“мән лагердин қандақ һаят қалдим?”
2021.02.02
Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи билән йүрүшлүк сөһбәт (5)
Гүлбаһар: сақчилар сени қоюп беримиз дегәндә һечқандақ инкасму қайтурмидим, чүнки бизгә лагерниң ичиму, сиртиму охшаш иди
Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи ханим билән радийомизда елип бериливатқан “мән лагердин қандақ һаят қалдим?” темисидики йүрүшлүк сөһбитимизниң 5-санини диққитиңларға сунмақчимиз, сөһбитимиз җәрянида у өзиниң 2 йилдин артуқ түрмә вә лагерниң зулмәтлик камерлиридики хорлуқ вә азабларға қандақ бир күч билән тақабил турғанлиқи, һаятқа болған үмидини үзмәсликкә қандақ бир ирадә вә ишәнч илһам болғанлиқини аңлатти.
Гүлбаһар ханимниң икки йилға йеқин тутқунлуқ һаятида, әң еғир күнләрдиму өзиниң җаза лагеридин һаят қутулуп чиқишқа болған үмидини һечқачан йоқатмиған болса, униң фирансийәдә қалған ери вә икки қизиму, фирансийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси, фирансийә ташқи ишлар министирлиқидин хитайға бесим ишлитип гүлбаһар ханимниң дәрһал қоюп берилишигә ярдәм қилишни тохтатмай тәләп қилғаниди. Нәтиҗидә гүлбаһар ханим 2019-йили-8 айниң 21-күни парижға келип икки қизи вә ери билән җәм болди. Хитай даирилири уни рәсмий қоюп бериштин аввал, еғирлиқи 40 нәччә килоға чүшүп қалған гүлбаһарни 3 ай мәхсус яхши тамақ билән озуқландуруп, назарәт астида баққаникән.
Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи ханим өзини лагердики уйғурлар ичидики, сақ саламәт лагердин чиқалиған, болупму чәтәлләргә келип аилиси билән җәм болалиған тәләйлик бири һесаблайду. Гүлбаһар ханим фирансийәгә кәлгәндин кейин лагер сәргүзәштлирини китаб қилип йезип чиқти. “хитай гулагидин һаят қалған гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи” намлиқ йеқинда фирансийәдә нәшрдин чиққан бу китаб, уйғур лагер шаһити тәрипидин йезилған тунҗи китаб һесаблиниду.