Уйғур әдлийә архипи: тоқулма пакитлар, мәҗбурланған гуваһчилар архипимизниң қиммитини чүшүрәлмәйду
2021.02.09
Уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми 2-феврал күни бейҗиңда Уйғур вәзийити һәққидә иккинчи қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини Өткүзүп, норвегийәдики “уйғур әдлийә архипи” намлиқ тәтқиқат мәркизини “ялғанчилиқ архипи” дәп әйиблигәниди. Мәзкур хәвәр муһаҗирәттики алақидар паалийәтчи вә гуваһчиларниң күчлүк инкасини қозғиди. Мәзкур тәтқиқат мәркизи, хитай тәрәпниң гүлнар обул қатарлиқ мустәқил пикир қилиш әркинлики болмиған кишиләрни өз кәчмиши һәққидә ялған сөзләшкә мәҗбурлиғанлиқини оттуриға қойса; гуваһчи әнвәр ғоҗи хитай тәрәпниң ғайиб акиси әхәт ғоҗиға төһмәт чаплиғанлиқини илгири сүрди.
Хитай мәзкур ахбарат елан қилиш йиғинида, профессор гүлнар обулни сөзлитип, өзиниң тутқунда әмәслики һәққидә гуваһлиқ бәргүзгән; әмма алдинқи йили қәшқәр университетиға қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида мәзкур университетниң мәмурийәт хадими гүлнар обул қатарлиқ 4 профессор вә мәктәп рәһбәрлириниң вәзиписидин қалдурулғанлиқини ашкарилиғаниди. Гүлнар обулниң исмини ениқ тилға алған бу хадим, бу 4 профессорниң “икки йүзлимичилик” билән тутулғанлиқини дәлиллигәниди. Уйғур әдлийә архипиниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди, хитай һакимийити астидики һечбир уйғурниң мустәқил пикир қилиш әркинлики йоқлуқини әскәртип, гүлнар обулниң өз кәчмиши һәққидә ялған сөзләшкә мәҗбурланғанлиқини оттуриға қойди. Бәхтияр әпәндиниң дейишичә, гүлнар обул мәҗбурланған баянатида, өзиниң нөвәттә тутқунда әмәсликини тилға алған болсиму, әмма илгири бир қетим тутулған яки тутулмиғанлиқи һәққидә еғиз ачмиған.
Хитайниң мәзкур ахбарат йиғинида йәнә путболчи ирпан һезимниң нөвәттә путбол мәйданлирида топ ойнаватқанлиқини көрситип, уйғур әдлийә архипини “ялғанчилиқ архипи” дәп әйиблигән. Әмәлийәттә, ирпан һезим 2018-йили 2-айниң ахиридин 2019-йили 1-айниң ахирлириғичә путбол мәйдани вә иҗтимаий таратқулардин ғайиб болған; шу чағдики ениқлашлиримизда, дөрбилҗин сақчилири ирпан һезимниң тутқунда икәнликини дәлилләп болғаниди. Һәтта мәсул хадимлар, ирпан һезимниң дөрбилҗинниң түргүн тәрбийәләш мәркизидә икәнлики вә чәтәлгә чиққанлиқи үчүн тутулғанлиқини ашкарилиғаниди. Бәхтияр өмәр әпәнди, дуня путболчилар бирләшмисиниң 2018-йили 13-июн күни ирпан һезим һәққидә баянат елан қилип, хитай тәрәпни бу яш истиқбаллиқ путболчини лагердин қоюп беришкә чақирғанлиқи вә хитай тәрәпниң шу чағда ирпан лагерда болғанлиқи үчүн бу чақириққа инкас қайтуралмиғанлиқини әскәртти.
Йәнә әйни чағдики ениқлашлиримизда ирпан һезимниң бир йилға йеқин лагерда ятқандин кейин, хәлқара җамаәт пикириниң бесими билән қоюветилгәнлики вә суниң путбол кулуби билән тохтамлашқанлиқи мәлум болғаниди. Гүлнар обулниңму болса тутқунда икәнлики радийомизда хәвәр қилинип 2-3 һәптә өткәндин кейин қоюп берилгәнлики вә үрүмчигә хизмити йөткәлгәнлики ашкариланған иди.
