Һәптилик хәвәрләр (1-7-өктәбир)


2005.10.07

Рабийә қадир ханим явропа сәпирини башлиди

Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларниң тәклипи вә орунлаштуришиға бинаән явропадики йәттә дөләткә қаратқан уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини хәлқара җәмийәткә тонуштурушни мәқсәт қилған сәпирини башлиди.

Рабийә қадир ханим алди билән голландийиниң пайтәхти амстердамға йетип келип, шу йәрдә турушлуқ уйғур җамаитиниң қизғин қарши елишиға еришкән. Рабийә қадир ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилати орунлаштурған "хитайдики йоқиливатқан вә унтулған милләтләр" намлиқ муһакимә йиғиниға иштирак қилип, уйғур кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат бәрди.

Хәвәрләргә қариғанда рабийә қадир ханим йәнә голландийә һөкүмәт әрбаблири биләнму уйғур мәсилиси һәққидә пикир алмаштурған вә мухбирларниң зияритини қобул қилған.

2005-Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати елан қилинди.

2005-Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң нәтиҗиси җүмә күни елан қилинған болуп, бу йилқи нобел тинчлиқ мукапати бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара атом енергийиси агентлиқи вә униң рәһбири муһәммәд әл барадәйи әпәндигә берилгән.

Хәвәрләргә қариғанда бу йилқи тинчлиқ мукапатиға дуня йүзидики атақлиқ әрбаблардин 190дин артуқ адәм намзат болған болуп, бу намзатларниң ичидә атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хәлқаралиқ уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханимму бар икән.

Көзәткүчиләр рабийә қадир ханимниң 2005-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқ салаһитигә еришишини уйғур мәсилисиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин тонулғанлиқи вә етирап қилинғанлиқини көрситиду дәп қаримақта. Рабийә қадир ханим бу мунасивәт билән сөз қилип, өзиниң нобел мукапатиниң намзатлиқиға көрситилгәнликиниң әмәлийәттә езиливатқан уйғур хәлқиғә мәнсуп икәнликини, буниңдин кейин техиму зор тиришчанлиқ түрдә уйғурларниң кишилик вә демократик һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилидиғанлиқи тәкитлиди

Мусулманларниң мубарәк рамизан ейии башланди

Ислам динидики улуқ айларниң бири һесабланған рамизан ейиниң йетип келиши билән роза тутуш башланди. Дуняниң бир қисим дөләтлиридики мусулманлар хошал-хорамлиқ билән рамизан ейини күтүвалған болса, йәнә бәзи мустәбитләр һөкүмранлиқидики мусулманларниң роза тутушни өз ичигә алған диний паалийәтлири чәкләнмәктә.

Уйғур елидин кәлгән учурларға қариғанда, уйғур елидики бир қисим җайларда уйғурларниң рамизан ейини хатириләп, роза тутуши контроллуқ астиға елинған болуп, идарә- җәмийәтләрдә ишләйдиған кадирлар, оқутқучилар вә мәктәп оқуғучилириниң роза тутушлириға, мәсчитләргә берип намаз оқушиға нисбәтән чәк қоюлмақта. Һәтта бәзи җайлардики уйғур ашхана хоҗайинлириниң күндүзи өз ашханилирини тақап, пәқәт кәчтә иптар вақтида мулазимәт қилишиғиму йол қоюлмастин , уларниң өз ашханилирини рамизан мәзгилидә толуқ ечишиға мәҗбурлаш әһваллири көрүлмәктә.

Рамизан мәзгилидә оттура асия вә башқа мусулман әллиригә тарқалған уйғурлардин башқа йәнә америка қатарлиқ ғәрб әллиригә тарқалған уйғурларму әркин азадә роза тутуш вә бир-бирини иптарға чақириш қатарлиқ паалийәтләрни уюштуруп, айларниң султани һесабланған рамизанни көңүллүк өткүзүшкә тиришмақта.

