Һәптилик хәвәрләр (21-27-авғуст)


2004.08.27

27- Авғуст күни уйғурлар үчүн көңүлсиз бир күн сүпитидә тарихқа пүтүлгән болуп, хитай вә совет иттипақи һөкүмәтлири шәрқи түркистан инқилабиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, исһақ бәг мунуноп, абдукерим аббасоп, дәлилқан сүгүрбайәп қатарлиқларниң бейҗиңдики сияси мәслиһәт кеңишиниң йиғиниға қатнишиш үчүн кетиветип, айропилан һадисиси билән қаза тапқанлиқини елан қилған болсиму, лекин уйғурлар техи һазирғичә буниңға ишәнмәй кәлди.

Совет иттипақи йимирилгәндә кейин ашкариланған пакитлиқ материялларға асасланғанда; әхмәтҗан қасими қатарлиқлар айропилан һадисисида әмәс, бәлки мавзедуң билән сталинниң пүтүшиши арқисида москвада өлтүрүлгән. Чүнки, улар сталин билән мавзедуңниң сияси шәртини қобул қилмиған икән.

Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң вапати мунасивити билән 27-авғуст күни вашиңтон шәһиридики ақсарай алдида шәрқи түркистан азадлиқ мәркизиниң орунлаштуриши бойичә хатирләш паалийити өткүзүлди. Бу паалийәттә әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сүйиқәст билән қазаға учраш җәряни сөзләнди.

Мәркәз рәиси әнвәр йүсүп вә сиясийон сидиқ һаҗи рузи һәмдә америкидики хитай ишлири тәшкилатиниң мәсули д җ мәгәйәр қатарлиқлар сөзгә чиқти.

Мәгәйәр әпәнди әхмәтҗан қасими қатарлиқ шәрқи түркистан рәһбәрлириниң буниңдин 55 йил илгири мавзедуңниң орунлаштуруши билән террорлуқ һәркәт астида өлтүрүлгәнликини шәрһилиди.

Сиясийон сидиқ һаҗи рузи әпәнди болса,ялта йиғини вә мавзедуң билән сталинниң һәмкарлиқи нәтиҗисидә шәрқи түркистан һөкүмитиниң йоқутулуп, уйғур елиниң хитай коммунистлири тәрипидин бесивелинғанлиқи, әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң өлүминиң тамамән суйиқәст билән әмәлгә ашурулғанлиқи һәққидә тохталди.

8-Айниң 23-күни 1969-йили йүз бәргән шәрқи түркистан хәлқ инқилабий партийисиниң қәшқәр шөбисиниң башлиқи ахуноп башлиқ қозғилаңчилар билән хитай һөкүмити оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәргәнликиниң йүз бәргәнликиниң 35 йиллиқидур. Атушниң қара җүл дегән йеридә болған бу тоқунушта ахуноп, һәйрулла, османҗан , низамидин вә мәрйәм қатарлиқ 5 киши өлүп кәткән , қалған 20 киши қолға чүшкән,

Бу вәқәдин кейин пүтүн уйғур елида тутқун қилиш вә җазалашлар башланған болуп, нәтиҗидә "шәрқи түркистан хәлқ инқилабий партийиси" нами билән көплигән адәмләр түрмигә ташланған һәмдә өлүмгә һөкүм қилинған.

Түркийиниң қәйсәри шәһридә йеқинда шу җайдики уйғур сиясий паалийәтчилири тәрипидин “ истиқлал” намида сиясий, иҗтимаий гезит чиқирилишқа башлиған.

Қазақистан дөләтлик уйғур тиятириниң артислири истамбул шәһридә оюн қойған. Уйғур җамаәтчилики 300 дәк уйғур вә түркләрни тәшкилләп, истамбул боғузини парахот билән сәйлә қилиш паалийити уюштурған.

Қазақистандики атақлиқ уйғур язғучиси әхмәтҗан һашировниң 9-әсирдин 14-әсиргичә мәвҗут болған уйғур дөлити идиқут ханлиқи һәққидики икки томлуқ тарихий романи "идиқут" йеқинда қазақистан "язғучи" нәширияти тәрипидин уйғур тилида нәшир қилинған.

Хитай даирлири уйғур елидики нефит қезиш ишлирини җиддиләштүрмәктә. Улар бу йәрдики нефит миқдариниң 20 милярд тоннидин ашидиғанлиқини мөлчәрлимәктә.Йеқиндин буян тарим вә җуңғарийә вадилирида йәнә йеңи нефитликләр тепилған.

Өткән һәптидә ғәрип дунясидики атақлиқ гезитилардин бири "иқтисадшунас"та "шинҗаң өлкиси хәнзулаштурулмақта" дәп аталған бир парчә мақалә елан қилинған болуп, бу мақалидә хитай һөкүмитиниң хитай көчмәнлирини уйғур елиға көпләп көчүрүп чиқип, уларниң сиясий, иқтисадий җәһәтләрдә үстүнлүкни игәлливелишиға шараит яритип бериватқанлиқи баян қилинған.

Дуня банкиси уйғур елиниң чарвичилиқ санаитиниң тәрәққияти үчүн 4 йүз милйон йүан мәбләғ аҗратқан. Дуня банкиси илгириму мундақ хилдики мәбләғләрни аҗратқан болсиму, лекин уйғур күзәткүчилири мәзкур ярдәмләрниң уйғур хәлқиғә бивастә мәнпәәт көрсәтмәстин бәлки, хәнсуларға пайдилиқ болғанлиқини тәкитләшмәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни 2008-йилидики олимпик тәнһәрикәт йиғини ечилғичә кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақирди шуниңдәк хитайдики кишилик һоқуқ әһвалиниң күнсайин начарлишиватқанлиқини билдүрди.

Хитай билән қирғизистан иқтисадий алақилирини күчәйтмәктә, йеқинда хитайниң дадә тәрәққият ширкити билән қирғизистанниң бирлишиши астида бишкәк шәһридә "бүйүк таң җуңго маллири тарқитиш мәркизи" қурулған. Илгири, бишектики содида уйғурлар асаслиқ рол ойниған , уйғурларниң топ мал тарқитиш базарлири бар иди. Бу базарлардин “турбаза” 2002-йили көйдүриветилгәндин кейин, уйғур тиҗарәтчилириниң сода күчи аҗизлап кәткән иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.