Һәптилик хәвәрләр (13-19 - авғуст)


2005.08.19

Хитай диний тәрбийә бәргүчи амниханни тутқун қилди

Ақсу вилайитиниң шаяр наһийисидә аминихан исимлик 56 яшлиқ бир уйғур аял балиларға қуран кәримни өгәткәнлики үчүн сақчи даирилири тәрипидин қолға елинди.

Хәвәрләргә қариғанда аминихан өз өйигә 37 нәпәр балини йиғип, уларға ислам динидин дәрс бәргән. Сақчи даирилири бу иштин хәвәр тепип, аминиханниң өйигә бастуруп кирип, аминиханни вә дәрс аңлаватқан 7 яштин 18 яшқичә болған 37 нәпәр өсмүрниң һәммисини тутуп, қамақханиға солиған. Бу балиларниң бәзилириниң ата-аниси 7000 йүәндин 10миңйүәнгичә җәриманә төләп, балилирини түрмидин қутқузуп чиққан. Йәрлик сақчи даирилириниң бир қисими бу хәвәрни ашкарилаштин баш тартсиму, лекин йәнә бәзилири аминиханниң қолға елинғанлиқиниң раслиқини ейтқан.

Аминихан һәм униң оқуғучилириниң қолға елиниш вәқәси хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартқан болуп, хели көп агентлиқлар бу хәвәрни тарқатти.

Униңдин башқа йәнә қәшқәр вилайитиниң мәкит наһийисидики хитай даирилири пиланлиқ туғут сияситини тәшвиқ қилиш үчүн 471 нәпәр диний затқа хитайниң пиланлиқ туғут сиясәт қолланмисини тарқатқан.

10 Меһманханиси бар уйғур бай

Узундин буян нами уйғурларға тонушлуқ болмиған, әмма йеқиндин буян өзиниң уйғурлиқини җакарлап, уйғур хәлқи үчүн хизмәт қилишни билдүргән атақлиқ карханичи адил үстүн тағ уйғурларни һаяҗанға салди.

Адил үстүн тағ бурунқи вақитларда уйғур елидин түркийигә келип маканлишип қалған кона уйғурларниң әвлади болуп, у, һазир исамбул қатарлиқ шәһәрләрдә бәш юлтузлуқ алий меһманханидин 10 ға, шуниңдәк завут –фабрикиларға игә икән. Униң бу орунлирида төт миңдин артуқ адәм ишләйдикән.

Адил үстүнтағ әпәнди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, өзиниң уйғурларға хизмәт қилиш вә шәрқий түркистанни көруш арзуси барлиқини билдүрди.

Қазақистан уйғур вәкиллири уйғур елини зиярәт қилди

Өткән һәптидә қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси әхмәтҗан шардиноп, қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятириниң башлиқи мурат әһмиди вә атақлиқ тиҗарәтчи дилмурат қузийев қатарлиқ йәттә кишидин тәшкилләнгән бир вәкилләр өмики уйғур елидә елип баридиған 15 күнлүк зияритини башлиған. Уйғур аптоном райони рәиси исмаил тиливалди бу вәкилләр өмикини күтивелип, уларни қарши алидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрләргә қариғанда йеқинқи йиллардин буян хитайниң қазақистанда турушлуқ әлчиханисиниң актип паалийәт қилиши нәтиҗисидә, у җайдики уйғурлар ичидин мәлум сандики кишиләр тәшкиллинип, илгири кейин бир қанчә қетим уйғур ели вә хитайниң ичкири шәһәрлирини зиярәт қилған иди.

Уйғур көзәткүчилириниң билдүришичә, хитай даирилири чәтәлләрдики уйғур җамаәтчиликиниң арисини парчилаш тактикисини қоллинип, уйғурларниң миллий мустәқиллиқи вә сиясий һәм кишилик һоқуқлиқирини дәва қиливатқан уйғур паалийәтчилирини йетим қалдурушқа урунмақта икән.

