Һәптилик хәвәрләр (21 - 27 - май)
2005.05.27
Рабийә қадир ханим һәққидики хәвәрләр
Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң аниси рабийә қадир ханим өткән бир һәптидә бир қатар паалийәтләрни елип барди.
Өткән җүмә йәни 20-май күни у, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң нийорктики актиплар йиғиниға тәклип билән қатнашти һәмдә сөз қилди. Рабийә қадир ханим йиғин әһлигә уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан еғир әһвали һәққидә мәлумат бәрди.У, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң җүмлидин америка һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи вә башқа мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлүватқанлиқиға рәһмәт ейтиш билән хәлқара җәмийәтни буниңдин кейин уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқни өз ичигә алған барлиқ мәсилилиригә техиму көңүл бөлүшкә чақирди. Ахирида рабийә қадир ханим түрлүк соалларға җаваб бәрди.
23-Май күни рабийә қадир ханим өзиниң илгири үрүмчидә қурған әқидә ширкитиниң бир қанчә нәпәр хадимлириниң хитай сақчи даирилири тәрипидин дәхли-тәрүзгә учраватқанлиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай даирилириниң мәзкур ширкәтни "банкини алдап қәрз алған "дәп әйиплигәнликиниң пүтүнләй ойдурма шуниңдәк униң америкида елип бериватқан уйғур дава паалийитини тосушқа уруниватқанлиқи икәнликини көрсәтти. Рабийә қадир ханимниң өмүрлүк һәмрийи сидиқ һаҗи рози әпәнди униңға вакалитән баянатни аңлатти.
Баянатниң толуқ мәзмунини бу йәрдин аңлаң
Уйғурларниң аниси рабийә қадир ханимниң өткән һәптидики йәнә бир муһим паалийити шуки, у 25-май күни чех җумһурийитиниң вашингтондики әлчиханиси сабиқ чех президенти васлав хавел әпәнди үчүн уюштурған мурасимға тәклип билән қатнишип, васлав әпәнди билән кишилик һоқуқи мәсилилири җүмлидин уйғурлар мәсилиси һәққидә сөһбәтләшкән.
Рабийә қадир ханим қатнашқан бу мурасимға йәнә америка кеңәш палата әзалиридин роберт беннет вә башқа муһим әрбабларму иштирак қилған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллиқ доклат елан қилди
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2004-йиллиқ йәр шаридики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә 300 бәтлик доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни асасий қануниға киргүзгән болсиму, бирақ йәнила хитайдики кишилик һоқуқниң наһайити еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқини тәнқид қилди. Бу доклатта йәнә уйғурларниң диний етиқад әркинликини өз ичигә алған кишилик һоқуқлириниңму дәпсәндә болуватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Қаттиқ зәрбә бериш паалийәтлири давамлашмақта
Франсийә ахбарат агентлиқиниң учириға қариғанда, хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш һарписида үч хил күчләргә зәрбә беришни асас қилған қаттиқ зәрбә бериш паалийитини башлиған.
Франсийә ахбарат агентлиқи бу учурни шинҗаң гезитидики хәвәрдин алған . Шитаби германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң мәлумат беришичә, җамаәт хәвпсизлики назарити 18-май күни уқтуруш чиқирип, аптоном район қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләштниң алди кәйнидә һәр хил җинайи һәрикәтләргә зәрбә бериш елип беришни орунлаштурған.
Уйғур елидики интернет торлири асасән дегүдәк хитайчә болмақта
Тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда, пүтүн уйғур елидә 1777 тор бар болуп, буниң 1700 и йәни 95٪ хитай тилида икән. Миллий тиллардики 88 болуп, уйғурчә тилдики торлар аран 66 икән.
Мәлуматларға қариғанда хитай даирилири уйғурчә интернет торлириниң мәзмуниға болған қамал қилишни күчәйткән . Гәрчә уйғур тили уйғур аптоном районидики рәсми хизмәт тиллириниң бири дәп етирап қилинған болсиму, бирақ һазирғичә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә башқа назарәт идариләрниң тор бәтлири пәқәт хитай тилидила чиқирилип, уйғур тили ишлитилмигән. Шуңа, һазирғичә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәсми тор бетидә пәқәт "шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити" дегән уйғурчә җүмлидин башқа уйғурчә һеч немә йоқ болуп, пүтүнләй хитай тили ишлитилгән.
