Һәптилик хәвәрләр (23-29 өктәбир)уйғур хәвәрлирихәлқара хәвәрләр қисқа хәвәрләр
2004.10.29
Уйғур хәвәрлири
Долқун әйса хәлқаралиқ йиғинда уйғурлар һәққидә сөзлиди
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса норвигийиниң осло шәһиридә өткүзүлгән “ күндилик һаятимизда йүз бериватқан айримичилиқи вә ирқчилиқ” дегән темидики хәлқаралиқ йиғинға қатнишип, уйғурлар дуч келиватқан ирқий вә миллий кәмситилишләр һәққидә доклат бәрди. 28 Д?ләтниң 800дин артуқ вәкиллири қатнашқан мәзкур йиғинда уйғур вәкилигә с?з берилишини яхши пурсәт дәп билгән уйғур сиясий паалийәтчиси долқун әйса йиғин әһлини 1949-йилидин буян уйғурлар диярида давамлишиватқан түрлүк миллий мәсилиләр билән тонушуш пурситигә игә қилди.
Исмаил тиливалди пакистанға рәһмитини билдүрди
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди өткән һәптидә һиндистан вә пакистанни зиярәт қилип, бу икки мәмликәт даирлири билән кәң һәмкарлиқ мәсилилиридә пикир алмаштурди . У , пакистанда мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, хитайниң пакистан һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилирини бастурушиға көрсәткән ярдәмлиригә рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.
Исмаил тиливалдиниң һиндистан зиярити хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан болуп, у һиндистан даирлирини уйғур ели билән кәң даирилик алақиларни елип беришқа дәвәт қилған.
Уйғур елидә идийиви тәрбийә күчәйтилмәктә
24-Өктәбир күни уйғур аптоном райони партийә комитетиниң муавин секретари җяң шумиң маарип системиси үч хил күчләрниң сиңип киришидики асасий нишани” дәп көрситиш билән бу саһәниң дүшмән күчләр билән күрәш қилидиған асасий сәһнә икәнликини тәкитлигән. Хәвәрләргә қариғанда хитай даирлири йеқинқи вақитлардин буян маарип саһәсидики вәтәнпәрвәрлик вә үч хил күчкә қарши туруш идийиси тәшвиқатлирини күчәйтмәктә.
Аман һаҗи партийидин қоғлап чиқирилди.
Хәвәрләргә қариғанда буниңдин бир йил илгири қолға елинған уйғур аптоном райониниң муавин рәиси аман һаҗи партийидин қоғлап чиқирилди. Аман һаҗи вә униң канадин чақиртилип кәлгәндин кейин қолға елинип, туюқсиз түрмидә вапат болған иниси илшат вәқәси уйғурлар арисида түрлүк инкаслар вә гуманларниң пәйда болушини кәлтүрүп чиқарған.
Қәшқәрдин хотәнгә төмүр йол туташтуруш пиланланмақта
Хәвәрләргә қариғанда хитай һөкүмити қәшқәрдин хотәнгә төмүр йол туташтуруш қурулуши елип беришни пиланлиған. Бу һәқтики хитай хәвиридә ейтилишичә; төмүр йолни хотәнгә туташтуруш муқимлиқ үчүн пайдилиқ икән.
Канадада йәнә бир уйғур сиясий паналиқ тилиди
Өткән һәптидә хитай қизил крест җәмийитиниң бир вәкилләр өмики тәркибидә канадаға зиярәткә кәлгән шинҗаң қизил крест җәмийитиниң бир нәпәр әмәлдари канадада қелип, сиясий панаһлиқ тилигән. Әкбәр исимлик мәзкур уйғурниң немә сәвәбтин бу йолни таллиғанлиқи һәққидә канада уйғур җәмийитиниң рәиси муһәммәд тохти әпәнди буниң сиясий бесимдин икәнликини көрсәтти.
Қазақистан уйғур вәкиллири уйғур елидә
Йеқиндин буян уйғур аптоном райони даирлири чәт әлләрдики уйғурларға нисбәтән истратегийилик пиланлирини мәқсәт қилған паалийәтләрни елип бармақта. Уйғур аптоном районлуқ ташқи ишлар идарисиниң тәклипигә бинаән қазақистан уйғур мәдәнийәт мәркизи җүмә күни 7 кишилик бир вәкилләр өмики тәшкилләп уйғур елини зиярәт қилған. Буниң тәркибидә атақлиқ артист мурат әхмәди вә карханичи дилмурат қузийев қатарлиқлар бар икән.
