Һәптилик хәвәрләр (30 - өктәбирдин 5- ноябирғичә)


2004.11.05

Уйғур вәкиллири дуня һунлар бирлики йиғиниға қатнашти

Өктәбирниң 29- күнидин 31- күнигичә веңирийиниң пайтәхти будапешиттә өткүзүлгән дуня һунлири қурултийиға явропа шәрқий түркистан бирлики вә дуня уйғур қурултийи намидин пәрһат муһәммәди һәм үмид агаһи қатарлиқ икки киши қатнашқан. Улар дуня һунлири бирликиниң рәиси вә башқа мунасивәтлик әрбабларниң қизғин қарши елишиға еришти.

Үмид агаһи йиғинда бәш минут уйғур тилида сөзләп, нөвәттә уйғур хәлқи дуч келиватқан түрлүк қийин мәсилиләрни шуниңдәк уйғурларниң һунларниң әвладлири болуш сүпити билән һунлар билән тәқдирдаш икәнликини баян қилғанда 10 миңдин артуқ адәм қатнашқан бу мурасимда гүлдирас –алқиш садалири яңриған. Уйғур вәкиллириниң ейтишичә; һунлар бирлики буниңдин уйғурларға түрлүк ярдәмләрни беришкә тәйяр икәнликини билдүрүшкән. Дуня һунлири бирликиниң германийә шөбисиниң башлиқи доктор ямиш әпәнди әркин радио асия радио истансиси арқилиқ уйғур тили билән пүтүн уйғурларға салам йоллайдиғанлиқини билдүргән. Уйғур вәкиллирини көргән һунлар йиғлишип,уларни веңирийигә келишкә дәвәт қилға икән.

Дуня һунлири бирлики чоң тәшкилатларниң бири болуп, униң 52 дөләттә шөбиси бар икән. Униң әзалириниң сани көп болуп, иҗтимаи-иқтисадий, сиясий вә аммиви асаси хели күчлүк икән.

Қазақистан уйғур вәкиллири қизғин күтүвелинди

Өткән һәптидә қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң 7 кишилик вәкилләр өмики уйғур елида 5 күн зиярәттә болған.

Бу өмәк уйғур аптоном райони даирлири тәрипидин алаһидә қизғин күтүвелинған. Уйғур аптоном райони даирлири уларға түрлүк ярдәмләрни беришкә тәйяр икәнликини җүмлидин мәдәнийәт саһәсидики берип –келишләрни күчәйтишни тәкитлигән.

Қирғизистан уйғур телевизийә программисиниң хатирә күни

Қирғизистан уйғурлири өзлириниң "интизар" намлиқ уйғурчә телевизийә программисиниң тәсис қилинғанлиқиниң 15 йиллиқини хатирлиди.

Айда бир қетим , 30 минут берилидиған мәзкур уйғурчә программа 1989-йили совет иттипақи һөкүмити тәрипидин тәсис қилинған болуп, гәрчә совет иттипақи йимирилгән болсиму, лекин қирғизистан һөкүмити уни әмәлдин қалдуривәтмәй давамлаштуруп кәлгән.

Бу мурасимда йәнә кишиләр бишкәк һөкүмитидин мәзкур программиниң вақтини узартишни тәләп қилған.

Дини контроллуқ күчәйтилмәктә

Хитай тор бекәтлириниң учуриға қариғанда хитай компартийиси партком йеқинда уйғур елиниң һәр қайси вилайәт, наһийилиригә диний паалийәтләрни контрол қилиш үчүн уқтуруш чүшүргән. Дуня уйғур қурултийиниң ашкарилишичә; мәзкур уқтурушниң мәзмунида диний сорунларни қаттиқ назарәт қилиш, йилда тәкшүрүп туруш, қануний җәһәттин тизимға алдуруш, мукапат тарқитиш вә башқа көплигән маддилар бар икән.

Америкидики тунҗи уйғурчә CDпиластинкиси

Йеқинда өзбекистанлиқ атақлиқ нахшичи султан мәмәтниң "вәтән" намлиқ вчд пиластинкиси марйланд шитатида нәшир қилинди. Бу, уйғурларниң мәдәний һаятидики зор вәқәдур.

Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси

Өткән һәптидә америка ташқи ишлар министирлики йәнә бир қетим кубадики гуантанамо һәрбий базисида тутуп туриливатқан уйгурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини җакарлиғандин кейин, хитай даирлири йәнә уларни қайтуруп беришни тәләп қилған.

Америка тәрәп уларниң хитайға қайтурулса, һаятиниң хәвпкә учриши мумкинлики шуниңдәк уларниң өзлириниңму халимайдиғанлиқини көрсәткән.

Бу хәвәр тарқалғандин кейин, хәлқара мәтбуатларда түрлүк мулаһизиләр елан қилинғандин сирт йәнә уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаәтлири өзлириниң америкиниң инсанпәрвәрликигә болған тәшәккүрлирини билдүрүшти шуниңдәк буниң уйғурларниң сиясий һаятида муһим рол ойнайдиғанлиқини көрсәтти. Америкидики сиясий паалийәтчи сидиқ һаҗи рози әпәнди буни америкиниң уйғур сияситидики муһим нәтиҗә дәп көрсәтти.

Деһқанчилиқ беҗи бикар қилинидикән

Өткән һәптидики хитай рәсми хәвәрлиригә қариғанда хитай һөкүмити 2005-йилидин башлап, уйғур елиниң 30 намрат наһийиси вә 15 чегра наһийилиридә деһқанчилиқ беҗини бикар қилидиғанлиқини елан қилмачи икән. Уйғур күзәткүчилириниң билдүрүшичә; әгәр ундақ болса, йиллиқ оттуричә кирими 1000 йүаңә йәтмәйдиған уйғур деһқанлириниң иқтисадий һаятида мәлум йеңилиқларниң болуши пәрәз қилинсиму, лекин бу сиясәтниң әмилилишиши һәққидә һазирчә бир нәрсә дейиш тәс икән.

Хәлқара хәвәрләр

Америкидики призденти сайлими ахирлишип, нәтиҗидә призденти буш ғәлбә қазинип, йәнә 4 йиллиқ мөһләт билән америка қошма шитатлириниң приздентлиқиға сайланған. Демократлар партийисидин келип чиққан җон керриниң еришкән авази буштин кейин турған, бушқа телефон берип, өзиниң уни тәбрикләйдиғанлиқини билдүргән нутуқ сөзләп, өзиниң қоллиғучилириға рәһмәт билдүргән. Буш вә муавин призденти дик ченниму нутуқ сөзләп, сайлиғучиларға рәһмәт ейтти һәмдә америкиниң келичикиниң техиму үмидлик болидиғанлиқини билдүрди.

Афғанистанниң приздент сайлими ахирлишип, нәтиҗидә хамид карзай афғанистанниң приздентлиқиға сайланған.

Хәвәрләргә қариғанда хитайниң хенән өлкисиниң җоңмав наһийисидә йүз бәргән туңганлар билән хәнзулар арисидики тоқунушта аз дегәндә 20 киши өлгән 42 киши яридар болған. Бу маһийә хитай армийиси тәрипидин пүтүнләй қоршалған. Хитай ахбарат вастилири бу вәқәдә өлгәнләрниң санини азрақ билдүрмәктә.

Бәзи учурларға қариғанда бу вәқәдин хәвәр башқа өлкиләрдики туңганлар тушму-туштин өз қериндашлириға ярдәмгә кәлгән. Туңган-хәнзу тоқунуши илгириму башқа өлкиләрдә йүз бәргән болуп, бу йеңи вәқә әмәс икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.