Һәптилик хәвәрләр ( 18-24- декабир)уйғур ели хәвәрлириқисқичә хәлқара хәвәрләр
2004.12.24
Уйғур ели хәвәрлири
Әйса йүсүп алиптекин хатириләнди
Бу йил 12-айниң 17-күни уйғурларниң 20-әсирдә өткән мәшһур сиясий паалийәтчиси, шәрқий түркистан дәвасиниң пешиваси әйса йүсүп алиптекинниң вапат болғанлиқиға 9 йил тошти. Бу мунасивәт билән түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт-һәмкарлиқ җәмийити түркийидики чоң мәсчитләрниң биридә әйса йүсүп алиптекиңә атап қуран тилавәт уюштурди һәмдә әнқәрәдики кадирлар уюшмисиниң залида "әйса йүсүп алиптекин вә шәрқий түркистан" намлиқ сөһбәт йиғини ачти. Әнқәрә университети тил вә тарих –җуғрапийә факултетиниң профессори саадәттин гүмән әйса алиптекинниң паалийәтлиригә баһа берип, униң муһәммәд имин буғра вапат болғандин кейин, шәрқий түркистан давасини давамлаштуруп, йеңи әвлатларға йәткүзүштә муһим рол ойниғанлиқи муәййәнләштүрди.
Нурмуһәммәд турсун вапат болди
Өткән һәптидә уйғур миллий музика сәнити зор йоқитишқа учриди, "тәмбур шаһи" дәп атилип, уйғур хәлқиниң һөрмитигә еришкән нурмуһәммәд турсун 19-декабир күни туюқсиз қозғалған йүрәк кесили билән бивақит аләмдин өтти.
Нурмуһәммәд турсун һазирқи заман уйғур тәмбур чалғучилиқиниң пешиваси һүсәнҗан җаминиң шагирти болуш билән биргә өзиниң җапалиқ тиришчанлиқлири вә талантини җари қилдуруш арқилиқ уйғур миллий музика сәһнисидики бир йоруқ чолпан сүпитидә парлиған иди.
Нур муһәммәд турсун музика саһәсидила даңлиқ болуп қалмастин, бәлки йәнә өзиниң тәмбур кечиликиниң хитай даирлири тәрипидин қаттиқ тәнқид қилиниши һәмдә униң хизмитидин һәйдилиши биләнму уйғурлар арисида күчлүк тәсир қалдурған иди. Бу вәқәниң шуниңдин кейин башланған "идеологийә саһәсидики миллий болгүнчиликкә қарши туруш" дәп аталған уйғур аптоном районлуқ компартийә комитетиниң сиясий зәрбә бериш һәрикитигә асас болғанлиқи уйғур вә хәлқаралиқ күзәткүчиләр тәрипидин оттуриға қоюлмақта. Мунасивәтлик кишиләрниң билдүрүшичә, мәрһумниң йүрики әшу тәмбур кечиликидин кейин, күчлүк зәрбигә учриған болуп, бу җәмийәттики көплигән ғул-ғулиларға асас болған.
Америка мухбириниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
Уйғурларниң нахша –музикилири, күлкә-чахчақлири, ләтипә-йомурлиридин тартип, барлиқ күндилик паалийәтлиридә бир хил ғәмкинлик, үмитсизлиниш, доқ қилиш вә шикайәт һәм нәпрәтлири ипадилинип туридиғанлиқи уйғур әдиплири вә обзорчилириниң қәләмлиридила көрситилип қалмастин бәлки, уйғур елиға берип, уйғурларни тунҗи көргән ғәрипликләрниңму диққәтигә чүшмәктә.
Йеқинда уйғур елини зиярәт қилиш нәтиҗисидә мәхсус уйғур мәсилиси һәққидә мақалә йезип, уйғурларниң терроризимға қарши урушниң қурбаниға айлинип, хитай һөкүмитиниң бастурушиға учриғанлиқини илгири сүргән америкилиқ җурналист тед рол әпәнди мухбиримизға өзиниң уйғурларни бир көрүш биләнла улардики хапилиқ вә наразилиқларни сезивалғанлиқи шуниңдәк уйғурлар күндилик һаятниң һәммә тәрәплиридә дегүдәк қисилишқа учраватқанлиқи һәққидә тохталған.
"Олтурған кишиләрниң чирайидин хапилиқ вә наразилиқ чиқип туриду. Бу маңа толиму паҗиәлик туюлди.Хитай уйғурларға наһайити яман қилди. Бу бир рәзиллик, бу пүтүнләй хата, раст гепимни ейтсам, уйғурлар мәндин қәйсәркән, мениң мундақ бесимға чидап туралишимға көзүм йәтмәйду" дәйду тед ол әпәнди.