Гуантаномодики уйғурлар хитайға қайтурулмайду
Әнглийә пул-муамилә гезитидә елан қилинған гуантаномода тутуп турлуватқан уйғурларниң әһвалиға аит бир парчә мақалидә көрситилишичә; америка һөкүмити һазир буларни орунлаштуруш мәсилисигә җиддий көңүл бөлмәктә. Вашингтон финландийә, шивитсийә қатарлиқ мәмликәтләр билән сөзләшкән.
Америка ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси радио мухбиримизға билдүрүшичә вашингтонниң бу уйғурлар һәққидики сиясити өзгәрмәйду. Йәни улар хитайға қайтурулмайду.
Униң ейтишичә; уйғурлар мәсилиси ташқи ишлар министири колен повелниң бейҗиң зияритидиму оттуриға чүшкән икән.
Уйғур қизи амангул олимпиккә тәйярланмақта
Уйғурларниң тәнтәрбийә һаятиға аит бир йеңи хәвәр шуки, ақсу вилайитиниң учтурпан наһийисидин келип чиққан амангүл исимлик йүгүрүш маһири хитай тәнтәрбийә органлири тәрипидин 2008-йиллиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиға қатнишишқа талланған. У 100 метир вә 200 метирлиқ йүгүрүш бойичә көп қетим чемпийон болған икән.
Һәҗгә маңғанлар тутуп қелинди
Франсийә ахбарат агентлиқиниң учуриға һәҗгә чиқмақчи болған 31 уйғур сақчи даирлири тәрипидин тутулуп, паспоритлири йиғивелинған, әмма дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң билдүрүшичә; атуш шәһири вә ақту наһийисидә һәҗгә бериш үчүн йолға чиққан 43 адәм тутулған. Униң ейтишичә; һазир хитай даирлири уйғурларниң чәтәлләргә чиқип, туғқанлири вә достлирини йоқилиши һәмдә һәмдә түрлүк сияси билән мунасивити болмиған паалийәтләргә қатнишишини қамал қилишни күчәйтмәктә.
Хәлқара хәвәрләр
Колен повел хитайда зиярәттә болди
Америка ташқи ишлар министири колен повел хитайни зиярәт қилғанда хитай рәиси ху җинтав билән көрүшүп, бу икки дөләт арисидики кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүшни оттуриға қойған. Бу сөһбәт бу йил 3-айда америка хитайни әйибләш лайиһисини оттуриға қойғандин кейин тохтап қалған иди.
Колен повел йәнә хитайниң тәйвән билән сөһбәт өткүзишини тәкитлигән шундақла у тәйвәнни игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт әмәс дегән.Лекин бейҗиң даирлири тәйвәнниң бир җуңго сияситини етирап қилмиса сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқини көрсәткән. Бу мунасивәт билән тәйвән призденти чен шуйбйән сәйшәнбә күни баянат елан қилип, тәйвәнниң игилик һоқуқлуқ дөләт икәнликини әскәрткән.
Колен повелниң тәйвән билән хитайни сөһбәт үстилигә үндишиниң хитайниң қошулишиға еришәлмәйдиғанлиқини әскәрткән хитай тәйвән ишлири ишханисиниң баянатчиси җаң миң чиң мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитайниң мәйданини ипадиләп мундақ деди:
"Мәйли ким тәрипидин оттуриға қоюлған чақириқ болсун яки тинчлиқ сөһбити елип бериш тәклипи ким тәрипидин оттуриға қоюлған болсун, мәсилә мениңчә биз тәрәптә әмәс, мәсилә чен шуйбйәнниң позитсийисидә".
Қисқа хәвәрләр
Хитай өткән һәптидә сиясий панаһлиқ тилигән 65 шималий корийиликни туюқсиз тутқун қилған.
Хитайниң әнхуй өлкисидә өткән һәптидә 10 миңдин артуқ ишчи наразилиқ намайиши өткүзгән, буниң сәвәби тәминат мәсилилиригә қаритилған икән.
Учурларға қариғанда пәләстин азадлиқ һәрикитиниң рәһбири яссир арафат кесәлгә гириптар болғандин кейин ,давалиниш үчүн франсийигә кәлгән. Бу мәсилә хәлқара миқяда зор ғул-ғулиларни қозғиған.
явропа иттипақи 29 -өктәбир күни явропа иттипақиниң тунҗи асасий қануни мақуллиди. Бу мәзкур иттипақниң һаятидики зор йеңилиқ болуп һесаблиниду.