Һәптилик хәвәрләр (27-авғуст-2-сентәбир)
2005.09.02
Хитай даирилири рабийә қадир ханимға қаритилған һуҗумниң даирисини кеңәйтти
Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида ваң лечүән рабийә қадир ханимни чәтәлдики аталмиш террорчилиқ тәшкилатлири билән арилашқан вә террорлуқ паалийити уюштурмақчи болған дәп әйиблигәндин кейин, хәлқара мәтбуатларда ваңлечүәнниң бу билдүрүши һәққидә түрлүк инкаслар пәйда болди һәмдә хитай даирилириниң бу хил билдүрүшиниң асассиз икәнлики, уларниң әмәлийәттә рабийә қадирниң йеқиндин буян хәлқарада елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлириниң җанлиниватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқи көрситилди. Бу мунасивәт билән йәнә дуня уйғур қурултийи, америка уйғурлири бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатлар инкас қайтуруп, хитай даирилириниң бу қилмишини әйиплиди.
Уйғурларниң мәниви аниси дегән намға сазавәр болған рабийә қадир ханимму ваң лечүәнгә өз наразилиқини билдүрүп, уни һәқиқи террорчи дәп көрсәтти һәмдә униң оғуллири вә келинлириниң исми-җисмиға лайиқ баҗ оғрилири болуш билән уйғур елидики хәлқниң қенини шораватқанлиқини көрсәткән иди.
Хәвәрләргә қариғанда хитай баҗ ишлири даирилири йәнә "әқидә" ширкитиниң баҗ әһвали һәққидә тәкшүрүш елип берип, рабийә қадирға тәвә бу ширкәттин мәсилә издәп тепишқа урунған. Башқа ениқ учурларға қариғанда йәнә үрүмчидики рабийә қадир сода сарийини вә әқидә ширкитини назарәт қилиш үчүн нәнгүән сақчиханиси тәркибидә " рабийә қадир ишханиси" тәсис қилған. Мунасивәтлик кишиләрниң инкас қилишичә, нәнгүән сақчиханиси әмәлийәттә баштин –ахири уйғурларниң паалийәтлирини көзитидиған вә қамал қилидиған ашкара вә мәхпий паалийәт мәркизи болуп кәлгән иди.
Рабийә қадир аилиси ваң лечүәнниң рабийә қадирни баҗ оғрилиған дәп әйиблишиниң пүтүнләй ойдурма вә төһмәт икәнликини, рабийә қадир вә униң ширкитиниң баштин тартип баҗни вақтида тапшуруп кәлгәнликини илгири сүрди.
Ваң лечүәнниң бу қетимқи билдүрүши вә рабийә қадирға қилинған төһмәт әмәлийәттә уйғур мәсилисиниң хәлқара мәтбуатларда йәниму көпләп көрүлүшигә сәвәб болди.
Сабиқ америка президенти бил клинтон 8-сентәбирдә үрүмчидә болиду
Ениқ учурларға асасланғанда америкиниң сабиқ президенти бил клинтон 8-сентәбир күни үрүмчидә зиярәттә болиду һәмдә 9-сентәбир күни хаулиң хәлқара көрзгәзмә мәркизидә" хитайниң ғәрбий райони хәлқара иқтисадий алий йиғини"ға иштирак қилип, " йипәк йоли вә дуня иқтисади бирлики" дегән темида нутуқ сөзләйду.
Сабиқ америка президентиниң үрүмчи сәпири хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғимақта, сиясий көзәткүчиләр бу сәпәрниң әмәлийәттә уйғур елиниң ғәрб-шәрқ иқтисадий вә сиясий мунасивәтлиридики орниниң нәқәдәр муһим истратегийилик әһмийәткә игә икәнликини көрситидиғанлиқини оттуриға қоймақта.
Уйғур елидә террорчилиққа қарши маневир өткүзүлди
Хитайниң уйғур елидики қораллиқ сақчи баш қисиминиң алаһидә әтрити сәйшәнбә күни террорчилиққа қарши һәрбий маневир өткүзгән. Хитайниң "шинҗаң гезити "сақчи қошунлириниң бу қетимқи һәрбий маневирда аталмиш дөләт ичи вә сиртидики террорчиларни пәрәздики дүшмән қилип, уларниң мәлум түрмигә қораллиқ һуҗум қилиши вә бинадики кишләрни гөрүгә еливелишқа урунушини тармар қилиши қатарлиқ мәшиқләрни елип барғанлиқини баян қилған. Хитай даирилири һазир уйғур аптоном райониниң 50 йиллиқи мунасивити билән түрлүк қамал қилиш, зәрбә бериш һәрикәтлирини уюштурған болуп, улар мурасим җәрянида уйғур мустәқилчилириниң кәң көләмлик һәрикәтлириниң йүз берип қелишидин әндишә қилмақта икән.
Америкидики еғир вәқәләр
" Катирина" дәп аталған деңиз долқуни америкиниң мексика қолтуқидики районларға һуҗум қилғандин кейин миссиссиппи штатида еғир өлүм-йетим вәқәлири келип чиқти. Қудрәтлик қуюн йәнә америкиниң луйзана, алабама шитатлириғиму кәң көләмлик бузғунчилиқларни елип кәлди. Бу америка тарихидики зор паҗиәлик тәбиәт һадисилиридин болуп һесаблиниду.
Бағдадта миңдин артуқ киши қаза қилди
Ирақ һөкүмитиниң билдүрүшичә, террорлуқ һуҗуми һәққидә хата учур таралғандин кейин өткән чаршәнбә күни бағдаттики бир көврүктә шиә мусулманлири арисида алақзадилик йүз берип, қиста-қистаңчилиқта 1000 дин артуқ киши қаза қилди.
Б д т кишилк һоқуқ комиссари хитай билән ислаһат келишими түзди
Хитай һөкүмити чаршәнбә күни бейҗиңда б д т кишилик һоқуқ комитетиниң алий комиссари билән" хәлқара пуқралар һоқуқи вә сиясий һоқуқ әһдинамиси"ға асасән хитай қанун системисида ислаһат елип бериши һәққидә келишим түзди. Бу келишим бойичә, б д т кишилик һоқуқ комитети хитайниң түрмә җазаси орниға башқичә усулларни қоллиниш, җинайи ишлар қануни, адвокатлар қануни вә алақидар қанун –бәлгилимиләрни өзгәртишкә ярдәм беридикән. Оттура-башланғуч вә университетларда кишилик һоқуқ дәрси тәсис қилиш, аммиви мулазимәт орунлирида тәрбийиләш курслирини ечиш вә башқила елип берилиши керәк икән.
Хитай бу хәлқаралиқ әһдинамигә әслидә буниңдин бир қанчә йил илгири қол қойған иди .Әмма у, һазирғичә өзи қол қойған бу әһдинамини әмәлийләштүрмәй кәлгән иди.(Үмидвар)