Һәптилик хәвәрләр (23-29- июл )
2005.07.29
Рабийә қадир уйғур аяллириниң вәзийити һәққидә таохталди
Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим германийидә елип барған зияритини мувәппәқийәтлик һалда ахирлаштуруп, вашингтонға йетип кәлгәндин кейин йәнә өз паалийәтлирини давамлаштурди. Германийидики көзәткүчиләрниң баһасиға қариғанда, германийә тарихида тунҗи қетим ташқи ишлар министирлиқи қатарлиқ органларниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири тәрипидин қарши елинип, уйғур мәсилиси бойичә пикир алмаштурғучи сүпитидә герман-уйғур мунасивәт тарихиға йезилған рабийә қадир ханим германийидики шәрқий түркистан давасини йәнә бир қетим юқири долқунға көтәрди.
Рабийә қадир ханим өткән һәптидә мухбиримизниң зияритини қобул қилип, өз тәсиратлирини баян қилиш билән бир вақитта өзиниң буниңдин 10 йил илгири бейҗиңда ечилған дуня аяллири қурултийиға қатнашқанлиқини әсләп, бу он йил җәрянида уйғур аяллириниң тәқдири вә һаятида чоң өзгиришләр болмиғанлиқи, өзгириш дегәндә уларниң инсанлиқ һоқуқлириниң техиму дәпсән қилинишқа учриғанлиқини оттуриға қойди.
Гуантанамодики уйғур тутқунлири һәққидики йеңи учур
Өткән һәптидә америкида чиқидиған " бостон глоб" намлиқ гезиттә елан қилинған бир парчә мақалидин қариғанда адвокат сабин веллит гуантаномо түрмисидә тутуп туриливатқан уйғурларниң давамлиқ у җайдики түрмидә турушиниң һаҗити қалмиғанлиқини, бәлки уларниң әркин адәмләр қатарида түрмә сиртида яшиши керәкликини оттуриға қойди. Мәзкур адвокат америка даирилириниң бу уйғурларниң бир қисиминиң америкиға қарши дүшмән җәңчиләр әмәсликини етирап қилғанлиқи үчүн уларни сиртқа чиқириш һәққидә америка федерал сот мәһкимисигә әрз сунған.
Өзбек мусапирлири қутулди
Бу йил 13-майдики әнҗан вәқәсидә һөкүмәтниң өч елишидин қорқуп, қизғизистанға қәчип келип панаһланған 500 әтрапидики өзбек мусапири бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә қирғизистан һөкүмитиниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә җүмә күни хәлқаралиқ панаһлиқ салаһитигә еришти.
Хәвәрләргә қариғанда уларниң ичидә 400 нәччә адәм мәхсус айроплан билән руминийигә елип келингән болуп, бухарст даирилириниң билдүрүшичә, булар йерим йилдин кейин америка, канада, голландийә қатарлиқ ғәрб дөләтлиригә йөткилидикән. Австралийә һөкүмитиму 50 нәччә өзбек мусапирни қобул қилидиғанлиқини елан қилған. Буниңдин илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар идариси өзбек мусапирлирини қобул қилиш һәққидә австралийә һөкүмитигә илтимас сунған иди.
Далайлама тибәткә қайтишни арзу қилиду
Тибәтниң диний даһиси далай лама өткән пәйшәнбә күни германийиниң визбадән шәһиридики мурасим паалийитидә өзиниң келәр он йил ичидә тибәткә қайтип 80 яшлиқини хаитириләйдғанлиқини билдүрди. У өткән һәптә германийиниң һессин шитати тәрипидин дуня тинчлиқини қоғдашқа һәссә қошқан әрбабларға берилидиған "һессин тинчлиқ мукапати" ға сазавәр болған иди.
Нөвәттә, тибәт вәкиллири билән бейҗиң даирилири арисида сөһбәтләр давамлашқан болуп, далай лама тибәтниң хитайниң бир қисими икәнликини етирап қилған. Лекин у хитай һөкүмитиниң тибәткә алий аптономийә берип, тибәт хәлқиниң өзини өзи идарә қилишиға рухсәт қилишини тәләп қилған. Әмма һазирчә хитай-тибәт сөһбити нәгә бариду? дегән мәсилә һәққидә алдин бир хуласә чиқириш қийин икән.
Америка дөләт мудапиә министири оттура асияда
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфел 25-27-июл күнлири қирғизистан вә таҗикистани зиярәт қилди.
Румсфелдниң әң чоң нәтиҗиси шуки, у америкиниң қирғизистандики һәрбий базисини давамлиқ сақлап қелишини қолға кәлтүрди. Қирғизистан даирилири америка һәрбий базисиниң афғанистандики вәзийәт оңшалғичә турушиға қошулидиғанлиқини билдүрди. Нәтиҗидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлириниң астанада өткүзгән йиғинда америкиниң оттура асиядики әскәрлирини елип чиқип кетиш чақириқи әмәлгә ашмай қалди. Бу иштин кейин, русийә дөләт мудапиә министири сергей иваноп баянат елан қилип, русийиниң қирғизистан вә өзбекистан һөкүмәтлиригә бу җайдики америка қошунлирини чиқириветиш һәққидә бесим ишләткәнлик һәққидики хәвәрләрни инкар қилди.
Шималий корийә мәсилиси һәққидики алтә дөләт сөһбити
Өткән һәптидә шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилиш үчүн алтә дөләт сөһбити өткүзүлгән. Йиғинниң 2-күни шималий корийә тәрәп бир қанчә түрлүк тәләпни оттуриға қойған болуп, бу тәләпләр америкиниң корейә йерим арилидики ядро қораллирини елип чиқип кетиш, шималий корейә билән мунасивитини нормаллаштуруш шундақла шималий корейигә бихәтәрлик капалити бериш қатарлиқларни өз ичигә алидикән. (Үмидвар)