Һәптилик хәвәрләр (12-18- феврал)


2005.02.18

Учтурпанда йәр тәвриди

Уйғур дияриниң ғәрбидики қирғизистан җумһурийити билән чегрилинидиған учтурпан наһийисиниң йеңи ават, имамлирим, якөврүк қатарлиқ йезилирида сәйшәнбә күни әтигән саәт 5 йеримлар әтрапида 6.2 Бал йәр тәврәш апити йүз бәрди.

Бу тәврәштә һечқандақ адәм өлүш вә ярилиниш һадисиси көрүлмигән болсиму, бирақ иқтисадий чиқим хели еғир болған. Чүнки, хели көп сандики өйләр өрүлгән вә чак кәткән.

Хәвәрләргә қариғанда, апәткә учриғучиларниң сани тәхминән 28 миңдин артуқ адәм болуп, иқтисадий чиқим 30 милйон әтрапида икән. Йәр тәврәш техи һазирғичә давамлишиватқанлиқи үчүн деһқанлар өйлиригә кирәлмәй, қаттиқ соғуқ вә қарға қаримастин ,талада йетишқа мәҗбур болған.

Өйлири өрүлгән вә чак кәткәнләр техиму қийин әһвалға қалған. Гәрчә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт , партийә вә биңтуанниң шуниңдәк хитай мәркизи һөкүмитиниң вәкиллири учтурпанға йетип келип, апәткә учриғучиларни қутқузушқа көңүл бөливатқанлиқи хәвәр қилинған болсиму, әмма шу җайдики деһқанларниң билдүришичә; улар қаттиқ йәр тәвригән күнләрдин буян йетәрлик ярдәмгә һәм ғәмхорлуқларға еришәлмигән.

Йеңи ават йезилиқ һөкүмәттики бир хитай хадим, апәткә учриғучиларниң қийинчилиқлириниң һәл болғанлиқини, һәммигә чедир йәткүзилгәнликини билдүрди. Бирақ шу җайдики деһқанларниң билдүришичә улар техи бундақ ярдәмләрни көрмигән һәмдә соғуқ вә қарда талада йетишқа мәҗбур болмақта икән.

Апәт райони үчүн ианә топлашқа мәсул бир хитай хадимиму аран 300 нәччә чедир берилгәнлики үчүн , апәткә учриғучиларниң саниниң 20 миңдин артуқ болғанлиқи билән һәммигә чедир йәтмигәнликини ейтип бәрди.

Хәвәрләргә қариғанда, йәр тәврәш йүз бәргән йеңи ават йезисиниң йениға хитай ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң 1- дивизийә 4- полки җайлашқан болуп, пүтүнләй дегүдәк хитайлардин тәркип тапқан мәзкур полктики хитай деһқанлириниң турмуш сәвийиси вә кирими әтраптики уйғур деһқанлиридин асман-земин пәрқләнгәчкә, уларниң өйлириму яхши һәм пухта сәлинған. Шу сәвәбтин уларға һечқандақ зиян-зәхмәт йәтмигән икән. Мундақ деди;

Учтурпан наһийисиниң нопуси 180 миңдин артуқ болуп, ٪ 97 тин көпрәкини уйғурлар тәшкил қилиду. Апәткә учриғучиларниң һәммиси дегүдәк уйғур деһқанлиридур. Бу йеза вә мәзкур наһийә уйғур аптоном районидики муһим ашлиқ амбири болушиға қаримай, йәнила хитай бойичә әң кәмбәғәл наһийиләрниң бири сүпитидә саналған. Йеңи ават вә имамлирим йезилири техиму кәмбәғәл җайлар һесаблинидикән.

Хитай уйғур диярини әң чоң нефит базисиға айландуруш пиланини ишқа ашурушни тизләтмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда дөләт игиликидики хитай нефит ширкити кәлгүси бир қанчә йил ичидә уйғур аптоном райониниң нефит пишшиқлап ишләпчиқириш шундақла нефит –хемийә санаитигә 27 милярд йүан мәбләғ салидикән.

Майтағдики нефит әслиһәлириниң һазирқи йиллиқ нефит пишшиқлап ишләш иқтидари 6 милйон тонна болуп, 2008-йилиғичә 10 милйон тонниға йәткүзүлүш пиланланған.

