Һәптилик хәвәрләр ( 16-22- април)
2005.04.22
Долқун әйса хәлқара йиғинда
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң белгийә шөбиси 16-апрел күни белгийиниң антверин шәһиридә "хитай вә оттура асиядики уйғурлар" дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзгән болуп мәзкур йиғинға дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса қатнишип, уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә доклат бәргән.
Дуня уйғур қурултийиға бир йил
Дуня уйғур қурултийи қурулғанлиқиға бир йил толған болуп, мәзкур тәшкилат бу мунасивәт билән баянат елан қилип, уйғурларни өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқлирини қолға кәлтүрүштә иттипақлишип, күрәш қилишқа чақирди.
Тарим вадисидин тепилған җәсәтләрниң ирқий тәвәлики ашкариланди
Америка алимлири тарим вадисидин тепилған қәдимий җәсәтләрниң ирқий түзүлүш җәһәттин кавказ типидики хәлқләргә мәнсуп икәнликини ашкарилиди. Америка инсаншунаси профессор виктор мәйир әпәнди уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ оттура асиялиқларниң кавказ ирқи билән шималий асиялиқларниң арилашма типидики инсанлар икәнликини көрсәткән.
Һазирқи заман уйғурлириниң ирқий мәсилилири һәққидә сабиқ совет иттипақи алимлири буниңдин хели бурунла хуласә чиқирип болған. Совет иттипақи бүйүк енсикилопедийисидики уйғурларға аит баянларда уйғурларниң ирқий түзүлүш җәһәттин явропа ирқиға мәнсуп болуп, амма азрақ моңғул ирқиниң аләмәтлири арилашқанлиқи хуласиланған иди. Сабиқ совет алимлири вә бир қисим ғәрб мутәхәссислири қәдимки дәврләрдики уйғурларниң ақ тәнлик ирққа мәнсуп тәрәплириниң һазирқиға қариғанда техиму рошән икәнликини оттуриға қойишиду.
Уйғурларниң ирқий мәсилиси мурәккәп сиясий түс алдурулған болуп, хитай даирилири уйғурларниң тарим вадисидин тепилған қәдимий җәсәтләрниң вә бүгүнки уйғурларниң ирқий түзүлушидики явопа ирқиға мәнсуп тәрәплири һәққидә сөзлишини миллий бөлгүнчилик катигорийисигә киргүзүп қойған.
Җорҗ буш хитайниң пулниң тегишишини әркин қоювәтишини тәләп қилди
Америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни америкидики ч н б ч йәни малийә-иқтисад телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда "һөкүмитимиздики һәр қайси орунларниң һәммиси дегүдәк изчил түрдә хитайни хәлқ пулиниң доллар билән болған тегишиш нисбитини қайта тәңшәшкә дәвәт қилип кәлдуқ" дәп билдүргән. У йәнә " америка хитайниң тездин һәркәт қоллинишини үмид қилиду" дәп тәкитлигән.
Конда лиза райис путин билән көрүшти
Өткән һәптидә америка ташқи ишлар министири конда лиза райис русийини зиярәт қилип, президент владимир путин билән көрүшүп, русийә-америка һәмкарлиқи, террорчилиққа қарши туруш вә демократийә мәсилилиридә пикир алмаштурди.
Райис ханим русийиниң америкиниң террорчилиққа қарши күришидики истратегийилик ширики икәнликини билдүргән. Униңдин илгири йәнә райис ханим русийини демократик ислаһатни күчәйтишкә очуқ чақириш билән биргә, путинниң һоқуқларни өзигә мәркәзләштүривалғанлиқини әйиблигән. Райис ханим русийә ахбарат вастилириниң өзигә –өзи игә болидиған мустәқил орган болушини тәләп қилған.
Хитай пуқраларни японға қарши һәрикәтләрни тохтитишқа чақирди
Бир қанчә һәптидин буян хитайниң шаңхәй, гуаң җо қатарлиқ шәһәрлиридә японға қарши наразилиқ намайишлири һәмдә япон пуқралири вә рестуранлириға чәқилиш вәқәлири көпләп йүз бәргән болуп, әң кәң көләмлик намайишқа қатнашқанларниң сани 20 миңдин ешип кәткән иди. Хитядики бундақ кәң көләмлик японға қарши туруш һәрикитигә хитай һөкүмити башта йол қойған болуп, ахири пәйшәнбә күни хитай җамаәт хәвпсизлик министирлики уқтуруш чиқирип, буниңдин бундақ һәрикәтләрни қаттиқ чәкләйдиғанлиқини елан қилди. японийә баш вәзири куйзумиму сөз қилип, японийә һөкүмитиниң 2-дуня уруши мәзгилидә япон миллитарстлири кәлтүрүп чиқарған қилмишлардин әпу сорайдиғанлиқини билдүрди. Бу қетим хитайда әвҗи алған японға қарши намайишлар түпәйлидин бу икки мәмликәтниң мунасивәтлири йеқинқи 30 йил ичидики әң начар әвалға чүшүп қалған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр ( 9 - 15 април)
- Һәптилик хәвәрләр (26- марттин 1- априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (19- 25- март)
- Һәптилик хәвәрләр (12- 18- март)
- Һәптилик хәвәрләр (5-12- март)
- Һәптилик хәвәрләр (26-фебрал - 4-март)
- Һәптилик хәвәрләр (19-25-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (12-18- феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (5-11-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (29 - январ - 4-феврал)