Гүлбаһар хативаҗи: хитай бигунаһ хәлққә террорлуқ ишлитиватқан һәқиқий террорчи
2021.02.10
Хитайниң “йәршари вақти” гезити 2-феврал “әмәлдарлар: шинҗаңни зиярәт қилишиңларни қарши алиду” темисида хәвәр тарқатти. Хәвәргә қариғанда 1-феврал күни уйғур аптоном районлуқ партком, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң орунлаштуруши билән бейҗиңда, уйғур елидики “йиғивелип лагерлири”, “мәҗбурий әмгәк” қатарлиқ темиларда бир қисим чәтәл вә хитай таратқу мухбирлириниң соаллириға җаваб бәргән.
Бу аптоном райони даирилириниң охшаш темида өткүзгән 3-қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғиниға ройтерис агентлиқи, CNN, бирләшмә агентлиқи, пакистан бирләшмә агентлиқи қатарлиқ бир қисим чәтәл таратқулириниң мухбирлири тәклип қилған.
Мухбирларниң бәзилири хитай һөкүмити америка һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлирини вә ахбаратчиларниң ихтияри бойичә уйғур диярида зиярәттә болушиға тәйярму? дегән соалиға, аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүм башлиқи шү гүйшяң йеңи америка һөкүмитиниң әмәлдарлирини уйғур диярида зиярәттә болушқа тәклип қилидиғанлиқини ейтип: “гәрчә бир қисим чәтәл әлчилири вә журналистлар зиярәт җәрянида йәнила, ‛җинайи ишлар пакити‚ ни пүтүн күчи билән издәватқан болсиму, әмма җуңго һөкүмити очуқ позитсийәси әзәлдин өзгәрмәйду.” дегән болсиму, арқидинла барлиқ лагер шаһитлириниң гуваһлиқлирини инкар қилған вә уларни хәвәр қилған чәтәл таратқулирини хитайға төһмәт қилиң билән әйиблигән.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баянатчиси елиҗан инайәт “йәршари вақит гезити” мухбириниң гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлири һәққидә сориған соалиға җавабән гүлбаһар хативаҗини вә униң ерини бөлгүнчи тәшкилат “дуня уйғур қурултийниң әзаси”, “униң узундин буян бөлгүнчилик вә террорлуқ билән шуғулланғанлиқини ашкариланди” дегән вә униң йолдиши абдукерим хативаҗини фирансийәдә “сиясий панаһлиқ” тиләп олтурақлашқан, дуня уйғур қурултийи фирансийә тармиқиниң муавин рәиси дәп көрситип гүлбаһар ханимни 2016-йили 11-айда, “дөләткә қайтип пенсийә рәсмийитини өтәш” дегән нам билән йәнә чеградин кирип, зораванлиқ вә террорлуқ паалийәтлирини күшкүртмәкчи болғанда җамаәт хәвпсизлик органлири тәрипидин паш болуп қолға елинғанлиқини ейтқан.
Бу мунасивәт билән радиомизға өзиниң инкасини билдүргән дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндим мундақ деди: “мәйли гүлбаһар ханим вә яки униң йолдиши болсун, хитай ейтқандәк дуня уйғур қурултийиниң әзаси әмәс. Дуня уйғур қурултийи улар дегәндәк террорлуқ тәшкилат болған болса дуня мәтбуатлириниң зиярәтлирини қобул қилалмиған вә бундақ әркин паалийәт қилалмиған болаттуқ. Хитай гүлбаһар ханим вә башқа барлиқ лагер шаһитлириниң гуваһлиқлирини инкар қилип уларға һәр хил қара чаплаш билән өзини пәрдазлашқа урунуп кәлмәктә әмма, униңдин башқа адрйиан зензкә охшаш хәлқаралиқ мутәхәссисләрниң доклатлири, лагерлар паш болған сүний һәмраһ сүрәтлири, шинҗаң архипиға охшаш ню-йорк вақти гезитлиридә ашкариланған җинайәт пакитлири алдида әмди һәргизму ирқий қирғинчилиқ җинайитидин һәр қанчә қилипму өзини ақлап қалалмайду”.
Елиҗан инайәт “гүлбаһар узун өтмәйла йүзини өзгәртти” дәп һуҗум қилған болуп, униң ахбаратларға билдүрүшичә, гүлбаһар террорлуқ җинайити, ери вә қизиниң бөлүнүп кетиш қилмишиниң хәтирини тонуп йәткәнликини етирап қилип вә тәвбә қилғанлиқи үчүн даириләрниң уни қоюп бәргән. Вә униң туғут алдида турған чоң қизиниң һалидин хәвәр елиши үчүн инсанпәрвәрликни көздә тутуп униң фирансийәгә кетишигә йол қойғанмиш. У йәнә гүлбаһарни хитайдин айрилғандин кейин, “кәңчилликтин миннәтдар болушниң орниға, хитайға қарши дуня уйғур қурултийи билән тил бириктүрүп ялғанни тоқуп чиққан” дәп әйиблигән.
Гүлбаһар хативаҗи ханим париждин телефон зияритимизни қобул қилип, гәрчә өзиниң хитайниң ахбарат елан қилип йиғинида өзигә қара чаплиған хәвирини көргәндин кейин әслидә хитай һөкүмитиниң төһмәтлирини талаш тартиш қилмаслиқни ойлиған болсиму йәнила һәқиқәтни сөзләшни тоғра тапқанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“мән әзәлдин террорчи әмәс, сиясий паалийәт биләнму шуғулланған әмәс, һелиғу террорчи икән, әгәр улар мәндин кичиккинә сәвәнлик тапалиған болса болса мени қоюп бәрмигән болатти, мән һәқиқий әһвални яздим. Өзиниң рәзилликини йошуруш үчүн, өзиниң җинайәтлирини баш қилған бизгә қара чаплаватиду. Әмәлийәттә һәқиқий террорчи дегән өзлири, дөләтниң күчини қолида төмүрниң пучиғи йоқ бигунаһ хәлққә ишлитиватиду”.
Әмәлийәттә уйғур аптоном райони өткән йили 12-айниң ахиридин башлап, үч қетим ахбарат елан қилиш йиғини ачқан болуп, бу нөвәтлик 1-февралдики ахбарат елан қилиш йиғинини бейҗиңда ачқан вә униңда һәтта бир қисим аталмиш тәрбийәләш мәркизини пүттүргән оқуғучиларниму нәқ мәйданға елип келип, сөзлитип тәтүр тәшвиқат елип барған.
Даириләрниң бу йиғинни бейҗиңда орунлаштуруштики мәқситиниң “ирқий қирғинчилиқ” билән әйибләш даирисини контрол қилиш икәнлики “йәршари вақти” гезитидин ашкариланди. Мәзкур гезиттә нәқил елинған, аталмиш хитай хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси җя чүняңниң қаришичә “җуңгониң шинҗаңға мунасивәтлик мухбирларни күтүвелиш йиғини даим қизиқ темиларға җаваб бериштә тоғра вә үнүмлүк” икән. У: “чүнки аталмиш‛ирқий қирғинчилиқ‚ һазир ғәрбниң кичиккинә бир қисми, уларниң өзгириши тәс. Биз тәрәққий қиливатқан дөләтләргә шинҗаңдики әмәлий әһвални техиму көп чүшәндүрүши вә көрситиши керәк” дегән.