Һәптилик хәвәрләр (30-июл-5-авғуст)


2005.08.05

Абдурәуп мәхсум вапат болди

3-Авғуст күни 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи абдурәуп мәхсум ибраһими 91 йешида қазақистанниң алмута шәһиридә вапат болди.

Абдурәуп мәхсум ибраһими 1914-йили ғулҗа шәһиридә туғулған болуп, яш вақитлирида боғалтирлиқ кәспи билән шуғулланған.1944-Йили, азадлиқ тәшкилати қурулғанда униң әзаси болған һәмдә ғулҗа қозғилиңиға қатнишип, 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити тәсис қилинғанда һөкүмәт әзаси вә баш катип болуп сайланған.

Абдурәуп мәхсум ибраһими 1944-1949-йилиғичә давамлашқан миллий азадлиқ инқилабниң көзгә көрүнгән рәһбири әрбаблириниң бири иди. У, 20-әсирниң 60-йиллирида қазақистанға көчүп чиқип, алмута шәһиридә олтурақлишип қалған.

Абдурәуп мәхсум ибраһими 1992-йили түркийиниң истамбул шәһиридә өткүзүлгән дуня шәрқий түркистан қурултийиға қатнашқандин сирт қазақистан, қирғизистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур миллий азадлиқ паалийәтлиригиму даим иштирак қилип, пешқәдәм җамаәт әрбаби сүпитидә һөрмәткә сазавәр болған. Өмриниң ахирқи йиллирида у өзиниң шәрқий түркистан инқилаби дәвридә бешидин өткүзгән әслимилирини язған.

Мәрһум абдурәуп мәхсум ибраһими пүтүн һаяти бойичә уйғурларниң һөрлүки үчүн издәнгән иди. У, яш әвладларни миллий роһ билән тәрбийиләш, тарихи тәҗрибиләрни йәкүнләшкә алаһидә әһмийәт бәргән болуп, даим кишиләрни үмидвар болушқа чақирған.

Дуня уйғур қурултийи америка һөкүмитини хитайға бесим ишлитишкә чақирди

2-Авғуст күни, мәркизи германийигә җайлашқан дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, америка һөкүмитиниң хитайға "террорчилиққа зәрбә бериш нами билән, уйғур мусулманлирини бастурмаслиқ" һәққидә бесим ишлитишини тәшәббус қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит уйғурларниң азадлиқ күришиниң 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини әслигә кәлтүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқини елан қилип, "биз һечқандақ террорлуқ һәрикәтлири билән әмәс бәлки, сиясий паалийитимиз арқилиқ өз әркинликимизни, дөлитимиз шәрқий түркистан җумһурийитини әслигә кәлтүрмәкчимиз, биз хитайниң ички сияситигә арилишишни халимаймиз, бизниң тәләп қилидиғинимиз пәқәт өзимизгә тегишлик болған сиясий һоқуқтин ибарәт " деди.

Дуня уйғур қурултийи йәнә хитай һөкүмити билән шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә сөһбәтлишиш пикрини оттуриға қойған. Әмма, дуня уйғур қурултийиниң бу баянатиға нисбәтән хитайниң америкида турушлуқ әлчиханиси инкас қайтуруп, дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини өз ичигә алған уйғур мустәқиллиқ һәркитини террорчилиқ билән әйиблиди.

Америка сот мәһкимиси гуантанамодики уйғурлар үстидин сот ачти

Америкиниң вашингтон алаһидә районидики федерал сот мәһкимиси дүшәнбә күни гуантанамо базисидики икки нәпәр уйғур тутқуни абабәкри қасим вә адил абликимләр тоғрисида сот ечип, тутқунларни қоюп бериш һәққидики әрзни тиңшиди. Адвокат бикһам макачин вә қанун мулазимәт орниниң адвокати сйбин веллит абабәкри қасим вә адил абликимләрниң 2005-йили 26-март күни америка алаһидә һәрбий сот коллегийиси тәрипидин "қанунсиз дүшмән җәңчилири әмәс" дәп ақланғанлиқини әскәртип, тутқунларниң қоюп берилип, әркин паалийәт қилишини тәләп қилған. Бирақ, һөкүмәт тәрәпниң бир адвокати бу тутқунларниң 3- бир дөләткә әвәтилиши һәққидә тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини билдүрди.

Сичүәндә тоңгуз кесили кеңәймәктә

Чар шәнбә күнигичә хитайда байқалған тоңгуз кеслигә гириптар болуп өлгәнләрниң сани 38 адәмгә йәткән. Һазирғичә 148 адәм бу кесәл билән юқумлунуп, ятақта ятқан. Бу мунасивәт билән хитайниң көп өлкилиридә тоңгуз гөшлиригә болған контроллуқ күчәйтилгән болуп, уйғур дияридин кәлгән хәвәрләргә қариғанда һазир хитайлар арисида тоңгуз гөшини йемәй, қой гөши истимал қилиш әһвали көпәйгән, буниң билән қой гөшиниң баһасиниң өрләп кетиш мумкинлики пәрәз қилинмақта.

Америка президенти буш қирғизистанни тәбриклиди

Америка президенти җорҗи буш қирғизистан президенти қурманбек бақийевқа мәхсус телеграмма йоллап, униң сайлам арқилиқ президент болғанлиқини тәбриклигән шуниңдәк америкиниң қирғизистанниң демократик җәмийәткә айлинип, иқтисадий вә башқа җәһәтләрдин тәрәққи қилишини қоллайдиғанлиқини билдүргән. У йәнә қирғизистанниң 439 нәпәр өзбек мусапирини өзбекистанға қайтурмастин, 3-дөләткә маңдурғанлиқини махтиған.

Америка һөкүмити йәнә ешип қалған 15 нәпәр өзбек мусапирни давамлиқ башқа дөләтләргә әвәтишини, уларни өзбекистанға қайтурмаслиқини тәләп қилмақта.

японийә хитайға қарши ақ ташлиқ китаб елан қилған

японийә һөкүмити сәйшәнбә күни өзиниң йиллиқ доклатини елан қилип, хитай тәһдиди нәзәрийисини әкис әттүргән. японийәниң бундақ хитайни тәһдид дәп һесаблишиға нисбәтән хитай ташқи ишлар министирлиқи наразилиқ билдүрүп, бу ақ ташлиқ китабниң һеч қандақ әмәлий асаси йоқлиқини билдүргән. Йеқинқи йиллардин буян японийә билән хитай арисидики түрлүк мунасивәтләр җиддийлишип қалған болуп, икки тәрәп даим бир-бирини әйиблимәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.