Һәптилик хәвәрләр (15-20-авғуст)
2004.08.20
Алмутидики уйғур җамаити атақлиқ уйғур сиясий паалийәтчиси, чәт әлләрдики уйғур һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири йүсүп бек мухлисиниң вапати билән қайғуға чөмгән күнләрдә хитай һөкүмити қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһридә “җуңго шинҗаң мәдәнийәт һәптилики” өткүзгән болуп, буниңда уйғур дияриниң сәнити, милли орп-адәтлири, нәширятчилиқи, саяһәт вә иҗтимаий-иқтисадий тәрәққият әһвали әтраплиқ һәм җанлиқ тәшвиқ қилинған. Лекин, мәзкур мәдәнийәт һәптиликидә хитай һөкүмити өзи әтирап қилған уйғурларниң аптономийилик һоқуқиниң ипадиси һесабланған уйғур тилиға орун бермигәнлики үчүн алмутидики уйғурларниң наразилиқлирини қозғиған.
Хәвәрләргә қариғанда бу қетимлиқ мәдәнийәт һәптиликидә уйғур милли нахша-музикилири көрситилмигән болуп, имкан қәдәр шинҗаңниң 47 милләт яшайдиған көп милләтлик район икәнликини испатлаш муһим нуқта қилинған. Алмутидики уйғур зиялилириниң билдүрүшичә; ечилиш мурасими, сәнәт паалийәтлири вә башқиларда пүтүнләй хитай тили билән қазақ, рус тиллири қоллинилған болуп, уйғур тилиға орун берилмигән.
Алмутидики уйғур зиялилириниң инкаслириға асасланғанда; бу қетимқи мәдәнийәт һәптилики йеқинқи 10 йил ичидики әң чоң көләмлик паалийәт болуп, илгири хитай билән совет иттипақи вә яки қазақистан арисидики мәдәнийәт, иҗтимаий-иқтисади мунасивәтләрни өз ичигә алған дипломатийилик паалийәтләрдә қандақла болмисун хитайлар өзлири йетиштүргән уйғур рәһбири кадирларға мәлум рәвиштә юқири орун берилгән болса, бу қетим бу әһвалда өзгириш йүз берип, уйғур аптоном районлуқ ком партийә комитетиниң тәшвиқат вә идеологийигә мәнсуп әмәлдари мәзкур мәдәнийәт һәптиликиниң рәһбәрликини зиммисигә алған. Уйғур сиясий күзәткүчилири, буни хитайниң йеқинқи вақитлардин буянқи уйғур сияситидики өзгириш билән мунасивәтлик дәп қаримақта. Уларниң қаришичә; буниңдин хитайниң өз сияситини тамамән қаттиқ қоллуққа өзгәрткәнликини көрүвелишқа болидикән.
Америка ташқи ишлар министири колен повел вашиңтонниң гуантаномода тутуп турулуватқан уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини билдүргәндин кейин, хитай даирлириниң наразилиқи қозғалған. Хитай ташқи ишлар министирлики дүшәнбә күни баянат елан қилип, бейҗиңниң вашиңтонниң тутқунлар мәсилисини әстайидил бир тәрәп қилип, терорчи күчләргә хата сигнал берип қоймаслиқини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Хитай тәрәп йәнә бу тутқунлар қоюп берилгәндин кейин уларниң дәрһал хитайға қайтурулушини тәләп қилған. Лекин, америка тәрәп уларни учинчи бир дөләткә әвәтишни ойлишиватқанлиқини билдүргән.
Америка уйғур җәмийити, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатлар вашиңтонниң бу қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрди шуниң билән һәр қайси мәмликәтләрдики уйғур җамаәтчиликиму буниңдин рази болғанлиқлирини оттуриға қоюшти.
Хәвәрләргә қариғанда бу йил 1-айниң 2-күни хотән җамаәт хәвпсизлики даирлири тәрипидин қолға елинған хотәнлик дини өлүма абдул әхәт барат мәхсум йеқинда хотән хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Унинға “мәдрис ечип бала оқутуш, диний тәблиқ қилиш қатарлиқ қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған” дегәндәк җинайәтләр артилған.
74 яшлиқ абдул әхәт барат мәхсум 4 қетим түрмигә ташланған болуп, у, 30-йиллардики хотән инқилабиниң рәһбири, атақлиқ тарихчи вә сиясий әрбаб муһәммәд имин буғраниң җийәни икән. Абдул әхәт мәхсум 1958-йили буғраниң “шәрқи түркистан тарихи” намлиқ китабини сақлиғанлиқи үчүн бир қетим түрмигә ташланған икән.
Шәрқи түркистан инқилабий милли бирлик сепиниң рәиси йүсүп бек мухлиси әпәндиниң вапати мунасивити билән дуня уйғур қурултийи германийиниң миюнхән шәһридә 14-авғуст күни мәвлут мурасими өткүзди. “Милли көрүш “ мәсчитидә өткүзүлгән мәзкур мурасимға көплигән түркләр, уйғурлар вә башқа мусулманлар қатнашти. Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса мәвлут әһлигә мухлиси әпәндиниң күрәш һаятидин мәлумат бәрди.
японийә билән хитайниң путбол мусабиқисида хитайниң йеңилип қелиши билән қозғалған қаршилишишлар давамлашмақта. 15-Авғуст күни 4 нәпәр японийә ички ишлар кабинет министири билән 58 нәпәр парламент әзаси токйодики 2-дуня уруши қурбанлири қәбристанлиқтин зиярәт қилған. Бу әһвал билән хитай тәрәп қаттиқ наразилиқ билдүрди.
Хитайниң сабиқ баш министири липең 1989-йилидики тиән`әнмен оқуғучилар һәркитини қанлиқ бастуруш вәқәсиниң дең хиаопиңниң буйруқи бойичә болғанлиқини билдүрүш арқилиқ өзини ақлиған. Липеңниң бу пикри униң “әмәлийәт” намлиқ җурналда елан қилинған “йолдаш деңхиаопиңни хатириләш” намлиқ мақалисидә ипадиләңән икән.
Америка призденти горҗи буш дүшәнбә күни америка армийисиниң явропа вә шәрқи асиядики 70 миң кишилик қисимини қайта орунлаштуридиғанлиқини җакарлиди. Бу америкиниң 2-дуня урушидин кейинки, зор көләмлик һәрбий тәртипкә селиши болуп һесаблинидикән.
Оттура асия дөләтлириниң ғәрип дөләтлири билән болған һәрбий мунасивәтлири җанланмақта. 17-Авғуст күни әнгилийиниң 150 гә йеқин әскири қазақистан қисимлири билән бирликтә елип берилидиған һәрбий маневирға қатнишиш үчүн қазақистанға йетип келип, бирләшмә маневир өткүзди.(Үмидвар)