Қәшқәрдә мәһмуд қәшқәри туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи хатириләнди

Өткән һәптидә тарихтики уйғур дөлити қараханилар сулалисиниң пайтәхти қәшқәрдә мәһмуд қәшқәри туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш йүзисидин илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

Йиғин җәрянида уйғур вә хитай мутәхәссислири мәһмуд қәшқәриниң һаяти, униң бүйүк әсири түркий тиллар дивани һәққидики илмий мақалилирини оқуп өткән. Хитай мутәхәссислириниң мақалилирида "қараханилар сулалиси җуңгониң земини, мәһмуд қәшқәри җуңгониң алими" дәйдиған сиясивийлашқан идийиси тәрғип қилиниш билән йәнә хитай тарихчилириниң "уйғурлар һеч қачан мустәқил дөләт қурмиған, тарихта қурулған уйғур һакимийәтлириниң һәммиси җуңго мәркизий һөкүмитиниң бир қисими, йәрлик һакимийәт " дәйдиған сәпсәтилири қайта тәкитләнгән болуп, бу мәсилиләрдә уйғур алимлири билән хитай мутәхәссислири арисидики көз қарашлар рошән пәрқләргә игә.

Уйғур елидә 194 көмүр кан тақап тәртипкә селинмақчи

Өткән һәптидә бай наһийисиниң ятур көмүр канида газ партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 14 адәм өлгәндин кейин хитай даирилири уйғур дияридики 194 көмүр канни тақап, тәртипкә селишни пиланлиған.

Җорҗи буш террорчилиққа қарши күрәшни қәтий тохтатмайдиғанлиқини билдүрди

Америка президенти җорҗи буш пәйшәнбә күни вашингтондики демократийини илгири сүрүш фондида ирақ уруши вә террорчилиққа қарши күрәш һәққидә нутуқ сөзлиди.

Президент буш нуқтида америкиниң террорчилиққа қарши күрәштә ғәлибә қилиши ишәнчисини қайта тәкитлиди һәмдә ислам радикализимини қаттиқ әйиблиди. Буш нуқтида ислам радикал идеологийисини тәнқид қилип, униң әмәлийәттә ислам динидин түптин пәрқлинидиғанлиқини тәкитләп "бу урушчилар, америка яки ирақниңла дүшмини әмәс, улар исламниң һәмдә пүтүн инсанийәтниң дүшмини" деди. Буш йәнә "коммунизм идеологийисигә охшаш, бизниң бу йеңи дүшминимиз әркин кишиләрни кәмситиду һәмдә әркин яшаватқан әр-аялларни аҗиз вә чүшкүн дәп қарайду" деди.

Президент буш террорчилиққа қарши күрәшни ахирғичә елип баридиғанлиқини тәкитлиди.

Кондализа райис оттура асияни зиярәт қилиду

Америка ташқи ишлар министири конда лиза райис ханим келәр һәптидә афғанистан, қирғизистан, таҗикистан вә қазақистанни зиярәт қилиду.

Конда лизаниң зиярити җәрянида у оттура асия дөләтлири билән бихәтәрлик вә демократик ишлирини музакирә қилиду. Хәвәрләргә қариғанда бу қетим америка ташқи ишлар министири райис ханим өзбекистанни зиярәт қилишни пилан қилмиған болуп, бу америкиниң өзбекистанға тутқан сиясити билән мунасивәтлик икән.

Хәвәрләргә қариғанда йәнә америка дөләт мәҗлисиниң бир қанчә әзалири америка һөкүмитини кәримоп һөкүмитини қоллимаслиққа чақирған һәмдә америкиниң өзбекистандики һәрбий базиси үчүн беридиған төләм пулини керимоф һөкүмитигә тапшурмаслиққа дәвәт қилған. Америка һөкүмити өзбекистандин әнҗан вәқәси үстидә хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришкә қәтий тәләп қилған болсиму, лекин бу изчил рәт қилинишқа учримақта.

Көп қисим японийиликләр хитайни яхши көрмәйду

японийә гезитиниң әң йени елан қилған бир тәкшүрүш доклатидин мәлум болушичә, көп қисим японийикләр хитайни яхши көрмәйду.

японийә күнлүк хәвәр гезити пәйшәнбә пуқраларниң хитай вә америка һәққидики қарашлири үстидә елип барған мәмликәт характерлиқ тәкшүрүш доклатини елан қилған болуп, мәлум болушичә, 68% адәм өзиниң хитайға нисбәтән яхши тәсиратта әмәсликини, пәқәт 30% адәмла хитайни йеқин көридиғанлиқини билдүргән.

Учурлардин қариғанда йеқинқи йиллардин буян хитайда японийигә қарши милләтчилик кәйпиятиниң күчийишигә әгишип, японлар арисида хитайға қарши кәйпиятларму көпийишкә қарап йүзләнмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.