Һәптилик хәвәрләр (20-26 - авғуст)
2005.08.26
Рабийә қадир ваң лечүәнниң сөзлиригә җаваб бәрди
8-Айниң 25-күни, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән хитай дөләт ишлири кабинетиниң өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән хитай компартийиси мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси, уйғур аптоном районлуқ компартийә комитетиниң секритари ваң лечүән атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим һәққидә тохтилип, уни чәтәлләрдики "террорчи тәшкилатлар билән арилашқан вә уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән террорлуқ паалийити уюштурмақчи болған дәп җар салғандин сирт йәнә, рабийә қадир ханимниң хитай дөлитигә 50 милйон йүән қәрзи барлиқини ейтип өтти.
Ваң лечүәнниң бу баянатлири хәлқара җәмийәтниң җүмлидин хәлқара мәтбуатларниң диққитини җәлип қилған болуп, көзәткүчиләр ваң лечүәнниң бу баянатини хитай һөкүмитиниң рабийә қадир америкиниң бесими билә бошитилип түрмидин чиқирилип, америкиға кәлгәндин кейин елип бериватқан уйғурларниң кишилик һоқуқлирини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған хәлқаралиқ паалийәтлири җүмлидин хәлқара җәмийәтниң рабийә қадирниң паалийәтлирини қоллишиға болған инкаси дәп қариған.
Уйғур сиясий көзәткүчилири болса, буниң уйғур паалийәтчилири билән хитай һөкүмити оттурисидики күрәшниң кәскинләшкәнликини көрситидиғанлиқини оттуриға қоймақта.
Рабийә қадир ханим ваң лечүәнниң өзи һәққидә ейтқан бу сөзлириниң пүтүнләй ялған вә төһмәт икәнликини, хитай әмәлдарлириниң әзәлдинла өзигә қарши турған уйғурларни әнә шундақ һәр хил төһмәтләр билән қарилашқа, җазалашқа адәтләнгәнликини тәкитлиди.
Хитай әмәлдарлириниң етирап қилишлири
25-Авғуст күни бейҗиңдә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән ваң лечүән абдулла қурбан исимлик мустәқиллиқни қолға кәлтүрүш тәшкилатиниң башлиқиниң етип өлтүргәнликини, абдулла қурбанниң ақсу вилайити тәвәсидә бир қанчә йиллардин буян паалийәт елип барғанлиқини, униң 2000-йили 8-айда сақчилар билән болған тоқунушқа бир нәпәр сақчи әмәлдарини өлтүрүп қечип қутулғанлиқини ейтип өткән. Униң етрап қилишичә, бу йил 8-айниң 22-күни сақчилар абдулла қурбанниң йошурунған җайиға бесип киргәндә, у сақчиларға оқ чиқарған һәмдә етип өлтүрүлгән.
Мухбиримизниң телефон арқилиқ сориған соаллириға җаваб бәргән ақсу вилайитидики мәлум бир сақчи хадими абдулла қурбан вәқәсиниң растлиқини етирап қилиш билән сақчиларниң үч уйғурни өлтүргәнликини билдүргән. У йәнә, йеқиндин буян ақсу вилайитиниң учтурпан, бай вә кучар наһийилиридә қаршилиқ һәрикәтлириниң күчийип кәткәнлики түпәйлидин һөкүмәтниң бу һәрикәтләрниң алдини елиш вә уйғур мустәқилчилиригә зәрбә беришкә алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини тәкитлигән. Хәвәрләргә қариғанда алдинқи һәптидә учтурпанда он нәччә уйғур яш сақчилар тәрипидин қолға елинған.
Сабиқ америка президенти билл клинтон уйғур диярида зиярәттә болиду
Сабиқ америка президенти бил клинтон келәр айда уйғур елидә өткүзүлидиған" қәдимки йипәк йолини қайтидин җанландуруш вә хитайниң ғәрбий райониниң хәлқара содидики орнини юқири көтүрүш" темисидики муһакимә йиғиниға қатнишиш үчүн уйғур елидә зиярәттә болмақчи.
Клинтон әпәнди йәнә бу йиғинда" қәдимки йипәк йоли вә дуня иқтисадини бирликкә кәлтүрүш" дегән темида нутуқ сөзләйду.
Хәвәрләргә қариғанда сабиқ президент клинтон әпәнди америка ширкәтлириниң 50 нәччә вәкилини өзи билән биргә уйғур елиға елип баридикән. Америкида яшайдиған уйғур сиясийони сидиқ һаҗи рози әпәнди бу мунасивәт билән мәхсус обзор елан қилип, уйғур хәлқиниң сабиқ америка президенти бил клинтони қизғин қарши алидиғанлиқини, бил клинтонниң уйғур елини зиярәт қилишиниң уйғурларниң сиясий һаятидики зор йеңилиқ вә бурулуш болуп қелиши мумкинликини көрсәтти.
Гуантаномодики бәш нәпәр уйғур башқа җайға йөткәлди
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, гуантанамо түрмисидә тутуп туриливатқан уйғурларниң ичидики 15 нәпәр “ америкиға қарши дүшмән җәңчилири әмәс" дәп бекитилгән уйғурдин бәш нәпири дәсләпки қәдәмдә бу түрмидин чиқирилип, түрмә сиртидики мәлум җайға орунлаштурулған. Әмма, уларниң 3-бир дөләткә қобул қилинишиғичә болған арилиқта йәнила мәлум чәклимиләр астида болидиғанлиқи, лекин гуантанамодикигә қариғанда яхши шараитлар билән тәминлинидиғанлиқи билдүрүлгән.
Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари уйғур елини зиярәт қилиду
Учурларға қариғанда б д т кишилик һоқуқ комитетиниң тән җазасини тәкшүрүш мәсилилири бойичә пәвқуладдә әмәлдари мафирд новак, бу йил 11-айниң 21-күнидин 12-айниң башлириғичә уйғур елиниң үрүмчи, ғулҗа шәһәрлири, тибәтниң лхаса, хитайниң бейҗиң вә җинән шәһәрлиридики түрмиләрдә тәкшүрүш елип бариду.
Илгири хитай һөкүмити хәлқаралиқ келишимгә қол қойған болсиму, бирақ изчил түрдә б д т кишилик һоқуқ комитетиниң тән җазаси бериш әһвалини тәкшүрүш тәлипини рәт қилған иди. Әмма хәлқара җәмийәтниң бесими билән бейҗиң ахири бу қәдәмни бесишқа мәҗбур болди. (Үмидвар)