Һәптилик хәвәрләр(25-июн-1-июл )
2005.07.01
Рабийә қадир әнгилийидики зияритини ахирлаштуруп қайтип кәлди
Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң қәһриман аниси рабийә қадир ханим әнгилийидики зияритини ахирлаштуруп болуп, ғәлибилик һалда вашингтонға қайтип кәлди.
Рабийә қадир ханим өзиниң лондондики бир һәптидин артуқ паалийити җәрянида хәлқара кәчүрүм тәшкилати шуниңдәк башқа инсан һоқуқи тәшкилатлириниң қизғин қарши елишиға сазавәр болған. У йәнә әнгилийә парламентиниң муһим әрбаблири билән көрүшүп, уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип барған.
ява кәптәр ингилиз тилида нәшир қилинди
Хитай сот мәһкимиси тәрипидин миллий бөлгүнчилик билән әйиблинип 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған яш язғучи нурмуһәммәд ясинниң атақлиқ әсири "ява кәптәр" йеқинда әркин асия радио истансиси тәрипидин ингилиз тилиға тәрҗимә қилинип елан қилинди. Бу әсәр йәнә хитай тилиға тәрҗимә қилинған.
Нур муһәммәд ясинниң әсириниң ингилиз тилида тарқилиши хәлқара мәтбуатларниң җүмлидин хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлири, америка қатарлиқ әлләрниң мунасивәтлик органлириниң қизиқишини қозғиған. Нөвәттә, нурмуһәммәд ясинниң җазалиниши хәлқара җәмийәтниң диққитини җәлип қилған болуп, инсани һоқуқи тәшкилатлири хитайниң уйғурларниң мәтбуат әркинликини еғир дәриҗидә боғуватқанлиқини тәнқид қилмақта.
Әнхуйда сақчилар билән пуқралар арисида тоқунуш йүз бәрди
Өткән һәптидә хитайниң әнхуй өлкисиниң ченҗо кәнтидә йүз бәргән бир қатнаш маҗраси түпәйлидин, бир қанчә миң амма билән сақчилар арисида тоқунуш йүз берип, наразилиқ билдүргүчиләр көплигән сақчиларни уруп яриландурған һәмдә сақчи машинилирини көйдүривәткән. Бәзи мәтбуатларда вәқәгә қатнашқан хәлқниң саниниң 10миңдин ашидиғанлиқи билдүрүлмәктә.
Ху җинтав русийини зиярәт қилди
30-Июн күни хитай дөләт рәиси ху җинтав москва зияритини башлап, русийә президенти владимир путин билән мәхсус сөһбәт өткүзди. Хәвәрләргә қариғанда ху җинтав билән путин икки дөләтниң 21-әсирдики һәмкарлиқлирини әкис әттүридиған бир бирләшмә баянатқа қол қойған. Шуниңдәк йәнә мәдәнийәт-маарип вә башқа саһәләр бойичә бир қатар келишимләр имзаланған.
Ху җинтав русийә билән хитайниң содисини йеқинқи бир қанчә йил ичидә 80 милярд долларға йәткүзидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
Бу қетимқи русийә-хитай юқири дәриҗилик рәһбәрләр учришишида асаслиқи енергийә-сода –иқтисад , юқири техника қатарлиқларни өз ичигә алған муһим мәсилиләр музакирә қилинғандин сирт йәнә хәлқара вә район характерлиқ мәсилиләр үстидиму пикир алмаштурулған.
Ху җинтавниң москва зиярити, укранийә, грузийә вә қирғизистандики демократик инқилаб нәтиҗилиридә һакиммутләқ түзүмләр ахирлишип, ғәрбпәрәс вә демократийини һимайә қилидиған һөкүмәтләрниң мәйданға келишигә тоғра кәлгән болуп, москва билән бейҗиңниң мундақ өзгиришләрни халимайдиғанлиқи билдүрүлмәктә, чүнки, уларниң қаришичә, оттура асия қатарлиқ җайларда демократик түзүмниң әмәлгә ешиши билән америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң тәсирлири бу җайға сиңип кирип, русийә билән хитайниң мәнпәәтлиригә тәсир йәткүзидикән. Шу вәҗидин бейҗиң вә москва рәһбәрлири ортақ пикиргә келип , америкиниң тәсиригә бирликтә тақабил турмақчи икән.
Ху җинтав москва сәпиридин кейин қазақистанниң пайтәхти астанаға келип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири йиғини иштирак қилиду. Бу йиғинда йәнә шу кона тема-терроризим, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш мәсилилири музакирә қилиниду, әлвәттә, москва билән бейҗиң уйғур мәсилисидиму ортақ пикиргә игә болуп, москва шәрқий түркистан мустәқиллиқини, бейҗиң чеченийә мустәқиллиқини қоллимаслиққа пүтүшкән.
Җорҗи буш ирақ урушида еғир бәдәл төлигәнликини ейтти.
Америка президенти җорҗи буш өткән сәйшәнбә күни америка армийисиниң шималий корилинадики форт бирг һәрбий базисида сөз қилип," бизниң ирақтики вәзипимиз рошән. Биз терроризимға зәрбә бериватимиз шундақла биз ирақ хәлқиниң әркин дөләт қурушиға ярдәм қиливатимиз. Бу дөләт бизниң террозимға қарши күрәштики иттипақдешимиз. Биз кәң даиридики оттура шәрқ районида әркинликни илгири сүрүмиз" дегән, у сөзидә йәнә америка хәлқиниң ирақ урушида қурбанларни берип бәдәл төләватқанлиқини, лекин, америка қошунлириниң ирақтики вәзипилириниң җапа-мушәққәтлик вә хәтәрлик болсиму, бәдәл төләшкә әрзийдиғанлиқини тәкитлигән. У йәнә америкиниң ирақтики һәрикәтлиридин ваз кәчмәйдиғанлиқини әскәрткән.(Умидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (18-24- май)
- Һәптилик хәвәрләр (11-17 - май)
- Һәптилик хәвәрләр (4-10-май)
- Һәптилик хәвәрләр (28-майдин 3-июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (21 - 27 - май)
- Һәптилик хәвәрләр ( 14-20 - май)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30- април 6-май)
- Һәптилик хәвәрләр ( 23-29- април)
- Һәптилик хәвәрләр ( 16-22- април)