Хитай террорчилиққа қарши алаһидә сақчи қисими қурди

Ройтерс агентлиқиниң учуриға қариғанда, хитай дөләт ичидики һәр хил шәкилдики күнсайин күчийиватқан намайишлар вә қаршилиқларни бастуруш үчүн болупму, уйғур вә башқа милләтләрниң наразилиқидин келип чиққан қаршилиқлирини бастуруш мәқситидә 36 шәһәрдә террорчилиққа қарши туруш вә топилаңдин мудапиәлиниш алаһидә сақчи әтрәтлирини тәсис қилған.

Учурларға қариғанда ,өткән йилиниң ичидила хитайда 74 миң қетим намайиш йүз бәргән болуп, қатнашқанларниң сани үч милйон 700 миңдин ешип кәткән.

Түркийиниң һакимийәт бешидики партийисиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийиси

Түркийиниң һакимийәт бешидики адаләт партийиси илгири уйғур мәсилиси һәққидә көп вәдиләрни бәргән болсиму, әмма һакимийәткә чиққан үч йилдин буян дипломатик еһтияҗ түпәйлидин хитай билән бәзи-бир алақиларни қилған болуп, бу уйғурларниң наразилиқини қозғиған иди. Адаләт партийисиниң уйғур мәсилисигә зади қандақ позитсийә тутқанлиқи һәққидә тохталған мәзкур партийиниң муавин башлиқи дәнгир фрат әпәнди уйғурларни сиясий күрәш йоли билән өз әркинликини қолға елишқа дәвәт қилди һәмдә адаләт партийисиниң бу җәһәттә уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай билән русийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

8-Айниң 18-күни русийә билән хитайниң "тинчлиқ вәзиписи-2005" дәп аталған тунҗи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневири рәсми башланди. Бир һәптигә созулидиған мәзкур бирләшмә маневиргә икки дөләтниң қуруқлуқ, һава вә деңиз қисимлиридин 10 миңдин артуқ әскәр вә офитсерниң қатнишиши бәлгиләнгән болуп, русийә тәрәпниң маневиргә иштирак қилидиған әскәр сани хитайниңкидин азрақ, йәни җәмий 1800 нәпәр болиду.

Бу қетимқи маневир үч басқучқа бөлүп елип берилиду, биринчи басқуч русийиниң владивосток шәһири әтрапида, қалған басқучлар хитайниң шәндоң өлкисидә давамлишиду. Мәзкур маневирниң чиқимлирини хитай зиммисигә алған болуп, мулаһизичиләр, хитайниң бу маневир арқилиқ тәйвәнгә бесим ишләтмәкчи шуниңдәк өз күчини көз-көз қилмақчи болуватқанлиқини, русийиниң болса, сиясий җәһәттин өз қудритини тәшвиқ қилса, иқтисадий җәһәттин хитайға техиму көп илғар қораллирини сетишни ойлиғанлиқини оттуриға қоймақта, йәнә бир қисим көзәткүчиләр болса, русийә билән хитайниң бу арқилиқ америкиға тақабил туруш мәйданини ипадә қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә. Әмма, хитай вә русийә қоманданлири бу маневирниң һәрқандақ үчинчи дөләткә тәһдид селишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини билдүргән.

Америка җәнубий корийә билән бирләшмә маневир өткүзмәкчи

Учурларға қариғанда келәр һәптә америка билән җәнубий корийә йиллиқ бирләшмә маневир өткүзмәкчи. Бу хил бирләшмә маневир 1976—йилидин етибарән давамлашмақта. Әмма шималий корийә һөкүмити болса, буниңдин әндишә қилидиғанлиқини әскәрткән.

Һазир икки корийә чегриси әтрапиға 32 миңдин артуқ америка әскири орунлаштурулған . Әскәр сани җәһәттә шималий корийә көп үстүн болуп, у бир милйон 200 миң әскәргә, җәнубий корийә болса аран 650 миң әскәргә игә икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.