Һәптилик хәвәрләр (19- 25- март)
2005.03.25
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирни қарши елиш мурасими өткүзди
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики шөбиси 22-март күни вашингтон шәһиридә атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур хәлқиниң аниси дегән шәрәплик намға сазавәр болған рабийә қадир ханимни күтүвелиш мурасими өткүзди.
Америкиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлирини өз ичигә алған 100 дин артуқ адәм қатнашқан бу мурасимда хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбисиниң баш директори майкил орбили рабийә қадир мәсилисигә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң наһайити көңүл бөлгәнлики, бу мәсилидә даим хитай һөкүмитигә бесим ишлитип кәлгәнликини билдүрди . Ахирида у мундақ деди:
"Билимән, вашингтон билән үрүмчиниң арилиқи наһайити йирақ, әмма мән сизгә шундақ дийишни мувапиқ көрдүмки, өйгә қайтип кәлгәнликиңизни қарши алимиз"
Америка ташқи ишлар министирликиниң асия вә тинч окян райони ишлириға мәсул муавин ярдәмчи миниситири рандал шрайвер сөз қилип, рабийә қадир мәсилисиниң америка һөкүмити үчүнму наһайити муһим мәсилә болуп, америка һөкүмитиниң буниңдин кейинму хитайдики һәр қайси сиясий мәһбусларниң қоюп берилиши үчүн тиришидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Бу биз үчүн интайин муһим әһмийәткә игә бир күн болуп, мән бая дегәндәк сөзүмни йәнә тәкрарлаймән. Бизниң хизмитимиз йәнә давамлишип маңиду һәмдә уйғур елидики сиясий мәһбусларни қоюп бериш йолидики тиришчанлиқлиримиз буниңдин кейин техиму күчийиши керәк."
Рабийә қадир ахирида нутуқ сөзләп, өзиниң тәсиратлири вә мәқсәтлири һәққидә тохтилип, буниңдин кейин өз миллитиниң шуниңдәк пүтүн кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинған хәлқләр үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди.
Америкидики уйғурлар норуз паалийити өткүзди
20-Март күни америка уйғурлири җәмийитиниң уюштуруши билән вашингтон шәһири йенидики җиорҗи майсон университетида норуз байрими паалийити өткүзүлди. Буниңда яш –өсмүрләр тәйярлиған түрлүк сәнәт номурлири көриситилди.
Байрам мурасимида йәнә рабийә қадир ханимму сөз қилип, өзиниң хитай түрмисидин бошутулғандин кейин, тунҗи қетим уйғур җамаити билән бирликтә байрам өткүзиватқанлиқини билдүрүп, өзиниң уйғур хәлқиғә зор хушаллиқ вә мувәппәқәйәтләрни тилигән.
Илида йүз бәргән вәқәләр
Хәвәрләргә қариғанда ғулҗа шәһиридики көплигән уйғурчә коча вә мәһәллә исимлири өзгәртилип, хитайчә атилишқа башлиған. Мәсилән ғулҗа шәһиридики атақлиқ кона мәһәллиләрдин бири "үч дәрваза", "җаңсу йоли " дәп атилип, вивиска есилған .Бу җайдики уйғурларниң өйлири "йолға тоғра келип" қалди дәп чеқип ташлинип, униңға орниға дукан селинпи, хитайларға берилгән икән.
11-Март күнидин башлап, или областида йүз бәргән қар ериш сәвәбидин келип чиққан кәлкүн апитидә һазирғичә бир киши қаза қилған. 27 Миң еғиз өй өрүлгән. Бәш миңға йеқин мал-варан өлгән икән.
Оттура асиядики вәқәләр
Өткән һәптидә уйғур елиниң қошниси қирғизистанда өктичиләрниң кәң көләмлик намайиш һәрикәтлири йүз берип, алди билән ош вә җалал абад шәһәрлири өктичиләр тәрипидин игиләнгәндин кейин, 24-март күни бишкәк шәһиридики чоң намайиш нәтиҗисидә намайишчи амма қирғизистан җумһурийәт һөкүмәт бинасини игиливалған. Президент әсқәр ақайев қечип кәткән.
Мәлуматларға қариғанда униң қазақистанға қечип беривалғанлиқи ашкариланған. 25-Март күни өктичиләр рәһбәрлири вә қирғизистан парламенти йиғин ечип. Вақитлиқ һөкүмәт тәшкилләп, өктичиләрниң рәһбәрлиридин бири қурманбек бақийевни мувәппәқ пезидент һәм баш министирилиқ салаһийити билән һөкүмәт тәшкилләшкә бәлгилигән.
Түрмидин бошутулған өктичиләр рәһбири филикс қулоп қанунни иҗра қилиш саһәсигә, йәнә бир нәпәр өктичиләр рәһбири роза отонбайева ташқи ишлар миниситирилиқ вәзиписигә бекитилгән.
Қирғизистандики өктичиләр инқилаби хәлқара миқяда зор инкасларни қозғиған болуп, америка һөкүмити мәсилиниң тинчлиқ йол билән һәл қилинишини изһчил тәшәббус қилған һәмдә америка дөләт мәҗлиси бу вәқә муансивити билән башқа дөләтләрниң қирғизистанға һәрбий җәһәттин арилишишиға йол қоймаслиқни оттуриға қойған.
Русийә президенти владимир путин болса, әгәр ақайевниң русийигә келишини халиса қарши алидиғанлиқини шуниңдәк йеңидин тәшкилләңән һөкүмәт биләнму яхши мунасивәт орнутидиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистандики мәзкур демократик инқилаб мунасивәтлири билән һәр хил мақалилар елан қилинған болуп, хитай апторлири буниңдин қирғизистанда уйғурларниң мустәқиллиқ паалийәтлириниң күчүйип кетиши мумкинликидин әнсирәватқанлиқлирини билдүрсә, ғәрб анализчилири буниң җиорҗе буш иккинчи қетим тәхткә чиққандин кейин, украинийә вә грузийидики демократик һәрикәтләрниң оттура асияға йөткәлгәнликини, қирғизистандики өктичиләрниң ғәлбә қилишиниң пүтүн оттура асиядики мустәбит һөкүмәтләргә һәмдә мустәбит һөкүмранларға тәсир йәткүзидиғанлиқлирини оттуриға қоюшқан.
Ширак: явропа иттипақи хитайға қорал сатмайду.
Франсийә президенти җак ширак баянат елан қилип, әгәр явропа иттипақи хитайға қаритилған қорал-ярақ ембаргосини бикар қилсиму, явропа иттипақиға әза дөләтләр дәрһал хитайға қорал сатмайду дәп билдүрүлгән. У йәнә қорал ембаргосини бикар қилишниң хитайға қорал сетиш әмәсликини көрсәткән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (12- 18- март)
- Һәптилик хәвәрләр (5-12- март)
- Һәптилик хәвәрләр (26-фебрал - 4-март)
- Һәптилик хәвәрләр (19-25-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (12-18- феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (5-11-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (29 - январ - 4-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (22-28 - январ)
- Һәптилик хәвәрләр (15-21 - январ)
- Һәптилик хәвәрләр (8-14январ)