Алмутидики уйғур тиятириға қуддус ғоҗамяропниң нами берилди
Қазақистанниң кона пайтәхти алмутадики җумһурийәтлик уйғур тиятириға сабиқ совет иттипақиға мәшһур болуп тонулған атақлиқ уйғур композитори қуддус ғоҗамяропниң нами рәсми берилди һәмдә бу мунасивәт билән мәхсус мурасим өткүзүлди.
Қуддус ғоҗамяроп, өмүр бойи симфонийә иҗадийити вә башқа иҗадий паалийәтләр билән шуғулланған болуп, у узун мәзгил қазақистан дөләтлик музика институтини башқурған һәмдә профессорлуқ унваниға еришкән. У илгири кейин "ризвангүл"," тәклимакан" қатарлиқ симфонийиләрни иҗад қилип, зор шөһрәт қазанған һәмдә совет иттипақи хәлқ артиси дегән намға шуниңдәк сталин мукапати вә қазақистанниң җумһурийәтлик мукапатлириға сазавәр болған иди. Бүгүнки қазақистанниң көплигән атақлиқ музикантлири униң оқуғучиси болуп һесаблиниду.
Ислам керимоф бейҗиңни зиярәт қилди
25-26-Май күнлири өзбекистан президенти ислам керимоф хитайни зиярәт қилди. Ислам керимоф әндиҗандики аммиви һәрикәтни бастуруп, вәзийәтни контрол қилғандин кейинки өзиниң тунҗи чәт әл зиярити инсан һоқуқи вә демократийиниң бузулуши җәһәттә чемпийон һесаблиниватқан хитайдин башлиди. Бейҗиң рәһбәрлири тәрипидин дағдуғилиқ күтүвелишқа сазавәр болған .Оттура асияниң мәзкур атақлиқ диктатури шу күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән рәсми көрүшүп, икки мәмликәтниң һәр саһә бойичә һәмкарлиқ мунасивәтлири, районниң бихәтәрлики, терроризим, диний әсәбийлик вә бөлгүнчиликкә қарши ортақ күрәш қилиш қатарлиқ көп мәсилиләр бойичә пикир алмаштурди һәмдә "өзбекистан-хитай достлуқ һәмкарлиқ шәртнамиси"гә имза қойди.
Икки тәрәп йәнә терроризим, диний әсәбилик вә бөлгүнчиликкә қарши ортақ күрәш қилишқа пүтүшти. Әлвәттә, буниң мәркизий нуқтиси уйғурларниң демократийә, инсан һоқуқи вә мустәқиллиқ һәрикәтлиригә ортақ зәрбә бериш икәнлики оттуриға қоюлмақта.
явропа иттипақи хитай тоқумчилиқ маллири маҗрасиға ахирқи чәк қойди.
явропа иттипақи чаршәнбә күни хитай билән болған тоқумчилиқ маллири һәққидики маҗраға ахирқи чәк қоюп, бу мәсилини 31-майғичә сөһбәт арқилиқ һәл қилиш, болмиса дуня сода тәшкилатиниң бир тәрәп қилишиға қойидиғанлиқини билдүрди.
Хитай тоқумчилиқ маллириға болған чәк бу йил 1-айда бикар қилинғандин кейин, хитай маллири америка вә явропани шиддәт билән қаплап кәткән. Шу сәвәбтин америка вә бир қисим явропа мәмликәтлиридики тоқумчилиқ мәһсулатлирини ишләп чиқириш орунлири хитай тоқумчилиқ маллирини импорт қилишқа чәк қоюшни күчлүк тәләп қилған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр ( 14-20 - май)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30- април 6-май)
- Һәптилик хәвәрләр ( 23-29- април)
- Һәптилик хәвәрләр ( 16-22- април)
- Һәптилик хәвәрләр ( 9 - 15 април)
- Һәптилик хәвәрләр (26- марттин 1- априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (19- 25- март)
- Һәптилик хәвәрләр (12- 18- март)
- Һәптилик хәвәрләр (5-12- март)
- Һәптилик хәвәрләр (26-фебрал - 4-март)