Миллий қәһриман ризвангүл хатирләнди

Қазақистандики уйғур җамаити 15-феврал күни алмута шәһиридә 1944-1949-йилидики миллий азадлиқ инқилабниң қәһриманлиридин бири ризвангүл һашимниң қурбан болғанлиқиниң 60 йиллиқини хатирилиди.

19 яшлиқ ризвангүл 1945-йил ,1-айда ғулҗа шәһиридики һәрәмбағ җәң мәйданида дүшмәнгә қарши қәһриманлиқ билән җәң қилған. У бир шәпқәт һәмшириси болуш сүпити билән ямғурдәк йеғиватқан оқларға қаримай, яридарларни қутқузуш йолида оқ тегип шеһид болған иди.

Ризвангүл уйғур қизлириниң қәһриманлиқиниң символи сүпитидә тарихқа пүтүлгән болуп, униң қәһриманлиқи, мәртлики һәққидә уйғур шаирлири, язғучилири вә сән`әткарлири көплигән әсәрләрни язған иди. 1950-Йили сабиқ совет иттипақиниң хәлқ артиси, уйғур композитори қуддус ғоҗамяроп, ризвангүл" намлиқ симпонийә язған. Бу әсәр москвада орунлунуп, униңға дөләт мукапати берилгән иди. Ризвангүл һәққидә уйғур әдиблиридин қасимҗан қәмбири, зунон қадири, қадир һәсәноп қатарлиқлар надир шеирларни вә очеркларни йезип елан қилған иди.

Америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи хитайниң америка үчүн тәһдид икәнликини көрсәтти

Америка кеңәш палатасида 16-феврал күни өткүзилгән испат бериш йиғинида америка дуч келиватқан бихәтәрлик мәсилилири музакирә қилинди. Америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи портер гос хитайниң һәрбий җәһәттики тәрәққияти тәйвән боғузидики күчләр тәңпуңлиқини өзгәртип, асиядики америка қошунлириға тәһдид салидиғанлиқини көрсәтти.У , хитайниң америка үчүн бир тәһдид яритиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:

"Өзигә болған ишәнчиси үзлүксиз түрдә ешип барған хитайлар хәлқара сәһнидики паалийитини җанландуруп, хәлқара чоң мәсилиләрдики сөз қилиш һәққини, тәбиий байлиқларға еришишни капаләткә игә қилиш шундақла аталмиш америкиниң тәқиби вә қоршавиға қарши туруш үчүн тиришмақта".

Америка дөләт мәҗлисидә тәйвән билән дипломатик мунасивәт орнитиш оттуриға қоюлди

Буниңдин башқа йәнә америка дөләт мәҗлиси авам палатаси чаршәнбә күни бир қарар лайиһисини оттуриға қоюп, америкиниң "бир җуңго"пиринсипидин ваз кечип, тәйвән билән болған дипломатийилик мунасивәтни әслигә кәлтүрүшни оттуриға қойди.Бу мәсилиләрдә хитай ташқи ишлар министирлики инкас қайтуруп, америкиниң бу хил қарашлирини вә мәйданини инкар қилди.

Ливанниң сабиқ баш министири рәфиқ хәрири өлтүрүлди

Өткән һәптидә ливанниң сабиқ баш министири рәфиқ хәрири қәстләп өлтүрүлгәндин кейин, америка тәрәп, сүрийини ливанниң ички ишлириға арилашмаслиққа дәвәт қилди һәм америка тәрәп сүрийигә қаратқан бесимни күчәйтидиғанлиқини билдүрди.Чүнки сүрийә ливанда әскәр туруғузушни давамлаштурмақта. Бу мунасивәт билән иран даирилири билән сүрийә даирилири бирлишип, америкиға қарши туридиғанлиқлирини билдүрүшти.

Далай лама русийини зиярәт қилиду

Далай-ламаниң йәнә бир қетим русийини зиярәт қилмақчи икәнлики билдүрүлди. Русийидики қалмақистан җумһурийитиниң президенти бу әһвалдин учур бәргән. Техи йеқиндила далай-лама қалмақистан җумһурийитини зиярәт қилған болуп, бу қетим у тува вә буриятийә җумһурийәтлириниму зиярәт қилмақчи икән. Тибәт роһани даһисиниң русийини зиярәт қилишиға рухсәт қилиниши, русийә-хитай мунасивәтлиридики назук мәсилиләргә айланған.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.