Һәптилик хәвәрләр (6-12- авғуст)


2005.08.12

Уйғур елидә кәлкүн апити йүз бәрди

Уйғур елидә 6-авғусттин башлап яғқан ямғур сәвәбидин, үрүмчи, санҗи вә турпан қатарлиқ җайлар кәлкүн тәсиригә учрап, 200 миңдин көп адәм кәлкүн апитиниң тәсири астида қалди.

Хитай хәвәр торлири кәлкүндә аз дегәндә йәттә адәмниң өлгәнликини, нурғун өйләрниң өрүлүп чүшкәнликини хәвәр қилған. Учурларға қариғанда йәнә турпан, санҗи вә үрүмчи қатарлиқ җайлардики қатнаш вә су иншаатлири бузғунчилиққа учриған. Бу тоқсун-турпан ойманлиқи районида 50 нәччә йилдин буян көрүлмигән еғир һадисә икән.

Америка диний әркинлик комитети уйғур елини зиярәт қилмақчи

Америка дини әркинлик комитети хитайни зиярәт қилип, хитайдики диний әркинлик әһвалини тәкшүрүш паалийитини башлиди. Мәзкур комитетниң ярдәмчи тәтқиқатчиси минди ларму ханимниң ейтишичә, дини әркинлик комитети бу қетим уйғур елидиму тәкшүрүш елип бериш үчүн қәшқәр қатарлиқ җайларға баридикән һәмдә у җайдики мәсчитләрниң имамлири билән көришидикән.

Игәлләшләргә қариғанда, америка диний әркинлик комитети уйғур елидә үч күн зиярәттә болуш җәрянида уйғурларниң дини етиқад әркинлик әһвали һәққидә чүшәнчә һасил қилидикән. Америкида турушлуқ көзәткүчиләр хитай даирилириниң америка диний әркинлик комитетиниң һәқиқи әһвални игилишиниң алдини елиш үчүн, қәшқәр қатарлиқ җайлардики ком партийә өзи тәрбийилигән имамларни улар билән учраштуруши, алдин-ала тәйярлиған мәсчитләр вә җамаәт сорунлирини уларға көрситиш арқилиқ, америкилиқларниң көзини бойишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Гуантанамодики уйғурлар америкиниң ярдимигә еришмәктә

Сиясий анализчиларниң ейтишичә, гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларниң мәсилиси мәзкур базидики башқа дөләт пуқралиридин нурғун җәһәттин пәрқлинидикән.

Америка һөкүмити бу уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини изчил тәкитләп кәлмәктә. Америка адвокатлири өз хираҗити билән бу уйғурларниң мәсилиси һәққидә издинип, уларни әркинликкә чиқиришқа тиришмақта. Бу адвокатларниң бири сибин веллит әпәнди адил һеким вә абабәкри қасим қатарлиқ икки уйғур тутқунниң вашингтондики уйғур җамаәтчилики арисида яшишиға рухсәт қилинишини тәшәббус қилған һәмдә америкиниң уларға сиясий панаһлиқ беришини оттуриға қойған.

Уйғур ели қуш зукиминиң қоршавида қалди

Йеңи хәвәрләргә қариғанда буниңдин бир қанчә һәптә илгири русийиниң уйғур ели билән чегрилинидиған сибирийә районида қуш зукими байқалған иди. Алдинқи һәптидә қазақистандиму қуш зукиминиң сезилгәнлики хәвәр қилинди. Хитай ахбаратлириниң толуқ болмиған учурлириға қариғанда, йәнә тибәттиму қуш зукими байқилип, нурғун сандики тоху вә бәзи өй қушлири олтүриветилгән. Қуш зукими нөвәттә дуня миқясидики хәтәрлик тарқилишчан кесәлләрниң бири дәп қаралмақта.

Хәлқаралиқ тәшкилатлар ахбарат әркинлики мәсилисидә хитайға бесим қилди

8-Авғуст күни хәлқаралиқ чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң икки нәпәр вәкили хәлқара олимпик комитетиниң баш шитабиға берип, 4000 дин артуқ адәмниң имзаси қоюлған мураҗәтнамини тапшурди. Бу мураҗәтнамидә хәлқара олимпик комитетиниң 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик йиғини мунасивити билән хитай һөкүмитигә ахбарат әркинликини яхшилаш һәққидә бесим ишлитишини тәләп қилиши оттуриға қоюлған. Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни" дунядики мухбирларни қамайдиған әң чоң түрмә" дәп атиған.

Йүсүпбәк мухлисиниң вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди

8-Авғуст күни қазақистанниң алмута шәһиридә шәрқий түркистан инқилаби миллий бирлик сепиниң рәиси, атақлиқ уйғур сияси паалийәтчиси мәрһум йүсүпбәк мухлисиниң вапат болғанлиқиниң бир йиллиқи хатирлинип нәзир берилди. Йүсүпбәк мухлиси 40-йиллардики миллий азадлиқ инқилабқа қатнашқан һәмдә 80-йиллардин башлап, оттура асиядики уйғур сиясий паалийәтлиригә рәһбәрлик қилғучиларниң бири сүпитидә тонулған. У йәнә тарихчи болуш сүпити билән 50-йиллардин етибарән уйғур мәдәнийәт тарихи мәсилилири үстидә тәтқиқат елип берип, бир қанчә әсәрләрни язған иди.

Германийидики уйғурлар ианә топлаш паалийити башлиди

Дуня уйғур қурултийиниң йетәкчиликидә өткән һәптидә германийиниң миюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиниң хизмәт бинасида йиғин өткүзүлүп, миллий дәвани раваҗландуруш үчүн ианә топлашқа сәпәрвәрлик қилинди. Буниңдин илгири уйғурларниң аниси, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим германийини зиярәт қилғанда, уйғурларни сәпәрвәр қилип, уларниң роһиға илһам бәргән иди.

Америкиниң қирғизистандики баш әлчиси хошлишиш йиғини ачти

Қирғизистандики өктичиләр инқилабини өз көзи билән көргән америка баш әлчиси стивен яң бишкәктин айрилиш мунасивити билән хошлишиш йиғини ечип, әсқәр ақайевни ағдуруш һәрикитидә америкиниң қоли йоқлиқини билдүрди шуниңдәк қирғизистанниң демократик һәрикитигә юқири баһа берип," қирғизистан оттура асия тарихидики әң әркин вә әң адаләтлик бир сайлам өткүзүш арқилиқ оттура асиядики пүтүн дөләтләр үчүн бир үлгә яратти" дегән. У йәнә қирғизистанниң келәчикиниң зорлуқини билдүргән.

Буниңдин илгири русийә вә хитай мәтбуатлирида америкиниң әсқәр ақайевни ағдуруш һәрикитигә пәрдә арқисида туруп қоманданлиқ қилғанлиқи һәққидики учурлар көпләп елан қилинған иди.

Хәвәрләргә қариғанда, америка қирғизистандики һәрбий базини давамлиқ сақлап қелиш һәққидә қирғизистан билән пүтүшкән болуп, өзбекистандики һәрбий базисидики бир қисим айропланлири вә һәрбий әшялирини қирғизистандики базиға йөткәшни қарар қилған.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.