Һәптилик хәвәрләр (8-14- өктәбир)


2005.10.14

Америка хитайни кишилик һоқуқта әйиблиди

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини әйибләп йиллиқ доклат елан қилди. 193 Бәтлик бу доклат америка дөләт мәҗлиси вә президент бушқа йолланған болуп, буниңда хитайниң йеқинқи бир қанчә йил ичидики кишилик һоқуқ вәзийитидә илгириләш болмиғанлиқи, әксичә күнсайин начарлишишқа қарап йүзләнгәнлики баян қилинған.

Хитай һөкүмити бу доклатқа наразилиқ билдүргән. Америкидики йел университетиниң оқутқучиси доктор қаһар барат әпәнди мәзкур доклат һәққидә тохтилип, хитайниң җүмлидин уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң хитайлар ейтқандәк яхши болмастин әксичә начар икәнлики, уйғурларға қаритилған бастуруш сияситиниң күнсайин еғирлишиватқанлиқини көрсәтти.

Рабийә қадир ханим шветсийә вә норвигийәдә паалийәт елип барди

Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур кишилик һоқуқ паалийитиниң рәһбири рабийә қадир ханим явропа сәпири җәрянида шветсийигә йетип келип, бир қатар паалийәтләрни елип барди. У шветсийә парламент әзалири вә һөкүмәт әрбаблири һәмдә ташқи ишлар министирликиниң рәһбәрлири билән көрүшүп, уйғур мәсилисини чүшәндүрди.

Уйғурларниң сиясий җинайәтләр билән қарилинип, түркүмләп түрмиләргә ташлиниватқанлиқи, илмий вә әдәбий иҗадийәтләр билән шуғулланған уйғур зиялийлири җүмлидин язғучи нурмуһәммәд яси вә тарихчи тохти музартларниң көп йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи вә башқа әһвалларни баян қилди.

Рабийә қадир ханим йәнә шветсийидики паалийәтлирини ахирлаштуруп болуп, норвигийидә зиярәттә болди . Бу җайда норвигийә инсан һәқлири паалийәтчилири вә рафто мукапати фонди җәмийити вә парламент һәм һөкүмәт қатарлиқ орунларниң қарши елишиға еришип, улар билән уйғур кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә кәң даирә бойичә пикирләшти.

Үрүмчидә әйдиз кесили тез таралмақта

Үрүмчи шәһәрлик сәһийә идарисиниң йеқинда елип барған тәкшүрүшичә әйдиз кесили тез таралмақта.

Үрүмчи шәһәрлик сәһийә идарисиниң йеқинда елип барған тәкшүрүшигә қариғанда, үрүмчи шәһиридә әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани тиз көпийип, 4386 адәмгә йәткән.

Хитайниң тәңри тағ ториниң учуридин қариғанда, 1995-йилидин буян һәр йили әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң сани 400 дин ешип маңған болсиму, әмма бу йилниң ичидила 600 адәмгә йәткән.

Һазир , уйғур ели хитай бойичә әйдиз вируси билән юқумлунуш нисбити әң юқири җайларниң бири болуп, бу җайдики әмәлий сан техи ашкарә елан қилинмиғанлиқи көрситилмәктә. Әмма көзәткүчиләр әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң саниниң хитай һөкүмити ашкарилиғандин техиму зор икәнликини оттуриға қоймақта.

Хитай үрүмчигә тутишидиған йәнә бир тәбиий газ туруба йоли ятқузди

Хитай даирилири пиланлиған қарамайдин үрүмчигә тутишидиған тәбиий газ туруба йоли келәр йили пүтүп рәсми ишқа киришиду. Бу, йилда бир милярд куп метир нефит вә тәбиий газ тошуш иқтидариға игә икән. Хитай һөкүмити һазир уйғур елини өзиниң әң чоң енергийә мәнбәсигә айландуруш үчүн пүтүн күчи билән тиришмақта.

Хитай уйғур елини бир тәрәптин оттура асиядин киргүзидиған нефитниң ичкиригә йөткилишидә васитә қилса, , йәнә бир тәрәптин бу район нефитлири вә тәбиий газлирини ичкири җайларға җиддий қәдәмләр билән тошумақта. Таримдин шаңхәйгичә болған "ғәрб-шәрқ" туруба йоли буниң муһимлиридин бири болуп һесаблиниду.

Кондализа райис оттура асия сәпирини ахирлаштурди

Америка ташқи ишлар министири кандализа райис ханим оттура асиядики қирғизистан, қазақистан, таҗикистан вә афғанистан қатарлиқ төт дөләтни зияритини мувәппәқийәтлик ахирлаштурди. У, бу сәпиридә демократийини илгири сүрүшни тәшәббус қилған болуп, таҗикистан президенти имам әли рахманоп вә қазақистан президенти нурсултан назарбайев билән көрүшкәдә районниң демократийилишиш мәсилисини алаһидә тилған алған.

Кондализа райис бир қисим кишиләрниң америкини әйиблишини рәт қилип," биз һәргизму нефит вә һәрбий мәнпәәтләрниң бизниң әркинликни қоғдаш нишанимизға тосқунлуқ қилишиға йол қоймаймиз" деди.

У қирғизистандики америка һәрбий базисиниң узун муддәт туруши һәққидә қирғизистан президенти бақийев билән келишим һасил қилған.

Америка ирақ сүнни мусулманлириниң асасий қанунни қоллишини илгири сүрди

Ақ сарай чаршәнбә күни ирақ сүнни мусулманлириниң асаслиқ партийиси болған ирақ ислам партийисиниң ахирқи минутта, ирақтики шиә мусулманлири вә куртлар билән келишим һасил қилип, ирақ асасий қанунини қоллишини қарши алди.

Мәзкур келишим бойичә ирақ ислам партийиси ирақ асасий қануни қоллайдиғанлиқини билдүргән. Буң алдида, ирақтики шиә вә курт парламент әзалири асасий қанун мақулланғандин кейин, униңға түзитиш киргүзүшни ойлишишқа қошулған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.