“һәдәм қәйәрдә” намлиқ һөҗҗәтлик филим истанбулда көрүрмәнләр билән йүз көрүшти

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.09.12
hedem-nede-filim-istanbul-1 2018-Йили үрүмчидә хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип түрмигә ташланған уйғур зиялийси, дохтур гүлшән аббасниң қамалғанлиқиниң 6 йиллиқи мунасивити билән көрүрмәнләр билән йүз көрүшкән “һәдәм қәйәрдә” намлиқ һөҗҗәтлик филимдин көрүнүш. 2024-Йили 10-сентәбир, истанбул.
RFA/Arslan

Хитайниң уйғурларға қарита кәң көләмдә тутқун қилип түрмә-лагерларға қамиши башлиниши билән тәң 2018-йили үрүмчидә хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип түрмигә ташланған уйғур зиялийси, дохтур гүлшән аббасниң қамалғанлиқиниң 6 йиллиқи мунасивити билән “һәдәм қәйәрдә” намлиқ һөҗҗәтлик филим 10-сентәбир күни, истанбулда көрүрмәнләр билән йүз көрүшти.

Һөҗҗәтлик филимда, гүлшән аббасниң хитай даирилири тәрипидин адаләтсизлик билән тутқун қилиниши вә түрмигә қамилиши, шундақла униң сиңлиси, мәркизи америкадики уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханимниң күрәшлири, хитай һакимийитиниң инсанийәткә қарши садир қилған җинайәтлири, уйғур ирқий қирғинчилиқи, уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши, уйғурларниң дуч келиватқан паҗиәлири баян қилинған.

Түрк оҗақлири истанбул шөбиси, дуня уйғур қурултийи вәхписи, уйғур һәрикити тәшкилати вә уйғур академийәсиниң бирликтә уюштуруши билән елип берилған һөҗҗәтлик филим көрситиш паалийитигә әр-аял болуп йүздин артуқ киши қатнашти.

“һәдәм қәйәрдә” намлиқ һөҗҗәтлик филим башлиништин илгири түрк оҗақлири истанбул шөбиси рәиси доктор җәзми байрам әпәнди ечилиш сөзи қилмақта. 2024-Йили 10-сентәбир, истанбул.
“һәдәм қәйәрдә” намлиқ һөҗҗәтлик филим башлиништин илгири түрк оҗақлири истанбул шөбиси рәиси доктор җәзми байрам әпәнди ечилиш сөзи қилмақта. 2024-Йили 10-сентәбир, истанбул.
RFA/Arslan

Һөҗҗәтлик филим башлиништин илгири түрк оҗақлири истанбул шөбиси рәиси доктор җәзми байрам әпәнди ечилиш сөзи сөзлиди. У сөзидә хитай тәрипидин ирқий қирғинчилиққа учриған уйғур қатарлиқ мусулман хәлқлиригә өзлириниң ярдәм қилалмиғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини ипадилиди вә түрк оҗақлири болуш сүпити билән бурундин тартип һазирғичә шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртиптә тутушқа тиришип келиватқанлиқини һәм буниңдин кейинму бу мәсилә һәққидә техиму көп хизмәт қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған уйғур һәрикити тәшкилатиниң түркийә вәкили муһәммәд ели һапизниң билдүрүшичә, һөҗҗәтлик филимда, уйғур сиясий паалийәтчи, уйғур һәрикитиниң рәиси рошән аббасниң қанунсиз тутқун қилинған һәдиси гүлшән аббасни издәш һекайиси асас қилиниш билән биргә чәт әлләрдә туруп аилисидин хәвәр алалмайватқан вә алақә қилалмайватқан көп сандики уйғур шаһитлар вә паалийәтчиләрниң гуваһлиқлири арқилиқ хитайниң инсанийәткә қарши садир қилған җинайити вә ирқий қирғинчилиқи йорутуп берилгән.

Һөҗҗәтлик филимда йәнә мутәхәссисләр вә тәтқиқатчиларниң анализлири, шәрқий түркистан тарихи, шәрқий түркистан мустәқил җумһурийәтлириниң қурулуши, коммунист хитайниң ишғалийити, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқ мәсилиләрни дәлил-испатлар билән йорутуп берилгән.

Муһәммәд ели әпәнди, бу һөҗҗәтлик филимниң истанбулда хәлққә учуқ һалда қоюлушиниң мәқсити тоғрисида тохтитилип, бу һөҗҗәтлик филим арқилиқ, түрк һөкүмити вә хәлқиниң диққитини уйғур ирқий қирғинчилиқиға тартиш, бу арқилиқ уйғурлар мәсилисини түркийәниң күнтәртипигә кәлтүрүш, һәм гүлшән аббасниң әркинликкә чиқишини қолға кәлтүрүштин ибарәт икәнликини тәкитлиди.

Биз бу “һәдәм қәйәрдә” намлиқ һөҗҗәтлик филим тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн түрк оҗақлири истанбул шөбә рәиси доктор җәзми байрам әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Доктор җәзми байрам әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “бу һөҗҗәтлик филим, мухалип күчләрниң көзқарашлириғиму орун бериш арқилиқ һәм тәрәпсиз һәм илмий пакитлар билән тәйярланған болуп, рошән ханим дуняниң охшимиған җайлиридики дөләтләрдә “һәдәм қәйәрдә” дәп йүрүп шәрқий түркистанлиқларниң чекиватқан дәрд-әләмлирини вә мәсилилирини оттуриға қоюп кәлди. Рошән ханимниң бу муҗадилиси тәқдирләшкә әрзийду, мениңчә болғанда бу һөҗҗәтлик филимни түркийәниң охшимиған җайлирида вә башқа көплигән дөләтләрдә қоюп давамлиқ күнтәртиптә тутуш керәк, буниң билән шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида хәлқ аммисида бир җиддий көңүл бөлүш шәкилләнгүси”.

Доктор җәзми байрам әпәнди сөзидә йәнә түрк оҗақлириниң йиғилишлирида һәр айда бир қетим мәхсус шәрқий түркистан мәсилиси музакирә қилиниватқанлиқини билдүрди. У йәнә: “шәрқий түркистандики қериндашлиримиз хитайдәк ғайәт зор бир дөләткә тақабил туруватиду, алла уларға сәбир вә күч бәрсун”, деди.

Филим ахирлашқандин кейин түрк шаир көксал җенгиз әпәнди сәһнигә чиқип, “шәрқий түркистан көйүватиду” темисидики шеирини җараңлиқ декламатсийә қилип, шәрқий түркистандики зулум вә қайғу-әләмләрни һаяҗанлиқ һалда тәсвирлиди вә көрүрмәнләрни муңландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.