтлик филим берилди.

Хитай һөкүмитиниң тәклипи билән уйғур диярида зиярәттә болған голландийә мухбири ишлигән бу қисқа филим голландийә таратқулирида вә иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирлинип зор тәсир қозғиди. 

Мухбир шордден даас тәрипидин ишләнгән 8 минутлуқ қисқа филимдә, мухбирниң уйғур районида филим ишләш җәрянида йолуққан тосқунлуқлар вә өз көзи билән көргән һәқиқий әһваллар әкс әттүрүлгән. У зиярәт җәрянидики сақчиларниң назарити, тосқунлуқи, у синға еливалған йеңидин қурулуватқан лагерлар һәққидики көрүнүшләр, пойиз истансисида сақчиларниң назаритидә оқуш намида йирақ сәпәргә елип меңилған уйғурлар, уйғурларниң мухбирниң зиярәт қилишини қорқунч ичидә рәт қилғанлиқи, әмма райондики хитай саяһәтчилириниң болса, һәммә йәрни сақчилар қаплиған уйғур дияри вәзийитидин чәксиз мәмнунлиқи, хитай пуқралириниң өзини бихәтәр һес қилғанлиқини әйнән сүрәткә алған. Хитай һөкүмитиниң районда йүргүзгән қаттиқ назарәт системисини қоллап ейтқан сөзләрму филимға киргүзүлгән.

Мәлум болушичә, мәзкур филимни ишлигүчи голландийә мухбири шордден даасниң уйғур райони зиярити хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң бу йил 8-айниң 25-күнидин 9-айниң 1-күнигә қәдәр явропадики германийә, италийә, голландийә, франсийә вә норвегийә қатарлиқ 5 дөләттики зияритидинн кейин елип берилған. Хитай баш министири ваң йиниң явропа мухбирлирини уйғур районида зиярәт қилип хәвәр ишлисә болидиғанлиқи һәққидә қилған сөзлири әйни чағдики явропа таратқулирида хәвәр қилинғаниди.

Голландийәдики уйғур паалийәтчилиридин асийә уйғур ханим зияритимизни қобул қилип, мухбирниң өзиниң уйғур районида учриған тосқунлуқлар вә көргән әһваллар арқилиқ, уйғур райониниң, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң голландийә зиярити мәзгилидә ейтқанлири вә хитай һөкүмәт тәшвиқатиға пүтүнләй охшимайдиған реаллиқини пакитлар арқилиқ йорутуп бәргәнликини билдүрди. 

Асийә ханимниң қаришичә, мәзкур филим тарқитилғандин кейин хитай һөкүмитиниң уйғур райони тәшвиқати мәқситидә орунлаштурулған бу қетимқи зиярәтниң үнүми хитай һөкүмити күткәнниң тамамән әксичә болған. 

Асийә ханим сөзидә, мәзкур филимниң хитайниң явропада яхши образини тикләш үчүн уйғурлар һәққидә елип барған бир қатар ялған тәшвиқатиға әҗәллик зәрбә бәргәнликини билдүрди. 

Асийә ханим йәнә хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң бу йил 8-айниң ахири явропадики 5 дөләттә елип барған зияритиниң мәқсиди вә униң зияритиниң явропада қарши елинмиған нәтиҗә билән ахирлашқанлиқини билдүрди. Униң қаришичә мәзкур филимниң голландийәдә қоюлуши билән голландийәдә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситигә болған тонуш йәниму күчәйгән. 

Зияритимиз ахирида асийә ханим йәнә, голландийә дөләтлик телевизийәсидә қоюлған уйғур вәзийити һәққидики филимниң бу дәриҗидә тәсир қозғишиниң әһмийити һәққидә тохталди. 

У уйғур тәшкилатлири вә һәр бир уйғурниң уйғурлар учраватқан зулумни өз дөлитидики һөкүмәт органлири вә хәлқигә аңлитишниң зор үнүм беридиғанлиқини тәкитләп, голландийәдики уйғур тәшкилатлири вә уйғурларниң бу җәһәттә көп тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.