Һәптилик хәвәрләр ( 18-24 сентәбир)


2004.09.24

Хитай қануний органлири тәрипидин 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип, 5 йилдин буян үрүмчидики мәлум бир түрмидә йетиватқан атақлиқ уйғур карханичиси вә җамаәт әрбаби рабийә қадир ханим өткән һәптидә дуняви шөһрәткә игә 2004-йиллиқ хәлқаралиқ рафту мукапатиға сазавәр болди. Мәзкур мукапат рабийә қадир ханимниң кишилик һоқуқ, аяллар һоқуқини қоғдаш җүмлидин аяллар вә балиларниң маарип тәрбийиси көрүши, уларниң ишқа орунлишиши қатарлиқларни өз ичигә алған параванлиқ паалийәтлири үчүн берилгән. Мукапат бәргән норвегийидики хәлқаралиқ рафту фонди җәмийити чаршәнбә күни бу мунасивәт билән хитай һөкүмитидин рабийә қадирни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилған.

Рабийә қадирниң мәзкур мукапатқа сазавәр болғанлиқидин хушалланған һәм илһамланған униң америкидики мәңгүлик һәмрийи сидиқ һаҗи рузи әпәнди мундақ деди. " Бу ялғуз рабийә қадири аилисиниңла шан –шәрипи болмастин бәлки, пүтүн 20 милйон уйғурниң шан –шәрипи, уйғурниң сиясий һоқуқлириниң етирап қилинғанлиқидур"

"Бүгүнки америка " гезитидә елан қилинған " уйғур әлидә тәң мәвҗут болуп туруш тәс болди" намлиқ мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидики конторуллуқиниң әң юқури пәллигә йәткәнлики баян қилинған.

9-Айниң 20-күни түркийиниң әнқәрә шәһридә 5-нөвәтлик хәлқаралиқ түркологийә қурултийи ечилған болуп, 300 дин артуқ алимлар қатарида мәлум сандики уйғур алимлириму орун алған.Қурултайға түркийә дөләт рәһбәрлири йетәкчилик қилған болуп, түркийә җумһурийитиниң рәиси әхмәт нәҗдәд сәзәр әпәнди вә түркийә баш министири тайип әрдоған түркий тилларниң дуняви орни һәққидә тохтулуп, буниңдин кейин, түркийиниң түркий тилларниң орнини вә мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн, көп тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүргән. Түркийиниң тил тәтқиқат җәмийити мустапа камал тәрипидин 1930-йилларда қурулған болуп, у, түрк тилида йеңилаш елип берип, уйғур тили қатарлиқлардин сөз қобул қилған икән.

Шинҗаң иқтисад гезитиниң учириға қариғанда 1- өктәбир дөләт байрими келиш алдида " 50 күнлүк қахшатқуч зәрбә бериш" башлинидикән , бу һәрикәт әмәлийәттә 8-айниң оттурилирида башланған болуп, 10-айниң оттурилириғичә давамлишидикән. Бу һәқтә мәлум бир сақчи хадими әркин асия радийосиниң зияритини қобул қилип, буни илгири сүргән һәмдә бу һәрикәтниң тамамән мәхпий икәнликини билдүргән.

Америкидики чикаго шәһиридә турушлуқ реҗиссор дебрих стратман ишлигән "пәләк шаһи" намлиқ һөҗҗәтлик филим канаданиң торонто шәһиридики хәлқара кино фестивалиға қатнашқан. Бу кинониң уйғурларни дуняға билдүрүштә бәлгилик рол ойнишиға ишәңән пәләк шаһи адил һошур радио истансимизниң зияритини қобул қилип, өзиниң техиму зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәлишидә пүтүн мәмликәт хәлқи вә чәт`әлләрдики қериндашларниң қоллушиниң зөрүрликини тәкитлигән.

Хәлқара хәвәрләр

Қазақистан призденти нурсултан назарбайев 24- 25- сентәбир күнлири уйғур диярида зиярәттә болди. Асаслиқи иқтисадий һәмкарлиқлар вә нефит, тәбий газ саһәсидики һәмкарлиқ мәсилиси муһим сөһбәт темиси болуп қалди.

Әлвәттә, буниң тәркибидә уйғур мәсилисиниңму нәзәрдин сақит қилинмиғанлиқи рошән. Қазақ яйлақлиридики атасудин башлинип, уйғур елиниң майтағ нефитликигә тутишиған нефит аққузуш туруба қурулуши 28- сентәбирдин етибарән рәсми иш башлайдикән. Бу линийә арқилиқ қазақистан 2005- йилидин башлап, хитайға һәр йили 10 милйон тонна нефит екиспорт қилидикән

21- Сентәбирдин 23- сентәбирғичә хитай баш министири венҗабав қирғизистанда зиярәттә болди. У, бу җәриянда призденти әсқәр ақайев, баш министир николай тенайев қатарлиқлар билән сөһбәтләшти һәмдә бирләшмә баянат елан қилди. Мәзкур баянатта аталмиш шәрқий түркистан террорчи күчлиригә ортақ қарши туруш қайта тәкитләңән.

Венҗабав йәнә бишкәктә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр баш министирлириниң йиғиниға қатнишип, мәзкур тәшкилатниң буниңдин кейинки асасий вәзиписиниң иқтисадий һәмкарлиқ болидиғалиқини тәкитлиди.

19- Сентәбир күни хитай компартийисиниң 16- қурултийи 4- омумий йиғининиң хуласиси сүпитидә җаңземин һәрбий ишлар комитетиниң рәислик вәзиписини дөләт рәиси ху җинтавға өткүзүп бәрди. Чәт`әлләрдики хитай демократлири буни җаңземин дәвригә хатимә берилип, хуҗинтав-венҗабав гуруһиниң дәври башланғанлиқиниң ипадиси дәп қарайдикән.

Венҗабав бишкәк сәпирини ахирлаштуруп, москваға йәтип кәлгән. У, русийә даирлири билән иқтисадий һәмкарлиқ мәсилилири болупму икки мәмликәт арисидики нефит содиси, нефит аққузусуһ туруба қурулуши лайиһиси мәсилисидә пикир алмаштурған. Күзәткүчиләр хитай баш министирини русийигә нефит үчүн кәлди дәп йезишмақта. Бу қетим йәнә террозиримға қарши бирликтә күрәш қилиш темисиму музакирә қилинип, бейҗиң билән москва бу җәһәттә бир-бирини тамамән қоллайдиғанлиқлирини билдүрүшкән.

Чечән рәһбәрлиридин бири арслан мәшәдов шамил басайевни беслан вәқәси билән әйипләп, уни сотлайдиғанлиқини әмма бу сотниң пәқәт уруш ахирлашқандин кейинла болидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.