Һәптилик хәвәрләр (28-майдин 3-июнғичә)


2005.06.03

Абдулла талип вә һәбибуллахан мәхсум һаҗим вапат болди

Өткән һәптидә һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң вәкиллиридин бири абдулла талип билән диний алим вә җамаәт әрбаби һәбибуллахан мәхсум һаҗим вапат болди

Абдулла талип әпәнди һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң вәкиллиридин бири болуш сүпити билән илгири кейин "қайнам өркиши", "чала тәккән оқ", "игәрсиз ат" қатарлиқ әсәрләрни язған болуп, униң иҗадийити уйғурларниң 20-әсирдә бесип өткән мусапилири вә паҗиәлик тәқдиригә беғишланған. Әдиб бу әсәрлири арқилиқ оқурмәнләрни қәһриманларниң роһидин үлгә елиш билән тарихий тәҗрибә-савақларни йәкүнләшкә үндәйду. У йәнә, педагок болуш сүпити билән "уйғур маарип тарихи" намлиқ әсәр язған иди. Абдулла талип әпәнди 27-май күни үрүмчидә вапат болған.

Диний алим һәбибуллахан мәхсум 28-май күни қағилиқ наһийисидә вапат болған .У уйғурларниң диний чүшәнчилириниң ешиши, диний етиқади вә иманиниң күчлиниши шуниңдәк милләтниң диний, миллий вә әхлақий җәһәттин тәрбийилиниши йолида көп хизмәтләрни қилған иди.

Алтайда кәлкүн апити йүз бәрди

Өткән чаршәнбә йәни 1-июн күни уйғур елиниң алтай шәһири вә униң әтрапида кәлкүн апити йүз бәргән. Өз мухбиримизниң игилигән хәвәрлиригә қариғанда бурчин наһийисигә қиян кәлгәнликтин тағлиқ районлардики 3000 дин артуқ адәм өз маканлиридин көчүшкә мәҗбур болған. Алтай тәвәсидә қатнаш, учур –алақә үзүлүп қалған. Апәт йүз бәргән җайдики бир қазақ кишиниң ейтишичә, кәлкүн апити түпәйлидин, чарвичилар қийинчилиқларға йолуққан болсиму, техи һөкүмәт тәрипидин һазирғичә һечқандақ ярдәм кәлмигән.

Ху җинтав: җуңгодики аз санлиқ милләтләрниң иқтисадий әһвалини яхшилаш, миллий тоқунушни йоқитишниң әң муһим амили

31-Май күни бейҗиңда хитай компартийиси милләтләр хизмити йиғини чақирған болуп, хитай рәиси ху җинтав мәхсус сөз қилип, аз санлиқ милләтләр хизмити вә сиясити мәсилиси һәққидә тохталған. Франсийә ахбарат агентлиқиниң учуридин қариғанда, ху җинтав уйғур, тибәт мустәқиллиқ паалийәтчилирини әйибләп бөлгүнчиликләргә қарши елип бериватқан күрәшниң узун муддәтлик икәнликини көрсәткән. Хәвәрдә көрситилишичә, ху җинтав йиғинда йәнә аз санлиқ милләтләрниң тил-әдәбият, өрп-адәт һәм мәдәнийитигә һөрмәт қилиш, уни мәҗбурий өзгәртишкә урунмаслиқ һәққидә тохталған.

Америкидики уйғур сиясийони сидиқ һаҗи рози әпәнди бу һәқтә өз қаришини оттуриға қойди. Сидиқ һаҗи рози әпәнди ху җинтавниң иқтисад вә мәдәнийәтни тәрәққи қилдуруш биләнла мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқини, униң алди билән аптоном район дегән нәрсиниң һоқуқиниң қандақ болидиғанлиқини чүшиниши , әшу милләтниң һоқуқлирини қолиға бериши керәкликини. Хитайниң бундақ қуруқ сиясәтлириниң 50 нәччә йилдин буян тәкрарлинип, униң һечқачан уйғуристанда әмәлгә ашмиғанлиқини көрсәтти.

Шветсийидә уйғур музикиси яңриди

28-Май күни шветсийиниң сумилән өлкисигә қарашлиқ музика мәктәплириниң язлиқ тәтил алдидики сәнәт паалийити болуп өткән . Андерсон музика мәктипиниң оқутқучи-оқуғучилиридн тәшкилләнгән дуня музика әтрити уйғур музиканти күрәш күсәнниң йетәкчиликидә уйғур музикилирини орундиған.

Русийә-хитай вә һиндистан ташқи ишлар министирлири владивостокта

6-Айниң 2-күни русийә, хитай вә һиндистан ташқи ишлар министирлири русийиниң йирақ шәрқидики владивостокта тунҗи қетим бир йәргә җәм болуп, бу үч дөләт үчүн ортақ мәсилиләр һәққидә музакирә өткүзди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң учуриға қариғанда мәзкур үч дөләт ташқи ишлар башлиқлири терроризимқа қарши туруш, иқтисади вә енергийә һәмдә истратегийилик һәмкарлиқларни күчәйтиш вә башқа бир қатар мәсилиләр бойичә пикир алмаштурған. Көзәткүчиләр бу үч дөләтниң америка башлиқ ғәрбниң тәсиригә тақабил туруш үчүн бир иттипақ шәклигә келиши мүмкинму дегән мәсилә һәққидә мулаһизә қилмақта.

Тибәтләр билән хитай һөкүмәт сақчилири арисида тоқунуш йүз бәрди

Әркин асия радио истансимизниң тибәт бөлүминиң игилишичә, хитайниң чиңхәй өлкисиниң заду наһийисидә 5-айниң 20-21-күнлири һөкүмәт әмәлдарлириниң йәрлик дора өсүмлики йиққан тибәтләрдин 1500 йүәндин баҗ елип, бу пулларниң көп қисимини өз янчуқиға салғанлиқиға нисбәтән наразилиқ һәрикәтлири келип чиққан. Нәтиҗидә сақчилар билән тибәтләр арисида тоқунуш келип чиққан икән. Бу тоқунушқа бир қанчә миң тибәтлик қатнашқан икән.

Буш хитайни агаһландурди

Америка президенти җорҗи буш өткән сәйшәнбә йәни31-май күни мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай - америка мунасивити һәққидә тохтилип, хитайни хәлқара содида адил болушқа чақирған. Президент буш йәнә хитай билән сода қилишниң әң тоғра усули хитай һөкүмитигә хәлқара қаидә – қанунларниң барлиқини әскәртиш дәп көрсәтти. Президент буш сода мәсилисидә америкиниң хитайға давамлиқ бесим ишлитидиғанлиқини тәкитлигән.

Шу күни президент буш йәнә хитайниң диний етиқад вә ахбарат әркинлики мәсилисидә тохтилип,"үмидвар бир җәмийәтниң диний вә ахбарат әркинликигә техиму еһтияҗи болиду" дәп көрсәтти. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.