Мәзкур ахбарат йиғинида, кучадики дохтур таһир һәсәнниңму нормал хизмәт ишләватқанлиқи илгири сүрүлүп, униң тутқунда икәнликини рәт қилинған; әйни чағда куча наһийәлик дохтурханиниң аманлиқи хадими таһир һәсәнниң “хәтәрлик кишиләр” билән телефонда сөзләшкәнлики үчүн тутулғанлиқини дәлиллигәниди.
Бәхтияр әпәнди баянатида, “ирпан һезим, гүлнар обул вә таһир һәсәнләрниң нөвәттә сиртта икәнлики уларниң илгири бир мәзгил тутқунда икәнликини инкар қилалмайду”, деди.
Мәзкур ахбарат йиғинида уйғур әдлийә архипида исимлири қәйт қилинған таһир талип, әнвәр давут, исақ пәйзулла вә зөрәм талипларниңму тутқунда әмәслики баян қилинған. Бәхтияр әпәнди, хитай тәрәп исмини тилға бир қанчә кишиниң нөвәттики әһвали қандақ болушидин қәтийнәзәр, бу мәлуматларниң уйғур районида лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилалмайдиғанлиқини билдүрди вә өзлириниң қоллирида техи йеқиндила пәқәт түркийәдики уйғурлардин топлиған 5миңдин артуқ тутқунниң архипи барлиқини тилға алди. У, бу учурларни, уларниң түркийәдики биваситә уруқ-туғқанлиридин, җүмлидин, хитай әлчиханиси алдида “аилә нөвәтчилики” намида изчил паалийәт елип бериватқан намайишчилар гурупписидин топлиғанлиқини оттуриға қойди.
Хитайниң мәзкур ахбарат йиғинида, мәһбус илһам тохтиниң оқуғучиси әкбәр иминниң 25 йиллиқ, ақсу байдики қурулуш һөддигири әхәт һаҗиниң 20 йиллиқ, мисирдин қайтқан оқуғучи сәми бариниң муддәтсиз кесилгәнлики етирап қилинған болсиму, әкбәр иминниң қара җәмийәт қурғанлиқи, әхәт һаҗиниң қатиллиққа урунғанлиқи илгири сүрүлүп, уларниң җинайәтчи икәнлики әдлийә архипидин орун елишиниң хата икәнлики билдүрүлгән.
Мәһбус әхәт ғоҗиниң түркийәдә яшаватқан иниси әнвәр ғоҗи бу һәқтә әдлийә архипиға толуқлима учур йоллап, акисиниң бир һашарәткиму зийини тәгмәйдиған киши икәнлики, хитайниң әдлийә архипини инкар қилиш үчүн акисиға қара чаплиғанлиқини баян қилған. У мәзкур ахбарат йиғинидин бир акисиниң түрмидә икәнликини биләлигән болсиму, йәнә анисини өз ичигә алған 20гә йеқин уруқ-туғқини һәққидә һазирғичә һечқандақ учур йоқлуқи һәққидә гуваһлиқ бәргән. Бәхтияр әпәнди хитай тәрәпниң пут-қоллири койзиланған кишиләргә, уларниң һәқни сөзләш имкани йоқлуқидин пайдилинип, уларға халиғанчә қара чаплаватқанлиқини тилға алди.
Бәхтияр әпәнди баянатиниң ахирида, өзлириниң әдлийә архипиға тутқун аилә тавабиатлири вә мустәқил ахбарат органлириниң хәвәрлиридин учур топлаватқанлиқи һәм учурлар һәққидә өзлириниңму мустәқил тәкшүрүш елип бериватқанлиқини баян қилип, хитай тәрәпниң тоқулма пакитлар вә мәҗбурланған гуваһчиларниң баянлири билән уйғур әдлийә архипидики учурларниң қиммитини чүшүрәлмәйдиғанлиқини әскәртти.