Һәптилик хәвәрләр ( 1-7- январ)хәлқара хәвәрләр


2005.01.07

Қазақистандики уйғур мәдәнийити мунасип әһмийәт беришкә еришмәктә

Қазақистан хитай билән болған һәмкарлиқ мунасивәтлирини раваҗландуруп, уйғур мустәқилчилиригә қаттиқ зәрбә бериштә актиплиқ көрситиш билән бир вақитта йәнә өз тәвәликидики уйғур мәдәнийитиниң тәрәққиятиғиму мунасип ярдәмләрни көрсәтмәктә.

Йеқинда қазақистан призденти нурсултан назарбайев пәрман чүшүрүп, җумһурийәтлик уйғур тиятириниң бир қисим артистлирини мукапатлиған.Уларниң арисида уйғур тиятириниң артиси вә реҗисори муһид тезимопқа али "һөрмәт"ордени тәқдим қилинған.

Униңдин башқа йәнә һөкүмәтниң пули билән бир қанчә язғучи-шаирларниң әсәрлири нәшир қилинған болуп, һөрмәт ордениниң еришкүчиси муһид әпәнди назарбайевниң тиятирға уйғур тарихий-мәдәнийитигә аит әсәрләрни ишлишини дәвәт қилғанлиқини инкас қилди.

"Үч хил күчләр"гә зәрбә бериш күчәйтилди

Хитай тәңри тағ ториниң хәвәр қилишичә; 4-январ күни уйғур аптоном районлуқ сот мәһкимиси йиғин ечип, "үч хил күчләргә зәрбә бериш" билән иқтисадий җинайәтләргә зәрбә беришниң уйғур аптоном районидики һәр қайси дәриҗилик сот мәһкимилириниң асаслиқ вәзиписи икәнликини көрсәткән. Хитай һөкүмитиниң нәзиридики үч хил күч миллий террорчилиқ, миллий бөлгүнчилик вә дини әсәбийликтин ибарәт болуп, бу асаслиқи уйғурларниң сиясий һоқуқлири, диний әркинлики паалийәтлири билән шуғулланғучиларни бастурушқа қаритилған икән.

Биңтүәнниң кирими растинла шундақ юқириму?

Хитайниң уйғур аптоном районидики йерим һәрбий тәшкилати йәни аптоном районлуқ һөкүмәткә бойсунмайдиған айрим һөкүмәт дәп қариливатқан ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң киши бешиға келидиған оттуричә кириминиң 11 миң 780 йүәнгә йәткәнлики хәвәр қилинди. Хәвәрләргә қариғанда бу наһайити юқири сан болуп, уйғур деһқанлириниң оттуричә кирими миң йүәнгиму йәтмәйдикән. Бу уйғурлар билән хитай һәрбий деһқанлири арисидики рошән пәрқни шәкилләндүргән. Лекин, бәзи күзәткүчиләр биңтүанниң бу мәлуматиға анчә ишинишкә болмайдиғанлиқини оттуриға қоймақта.

Биңтүән мәсилисини тәтқиқ қилған атақлиқ мустәқил язғучи ваң лишоң бу һәқтә тохтилип, биңтүәнниң уйғур аптоном райониниң ичидики хитайларниң аптоном өлкиси икәнликини, униң пүтүнләй мустәқил бир бирлик икәнликини шуниңдәк йәрликләрниң су мәнбәлирини игиливалғанлиқини тәкитлиди. У йәнә, биңтүәнниң бу хил мәлуматиниң ишәнчилик әмәсликини оттуриға қойди.

Интернет контрол қилинмақта

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә; хитай даирлири уйғур елидики интернетни контрол қилишни күчәйтмәктә. 2004-Йили 11-айда сақчи хадимлири үрүмчи шәһридә абдуваһап абдурейин қатарлиқ бир қанчә уйғурни чәтәлләрдики тор бәтлирини көргәнлики сәвәбидин тутқун қилған. Һазир ,уйғурларниң чәтәл тор бәтлирини көрүши қаттиқ қамал қилинған.

Гуантанамодики бир уйғур сотланди

Өткән һәптидә америкиниң гуантанамо һәрбий базисидики түрмидә тутуп туриливатқан уйғурларниң бир нәпири сот қилинған. 24 яшлиқ бу уйғур 2001-йили америка қошунлири тәрипидин афғанистанда қолға чүсүрүлгән . Бу уйғур өзини ақлап, өзиниң талибанлар вә әл қаидә билән һечқандақ мунасивити йоқлиқини билдүргән һәмдә өзини қоюп беришни тәләп қилған.

Өткәндә америка ташқи ишлар минситирлики бу уйғурларниң америка үчүн тәһдид әмәсликини ейтип, уларниң қоюп берилидиғанлиқи шуниңдәк улар үчүн үчинчи бир дөләтниң издиливатқанлиқини билдүргән иди.