Қирғизистан һөкүмити уйғурларниң қурултийини чәклиди
Қирғизистан җумһурийитидики уйғур җамаәтчилики 12-айниң 17-күни өзлириниң қанунлуқ җәмийити йәни қирғизистан җумһурийәтлик милләтләр комитетиға тәвә рәсми аммиви тәшкилат "иттипақ" ниң қурултийини чақирип, йеңи рәис вә башқа мунасивәтлик рәһбәрлик һәйитини сайлап чиқмақчи иди. Лекин, қирғизистан даирлири буйруқ чүшүрүп, бу қурултайни ечишни тохтитип қойған. Буниңдики сәвәб "бу иш қирғизистанға ярдәм бериватқан хитайда хата чүшәнчиләрни пәйда қилип қоюши мумкинмиш". Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи, америка уйғурлири җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар қирғизистан һөкүмитигә наразилиқини билдүрди. Бешкәктики уйғурларниңму бу иштин биарам болғанлиқи мәлум, бу пикирләрни "иттипақ" мәркизи комитет әзаси рәһимҗан һапизоп әпәнди оттуриға қойди.
Қисқичә хәлқара хәвәрләр
Хитайниң сичуән өлкиси, лу зһув шәһиридики бир дөләт игиликидики химийә санаәт завутиниң бәш миңдин артуқ ишчиси өткән һәптидин башлап намайиш өткүзүп, завут әмәлдарлириниң чириклики сәвәбидин, завутниң вәйран болғанлиқиға наразилиқ билдүргән.
Тәйвән һөкүмәт даирлири хитай һөкүмитининиң "бөлүнүшкә қарши лайиһиси" ни йолға қоймақчи болуватқанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп,"хитайниң бу қилмиши тәйвәңә һуҗум қилиш үчүн қануний асас селишқа урунғанлиқ" дәп көрсәтти.
Өткән һәптидә ирақниң мосул шәһиридики америка һәрбий базисида өзини өлтүривелиш характерлик партлаш йүз берип 22 адәм өлгән болуп, униң ичидә көп санлиқни америка әскәрлири игилигән. Бу вәқә америка җамаәтчиликиниң күчлүк ғул-ғулирини қозғиған болуп, америка дөләт мудапиә министири румәсфелд ираққа берип, җәңчиләрдин һал сориған.
25-Декабир дуня йүзидә християн диниға етиқат қилидиған милләтләрниң "роҗдество" байрими күни болуп, пүтүн християн дуняси әйса әләйһисаламға беғишланған бу байримини тәнтәнилик өткүзди.
Америка һөкүмити чаршәнбә күни амәрикиниң тәйвәндики баш әлчиханисиниң ролини өтәватқан тәйвән америка институтиға йеңи бир бина селиш үчүн тәйбейдики бир җайни 99 йиллиқ иҗаригә алған. Бу әһвал хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған шуниңдәк күзәткүчиләр буни тәйвән-америка вә хитай мунасивитидики зор бурулуш характерлик, муһим вәқә дәп тәһлил қилишмақта.
японийә билән хитай арисидики мунасивәтләрниң күнсайин назуклишиватқанлиқи хәлқара күзәткүчиләр тәрипиди оттуриға қоюлмақта. Хәвәрләргә қариғанда токйо шәһриниң башлиқи шинтару ишихара әпәнди йәкшәнбә күни хитайни әйибләп, хитай һөкүмитиниң хәлқ арисидики өзигә қарши кәйпиятларни башқа яққа бураш үчүн японийини бир ”дүшмән" образ қилип яритишқа уруниватқанлиқини билдүрди.
японийә һөкүмитиниң сабиқ тәйвән приденти ли доңхуйға виза бәргәнлики билән хитай -японийә мунасивәтлириниң бираз җиддилишип қалғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Һазир японийидики хитайға достанә муамилидә болғучиларниң нисбити күнсайин азлиған икән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр ( 11-17- декабир)
- Һәптилик хәвәрләр ( 4- 10декабир)
- Һәптилик хәвәрләр ( 27 - ноябирдин 3- декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (20- 26 - ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (13- 19 - ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (6-12 ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (30 - өктәбирдин 5- ноябирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (23-29 өктәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (16-22 өктәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (2-8 өктәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (25-сентәбирдин 1-өктәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 18-24 сентәбир)
- Һәптилик хәвәрләр ( 4-10 сентәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (28-авғусттин 3- сентәбирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (21-27-авғуст)