Һәптилик хәвәр( 7-13- авғуст)
2004.08.14
Америка ташқи ишлар министири колен повел әпәнди мундақ дегән; " гуантанамодики уйғурларниң мәсилиси интайин мурәккәп бир мәсилә. Биз гуантанамода тутуп туриливатқан барлиқ мәһбусларниң мәсилисини бир тәрәп қилишқа теришиватимиз. Уйғурлар хитайға қайтурулмайду. Биз уларни қобул қилидиған үчинчи дөләт тепишқа теришиватимиз. Уларни қобул қилиш еһтималлиқи болған пүтүн дөләтләр билән сөһбәт елип бериватимиз”. Илгири, америка даирлири бу 22 нәпәр уйғурни "хата җайда, хата вақитта тутулғанлар" дегән иди. Бу уйғурларни хитайға қатуруп бериш мәсилисигә хитайму наһайити көңүл бөлгән. Учурларға қариғанда бейҗиң изчил һалда мәзкур уйғурларни вашингтондин тәләп қилған. Әмма, вашингтон буни рәт қилған.
Дуня уйғур қурултийи вәкиллири шивитсийиниң мало шәһиридә өткүзүлгән "йешиллар партийиси"ниң қурултийиға қатнашқан. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшад решит, баш тәптиши күрәш күсән вә йәнә башқа бир нәпәр вәкил дуня уйғур қурултийиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийиси, уйғур елиниң нөвәттики вәзийити вә башқа бир қатар мәсилиләр үстидә тонуштуруш берип өтти. Йешиллар партийиси илгиридинла уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүп кәлмәктә. Йешиллар партийиси шивитсийә парламентида 16 нәпәр әзаси бар болған чоң партийәлирниң бири болуп, дөләт парламент әзаси лота нилсон ханим йешиллар партийисиниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.
Америка уйғурлири җәмийити америка дөләтлик кишилик һоқуқни илгири сүрүш комитетиниң иқтисадий ярдими астида елип бармақчи болған кишилик һоқуқни һимайә қилиш паалийәтлириниң бир ипадиси сүпитидә өзиниң " уйғур кишилик һоқуқ лайиһиси"намидики мәхсус интернет сәһиписини 11-авғусттин етибарән йолға қойди.
Рәсми хәвәрләргә қариғанда 21-июл күни шаяр наһийисидә әхмәт таш вә лоқман мәмәт исимлик икки нәпәр уйғур яш ақсу вилайәтлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин өлүмгә һөкүм қилинип, иҗра қилинған. Булардин башқа йәнә 18 нәпәр уйғур һәр хил йил өлчимидики түрмә җазасиға учриған болуп, буларниң икки нәпири муддәтсиз кесилгән. Хитай даирлири әхмәт таш билән лоқман мәмәтни " шәрқи түркистан хәлқ партийиси" дәп аталған тәшкилатниң рәһбәрлири дәп елан қилған. Шу җайдики исмини ейтишни халимиған кишиләрниң билдүрүшичә; "шәрқи түркистан хәлқ партийиси" намлиқ бу тәшкилатниң мәзкур әзалири буниңдин 4-5 ай илгири хитай даирлири тәрипидин тутулған болуп, хитай соти уларға "қорал сақлиған вә ясиған" дегән җинайәтни артқан болсиму, лекин уларниң бирәр вәқә садир қилғанлиқини испатлиялмиған. Мундақ әһвал астида бәрибир уларниң икки нәпәр рәһбиригә өлүм җазаси бәргән.
Хитай даирилири бир тәрәптин уйғур сияси паалийәтчилиригә өлүм җазаси беришни давамлаштурса, йәнә бир тәрәптин уйғур елидики хитайчә маарипни күчәйтишни җиддиләштүрмәктә. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси лиуйи 8-авғуст күни үрүмчидә өткүзүлгән хитай мәмликәтлик педагогика мәктәплири йиғинида сөз қилип, келәрки 5 йил ичидә һөкүмәтниң 500милйон юән аҗритип, хәнзу тилида дәрс берәләйдиған 50 миң оқутқучи тәрбийиләйдиғанлиқини билдүргән. У, ашкара һалда хәнзу тилида дәрс берәлмәйдиған оқутқучиларниң көп болушиниң йәрлик маарипниң тәрәққиятиға тосалғу икәнликини көрсәткән. У йәнә, һазир уйғур елидә 340 миң оқутқучи барлиқи, биваситә дәрс беридиғанларниң саниниң 230 миң икәнлики, хәнзу тилида дәрс берәләйдиғанларниң саниниң %60 ни игиләйдиғанлиқини тәкитлигән.
Өткән һәптидә америка кеңәш палатаси вәкилләр өмики уйғур елининиң үрүмчи вә қәшқәр шәһәрлирини зиярәт қилған. Америка вәкиллири қәшқәр зияритини ахирлаштуруп болуп, қирғизстанған йүрүп кәткән.