Пиланлиқ туғут учури

Шитаби германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә; хитай һөкүмити уйғурларниң нопусини контрол қилиш үчүн, бала санини пиландин ашуривәтмигәнләргә һәр яда 10 сом мукапат беришни қарар қилған. Хитай һөкүмити буни сақлиқни сақлаш пули дәп атиған. Учур мәркизиниң билдүришичә; бейҗиң һөкүмити йеқинда 15 милйон йүан пул аҗратқан шундақла мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп, шәһәрдики уйғурларниң икки, йезидики уйғурларниң үчтин артуқ пәрзәнт алмаслиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилған. Учур мәркизиниң билдүрүшичә; һөкүмәт даирилири юқиридики тәләпләргә бой сунғанларға 10 сом вә шәрәп гуваһнамиси берилидиғанлиқини елан қилған.

Йеқинда уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди, уйғур елидә 9- бәш йиллиқ пиландин таки 2003-йилиғичә үч милйон адәмниң кәм туғулғанлиқини билдүргән.

Техиму көп нефит қезивелинди

Шинхуа агентлиқиниң учуриға асасланғанда хитай 2004-йили уйғур диярида 22 милйон 600 миң тонна нефит қезивалған. Бу хитайниң уйғур елидә тарихтики әң көп нефит қезивалған бир йили болуп һесаблинидикән. Һазир хитай нефит ширкәтлири нефит елишни күнсайин җиддиләштүрмәктә

Финландийә қәшқәрдики тиббий хадимларни тәрбийилимәктә

Финландийидики бир хәлқаралиқ тәшкилат уйғур елиниң қәшқәр вилайәтлик сәһийә идариси билән бирлишип, чаршәнбә күни йопурға наһийисидә йеза тиббий хадимлирини тәрбийиләш курси ачти. Финландийә һөкүмитиниң мәзкур хәлқаралиқ тәшкилатиниң қәшқәр районида сағламлиқни илгири сүрүш программиси 2003-йили башланған болуп, асаслиқи тиббий хадимларни тәрбийиләш арқилиқ деһқанларниң сағламлиқ еңини өстүрүшни мәқсәт қилидикән.

Хитай түрмә қануниға 10 йил болди

Йеқинда хитай түрмә қануниниң елан қилинғанлиқиниң 10 йиллиқи хатириләнгән. Хәвәрдә көрситилишичә; бу қанунниң 10 йиллиқ мунасивити билән үрүмчи шәһиридики хәлқ мәйданида көргәзмә вә түрмә сиясити тәшвиқати паалийити елип берилған. Андақта, хитайдики түрмиләрдики әһваллар һәқиқәтән яхшиландиму? хитай түрмисидики әһваллар қандақ? бу һәқтә илгири сиясий сәвәбтин түрмидә ятқан шавкәт әпәнди шундала илгири ғулҗа шәһиридә сақчи болған бәхтияр әпәндиләр хитайдики түрмиләрдә қийнаш вә җазалаш түрлириниң көп һәм қаттиқ икәнликини илгири сүрди

Хәлқара хәвәрләр

Сунами дәп аталған деңиз долқуни апитигә учриған дөләтләргә ярдәм бериш паалийәтлири дуня йүзидә әвҗи алмақта. Америка қатарлиқ ғәриб мәмликәтлири актип ярдәмләрни көрсәтмәктә. Америка ташқи ишлар министири колин повел өткән һәптидә апәткә еғир дәрҗидә учриған һиндонезийә, сирланка қатарлиқ дөләтләргә берип, апәткә учриған хәлқтин һал сориған.

Америка һазирғичә иқтисадий ярдәмләрдин сирт йәнә апәт райониға 45 данә тик учар айроплан,15 миң америка әскиридин тәшкилләнгән ярдәм гурупписи шундақла икки һәрбий парахот әтрити чиқарған.

явропа иттипақиға әза бир қисим мәмликәтләр сунами деңиз долқуни апитидә қазаға учриғанларға матәм билдүрүш паалийәтлирини өткүзди.

Америка билән хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири өткән чаршәнбә күни вашингтонда хитай даирилири түзгән "бөлүнүшкә қарши туруш қанун" ни музакирә қилди.

Америка ташқи ишлар министирликиниң муавин министири ричард әрмитаҗ хитайни сөһбәт өткүзүш йоли арқилиқ тәйвән мәсилисини һәл қилишқа чақирған. "Бөлүнүшкә қарши туруш қануни" әмәлийәттә тәйвәнниң мустәқиллиқини чәкләшни мәқсәт қилидикән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң учуриға қариғанда пакистан даирлири хитай қурулуш хадимлирини қоғдашни күчәйтти. Пакистан даирилири сақчи вә һәрбийләрниң санини көпәйткән.

Дунядики һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлири пәйшәнбә күни һиндонезийиниң җакарта шәһридә йиғин ечип, апәткә учриған дөләтләргә беридиған ярдәмни көпәйтидиғанлиқини билдүрүшти. Бдт баш секритари кофи аннан һәр қайси дөләтләрниң вәдә қилған ярдәм соммилирини дәрһал әмәлийләштүрүшини тәләп қилди. Һазир елан қилинған ярдәм соммилири 4 милярд америка доллириға йәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.