Һәптилик хәвәрләр (28-авғусттин 3- сентәбирғичә)
2004.09.03
Хәвәрләргә қариғанда дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин қисқа мәзгиллик ағриқтин яхшилинип, 28-авғуст күни хизмәткә қайта киришкән. Әркин алиптекинниң ағрип қелиши җамаәтчиликниң көңүл бөлүшигә еришкән болуп, униң әһвали һәққидә түрлүк учурлар тарқалған иди. Алиптекин әпәнди өзиниң саламәтлик әһвалиниң тамамән яхши икәнликини, буниңдин кейин өз хизмитини давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.
Уйғур диярида һәр йили бир қетим өткүзүлидиған үрүмчи йәрмәнкисиниң дәсләпки паалийәтлири башланған. Хитай даирлири уйғур елини сода –иқтисадий алақиләр җәһәттә оттура асия вә русийигә йүзләндүридиғанлиқини елан қилған болуп, хәвәрләргә қариғанда русийиниң новосибирск области, кемәров области вә башқа районлиридин тәркип тапқан русийә федерал һөкүмитиниң сибирийә бөлүминиң башламчилиқидики бир вәкилләр өмики үрүмчи шәһиригә йетип келип, исмайил тиливалди, ваң лечүан қатарлиқлар билән көрүшкән шуниңдәк икки тәрәп арисида сода-иқтисад, мәдәнийәт вә пән –техника саһәлири бойичә һәмкарлишишқа мунасивәтлик һөҗҗәтләргә қол қоюлған. Исмайил тиливалди русийә приздентиниң сибирийә федерал һөкүмәттә турушлуқ вакаләтчиси билән өткүзгән сөһбитидә русийә һөкүмитидин терроризим, милли бөлгүнчилик һәм диний әсәбийликкә қарши күрәш қилишта давамлиқ қоллашни тәләп қилған шуниңдәк икки дөләтниң бу саһәдики һәмкарлиқиға юқири баһа бәргән.
Уйғур аптоном райониниң турпан шәһиридики кариз тәтқиқат җәмийити йиғин ечип, каризларниң кәлгүси 23 йил ичидә пүтүнләй қуруп кетиши мумкинликини оттуриға қойған. Уларниң ейтишичә; һазир һәр 20 күндә бир каризниң қуруп кетиш әһвали йүз бәрмәктә. Кариз уйғурларниң қәдимий суғуруш ән`әнилиридин бири болуп, хитайлар уни “йәр асти сәддичин” дәп тәрипләшкән иди. Дунядики мәзкур йиганә қурлушниң худди мисирлиқларниң әл-еһрами, хитайниң сәддичини вә башқиларға охшашла юқири мәдәнийәт қиммитигә игә икәнлики алимлар тәрипидин илгири сүрүлмәктә.
Хитай һөкүмити ғәрипниң гезини шәрққә йөткәш газ турубиси арқилиқ 9- айниң 1- күнидин етибарән рәсми йосунда газ йәткүзүшни башлиған. Узунлуқи 4 миң киломәтәр келидиған мәзкур газ турубисиға җәмий 2 милярд 2 йүз милйон америка доллири сәрп қилинған болуп, хитай даирлири мәзкур туруба арқилиқ уйғур елидин хитайниң шәрқи қирғақлириға йилиға 12 милярд куп метер тәбиий газ йөткәйдикән. Мөлчәрлинишләргә қариғанда тарим ойманлиқидики тәбиий газ записиниң миқдари 8 трилийон 4 йүз милярд куп метерға йетидикән.
Хитай компартийиси мәркизи комитети сиясий бюросиниң даимий һәйәт әзаси, сиясий қанун комитетиниң секритари логан уйғур елини зиярәт қилған. У, муқимлиқ мәсилисидә тохталған һәмдә аталмиш милли бөлгүнчиләр билән болған күрәштә өлгән хитай сақчилириниң аилисини йоқлиған. Мулаһизичиләр қаришичә; логанниң бу сәпири хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур елиниң муқимлиқиға алаһидә көңүл бөлүватқанлиқидин дерәк беридикән.
Өткән һәптидә русийиниң шимали оссетийә җумһурийитидики беслан шәһридики бир мәктәп чечән қораллиқ гурупписи тәрипидин гөрүгә елинғандин кейин, хәлқара җәмийәт вә мәтбуатларниң диққитигә еришкән иди. Йеңи учурларға қариғанда чечән пидайилири русийә һөкүмитидин өз әскәрлирини чечәнистандин елип чиқип кетиш һәққидә тәләп қойған. Мәлуматлар түрлүк болуп, бәзиләр 400 дин артуқ оқутқучи-оқуғучи вә ата-аниларниң гөрүгә қелинғанлиқини ейтса, йәнә бәзиләр буларниң саниниң 1000 дин ашидиғанлиқини билдүрүшкән. 3-Сентәбир күни мәктәп бинасиға һуҗум қилинип, гөрүгә елинғанлар қутулдурулған болсиму, ләкин 100дин артуқ адәмниң өлгәнлики вә көплигән адәмниң яридар болғанлиқи билдүрүлмәктә, бирақ бу санларниң һазирчә ениқ әмәслики оттуриға қоюлмақта.
Афинадики олимпик йиғини ахирлишип, хитай 2008-йилидики олимпикниң байриқини тапшурувалған болсиму, лекин хәлқара җәмийәт хитайниң вәдисигә вапа қилип, 2008-йилиғичә инсан һәқлирини яхшилиши лазимлиқини тәләп қилған. Бу мунасивәт билән тибәт, уйғур вә хитай демократлири наразилиқ намайиши өткүзгән.
Йеқинда дунядики 10 чоң диктатурни баһалап чиққан хәлқара кәчүрүм тәшкилати, америкидики әркинлик өйи, кишилик һоқуқни күзүтүш тәшкилати вә башқа мунасивәтлик органлар хитай дөләт рәиси ху җинтаониң дуня йүзидики он чоң диктатурниң алдинқи үчиниң бири икәнликини бекиткән. Алдинқи қатардики бу диктатурларға шималий корейә рәиси ким чоң ил вә бирма һөкүмәт рәһбири қатарлиқлар киридикән.
Өткән һәптидә кабулда партилаш йүз берип, аз дегәндә 10 адәм өлгән.
Хитай билән америка ядро қораллири содисидики ихтилапларни һәл қилишқа қарап йүзләңән. Новәттә, хитайға ядро қораллири сетип беришни чәкләйдиған бәлгилимиләр вә тосақлар бикар қилинған болуп, америка билән хитай бу һәқтә келишим һасил қилмақчи икән.
Америкиниң җумһурийәтчиләр партийисиниң қурултийи пәйшәнбә күни ахирлашқан болуп, приздент георги буш бу йилқи сайламдики приздент намзатлиқиға, америка муавин призденти дечк ченнй болса, бу қетимқи сайламдики муавин приздентлиқ намзатлиқиға көрситилгән. Пат йеқинда америкиниң дөләт башлиқини бекитиш сайлими болмақчи иди. Демократлар вәкиллиридин җон керрй приздентлиқ намзитиға көрситилгән. (Үмидвар)