Гордон чаң: “хитайға тутқан позитсийәмиз натсистлар германийәсигә тутқан позитсийәмиз билән охшаш болуши керәк”
2021.02.04
Хәлқара җинайи ишлар адвокати, дипломат вә профессор без вән шак ханим ню-йорк унверситити қанун институти, ресис қанун вә бихәтәрлик мәркизи тәрипидин чиқирилидиған “пәқәтла бихәтәрлик” журнилида “уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ: американиң партийә айримай ирқий қирғинчилиқини бекитишиниң қануний асаси” сәрләвһилик бир мақалә елан қилған.
Мақалидә “хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зораванлиқниң алаһидиликини хәлқара вә америка қанунидики ирқий қирғинчилиқниң ениқлимиси бойичә ейтқанда, хитай һакимийити уйғурларға ‛ирқий қирғинчилиқ‚ елип бериватиду,” дейилгән. Мақалидә хитай дөләт органлири вә юқири дәриҗилик әмәлдарларниң бивастә мәсул болуши билән уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи испатлар билән оттуриға қоюлған.
Мақалидә йәнә “ирқий қирғинчлиққа қарши туруш әһдинамиси” дики 5 мадда, йәни мәлум бир топлуқниң әзалирини кәң көләмдә өлтүрүш; мәлум бир топлуқниң әзалириға еғир җисманий вә роһий җәһәттин зиян йәткүзүш; мәлум бир топлуқниң турмуш шараитиға қәстән зиян селиш; мәлум бир топлуқниң ичидә туғулушниң алдини елишни мәқсәт қилған тәдбирләрни қоллиниш; мәлум бир топлуқтики балиларни башқа бир топлуққа мәҗбурий өткүзүп бериш қатарлиқ җинайәтләр уйғурлар учраватқан зулумлар билән селиштурулған.
Ениқлимиларға қариғанда, уйғурлар ирқий вә диний кимлики җәһәттин хитайлардин түптин пәрқлиқ бир топлуқ болғанлиқи үчүн “ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамиси” бойичә қоғдилидиған топлуқ қатариға киридикән.
Язғучи мақалисидә уйғурларға йүргүзүлүватқан вәһшийликниң “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилинишида талаш-тартиш қилиниватқан әң муһим нуқтини оттуриға қойған. У хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмдә җисманий җәһәттин йоқ қиливәтмигән болсиму, әмма уларни тамиқи, тазилиқи, шараити начар муһитта узун муддәт ишлитиш арқилиқ аста характерлик өлтүрүватқанлиқини тәкитлигән.
“ирқий қирғинчлиққа қарши туруш әһдинамиси” бойичә уйғурлар учраватқан қийнақ, басқунчилиқ вә җинсий зораванлиқлар “еғир җисманий вә роһий җәһәттин зиян йәткүзүш” арқилиқ ирқий қирғинчилиқни тәшкил қилидиған маддиларниң иккинчисигә чүшидикән. Мувапиқ йемәклик, су, туралғу, кийим-кечәк, тазилиқ шараити болмиған муһитта тутуп туруш, кишләрни һәддидин зиядә ишлитиш қатарлиқлар хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң маддилириға асасән “аста характерлиқ өлүм” ни кәлтүрүп чиқиридиған ирқий қирғинчилиқ түригә киридикән.
Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин гордон чаң әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “хитай һакимийити уйғур, қазақ қатарлиқ етник милләтләргә ‛ирқий қирғинчлиқ‚ елип бериватқанлиқи ениқ. 1948-Йили имзаланған ‛ирқий қирғинчлиққа қарши туруш әһдинамиси‚ гә америка вә хитай һәр икки дөләт имза қойған болуп, уларниң ‛ирқий қирғинчлиқ‚ ни тохтитиш мәсулийити бар. Демәкчи болғиним, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ‛ирқий қирғинчилиқи‚ ни тохтитиш үчүн бизниң әхлақи мәсулийитимиз болупла қалмастиин, бәлки йәнә қануний мәсулийитимизму бар.”
Мақалидә көрситилишичә, балиларни еливелиш, йәни ятақлиқ мәктәп намида ата-анисидин айриш, яшта чоң аялларни мәҗбурий туғмас қилиш вә яш қизларни ‛той қилиш‚ намида мәҗбурий хитайлардин балилиқ болушқа йүзләндүрүш, хитай нопусини тез сүрәттә уйғурлар райониға йөткәш қатарлиқлар истратегийәлик ассимилиятсийә қилишқа киридикән.
Америка йәһудийлар мәҗлисиниң ню-йорк шөбисидики рафаил лемкин мундақ дегән: “‛ирқий қирғинчилиқ‚ пәқәт бир сөз әмәс, у вәдә, у үмид. У алибурун иҗра қилишқа тегишлик қанунға айланған. Әмәлийәттә бу қанун бундин кейин йоқитиш, кәң көләмлик адәм өлтүрүш, җаза лагерлири, туғмас қилиш, аилини парчилаштәк қилмишлар йүз бәрмәслики керәк, дегәнликтур.”
Гордон чаң әпәнди американиң 21-әсирдики бу “ирқий қирғинчилиқ” ни тохтитиш үчүн сабиқ ташқи ишлар министири майик помийониң қарарини әмәлийләштүрүши керәклини тәкитлиди. У мундақ деди: “американиң қилидиған биринчи иши хитай һакимийити билән болған мунасивитини үзүш. Американиң хитай билән болған мунасивити асаслиқи сода мунасвити. Хитай билән қилған һәр бир сода хитайни ашу қирғинчилиқни давам қилидиған мәбләғ билән тәминлигәнлик болиду. Шуңа хитай билән болған мунасивәтни тохтитиш қануний вәзипимиздур.”
У йәнә мунуларни қошумчә қилди: “бизниң бу мәсилидә хитайға тутқан позитсийәмиз натсистлар германийәсигә тутқан позитсийәмиз билән охшаш болуши керәк. Биз ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни тохтитиш үчүн чоқум әмәлий һәрикәткә өтүшимиз керәк. Әпсуслинарлиқи, 1930-1940-йилларда әмәлий һәрикәткә өтүшкә узун вақит кәткән иди. Бу қетим яхширақ қилишимиз керәк.”