Һәптилик хәвәрләр ( 4-10 сентәбир)
2004.09.10
Уйғур хәвәрлири
Хитай даирлири 9- сентәбир күни баянат елан қилип, америка һөкүмитидин кубадики америка һәрбий базисида тутуп туриливатқан уйғурларни хитайға қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди һәмдә америкиниң уйғурларға икки икки хил өлчәм қолланмаслиқини дәвәт қилди. Буниңдин илгири америка ташқи ишлар министири колен повел гувантаномодики уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини, уларни үчинчи бир дөләткә орунлаштуридиғанлиқини билдүргән иди.
Түркийидин кәлгән хәвәрләргә асасланғанда түрк дуняси яшлар қурултийиниң 11- нөвәтлик йиғини роминийиниң қара деңиз бойидики күсәнчи шәһиридә чақирилған болуп, буниңға уйғурларға вакалитән түркийидики уйғур яшлар вәкиллири иштирак қилған.
Уйғур елидә пахта үзүш башланғандин буян ишләп чиқириш қурулуш армийиси ичкири хитайдин көп санда аққунларни йөткәп келип, уларни пахта үзүшкә салған. Бу аққун хитайлар асаслиқи сичуән, хенән өлкилиридин келидикән.
Уйғур аптоном райониниң җәнубидики уйғур деһқанлириниму мәҗбурий түрдә шихәнзә қатарлиқ җайлардики биңтуәнниң пахтилирини үзүш әмгикигә селиш үчүн йөткәш башланған болуп, бу һашар түсини алған. Пахта үзүшкә қатнашқан деһқанларниң билдүрүшичә; пахта тәргили кәлгән уйғур деһқанлири туралғу –җай, йемәк –ичмәк һәққини өзлири зиммисигә елиш бәдилигә һәр күни өлчәмдин ашқан һалда ишлисиму, уларға наһайити төвән дәриҗидә иш һәққи берилгән, бу пуллар уларниң чиқимлириға йәтмәйдикән. Бирақ, ичкиридин кәлгән хитай аққун ишчилири болса, һәр йиллиқ пахта үзүшни яхши пул тепиш пурсити дәп билидикән. Чүнки, уларға өлчәмлик һәқ берилидикән.
Хитай нефит ширкити уйғур елидин башлинидиған 1милярд 760 милйон доллири қиммитидики икки чоң нефит туруба қурулушини 8- сентәбирдин етибарән рәсми башлиған. Бу икки қурулушниң бириниң узунлуқи 1550 километир болуп, пичандин ланҗуға туташтурилидикән.Буниңда һәр йили 20 милйон тонна нефит йәткүзгили болидикән. Йәнә бириниң узунлуқи 1840 километир болуп, үрүмчидин ланҗуға туташтурулидикән, бу линийә арқилиқ һәр йили 10 милйон тонна нефит тошуғили болидикән.
Хәлқара хәвәрләр
Бу йил , 2001-йили 9-айниң 11- күни америкида йүз бәргән 11- сентәбир террорлуқ вәқәсигә үч йил тошиду. Инсанийәт тарихида дәвр бөлгүч характергә игә бу паҗиәлик террорлуқ вәқәсидә нәччә миңлиған бигунаһ адәм һаятидин айрилип, терроризмниң қурбанлириға айланған. 11-Сентәбир күни пүтүн америка бойичә бу паҗиәлик вәқәниң үч йиллиқи хатириләнди. Нию-йорк, вашиңтон шәһәрлиридә өткүзүлгән хатирә паалийәтлиригә америка дөләт рәһбәрлири, миңлиған хәлқ шуниңдәк қазаға учриғучиларниң аилә-тавабатлири иштирак қилди.
Русийиниң шималий оссетийә җумһурийитиниң беслан мәктипиниң гөрүгә елиниш вәқәси 350 нәччә адәмниң өлүши, 300 дин артуқ адәмниң яридар болушидәк еғир паҗиә билән ахирлашқандин кейин хәлқара мәтбуатларда чечән кризиси вә русийидики терроризм мәсилиси һәққидә түрлүк инкаслар елан қилинмақта.
Бу мунасивәт билән русийә призденти путин хәлқара җәмийәтниң чечән мәсилисини сөһбәт йоли арқилиқ һәл қилиш тәклипини рәт қилған шуниңдәк чечән қаршилиқ көрсәткүчилириниң рәһбәрлиридин арслан мәшәдов билән шамил басайевниң нәдилики һәққидә учур бәргәнләрни 10 милйон америка доллири билән мукапатлайдиғанлиқини елан қилған.
Америка ташқи ишлар министири колен повел вашиңтондики русийә әлчиханисиға берип, қазаға учриғучиларға матәм билдүргән шуниңдәк русийә һөкүмитини чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишқа дәвәт қилған. Бу мәсилидә вашиңтон билән москва арисида пикир охшимаслиқи келип чиққан.
Хитай дөләт рәиси ху җинтавму путингә хәт әвәтип, хитайниң “русийиниң земин пүтүнлики вә бирликини қоғдаш үчүн елип бериватқан барлиқ һәрикәтлирини күчлүк қоллайдиғанлиқини” билдүргән болсиму, лекин у чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилиш пикрини оттуриға қоймиған.
Америка әскәрлири ираққа киргәндин буян қазаға учриғанлириниң сани 1000 ға йәткән. Ирақтики тоқунушлар йәнила давам қилмақта.
Хитай сақчилири хитай ком партийисиниң 4- омумий йиғини һарписида әрз сунғили кәлгән 36 миңдин артуқ адәмни қолға алған. Бу учурни хитай кишилик һоқуқ тәшкилати тарқатқан.
Қирғизистан муавин дөләт мудапиә министири суйер қулуп башчилиқидики бир вәкилләр өмики бейҗиңни зиярәт қилип, хитай азадлиқ армийиси баш шитаб рәһбири билән сөһбәт өткүзгән. Икки тәрәп арисида хитай билән қирғизистаниң һәрбий һәмкарлиқлирини техиму күчәйтип, оттура асия райониниң бихәтәрликини илгири сүрүштә муһим рол ойнаш һәққидә пикир бирлики шәкилләнгән. Мулаһизичиләрниң қаришичә хитай билән қирғизистан арисидики һәрбий һәмкарлиқларда уйғур мустәқилчилириға бирликтә зәрбә бериш муһим салмақни игилигән.(Үмидвар)