Һәптилик хәвәрләр (22-28-өктәбир)
2005.10.28
Рабийә қадир явропа сәпирини ахирлаштуруп, америкиға қайтип кәлди
Рабийә қадирниң явропа сәпириниң әң ахирқи бекити люксемборг болуп, униң люксемборгдики зиярити 23 вә 24 - өктәбирләрдә елип берилди. Рабийә ханим бу җәрянда люксемборг парламенти вә ташқи ишлар министирликидики даириләр билән сөһбәт елип барди. Рабийә қадир ханим люксемборг сәпиридин кейин вашингтонға қайтип кәлгән.
Рабийә қадир ханим йәкшәнбә күни люксемборг либираллар партийисиниң парламент әзаси, сабиқ ташқи ишлар министири чарлис гөренс әпәнди қатарлиқ юқири дәриҗилик әрбаблар билән көрүшүп, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә улар билән сөһбәтләрдә болған. Рабийә қадир ханим билән көрүшкән лйоксемборг рәһбири әрбаблири уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән.
Рабийә қадир ханим үч һәптә җәрянида явропадики данийә, голландийә, норвигийә, шветсийә, швейтсарийә, белгийә вә люксемборг қатарлиқ мәмликәтләрдә зиярәттә болуп, бу дөләтләрниң парламент, һөкүмәт рәһбирий әрбаблири шуниңдәк явропа иттипақиниң рәһбәрлири билән көрүшүп, уйғур мәсилиси бойичә кәң даирилик сөһбәт өткүзгән һәмдә уларға уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан еғир вәзийити һәққидә мәлумат бәргән.
Көзәткүчиләр рабийә қадир ханимниң бу қетимқи паалийитини уйғурларниң чәт әлләрдә елип бериватқан сиясий дава паалийитидики зор нәтиҗидә һәм бурулуш шуниңдәк уйғур мәсилисиниң омумий йүзлүк һалда хәлқаралишишидики ғәлибилик қәдәм дәп баһа бәрмәктә.
Аман һаҗи сотлиниду
Хитайниң интернет сәһипилиридин биридики учурдин қариғанда, уйғур аптоном райониниң сабиқ муавин рәиси аман һаҗи ланҗу шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин сотлинидикән. Аман һаҗи делосини ләнҗу шәһәрлик тәптиш мәһкимиси бекиткән болуп, бу хитай алий сот мәһкимиси орунлаштурған икән. Учурда аман һаҗиниң парихорлуқ қилғанлиқи көрситилгән.
Аман һаҗи буниңдин үч йил илгири қолға елинған болуп, хитай даирилири узунғичә униң әһвалини мәтбуаттин мәхпий тутқан. Аман һаҗиниң иниси йәни канада пуқраси илшат хитайға чақиртилғандин кейин қолға елинип, узун өтмәй униң җәсити аилисигә тапшуруп берилгән һәмдә униң кесәл билән өлгәнлики ейтилған.
Аман һаҗи вә униң иниси илшат һаҗи вәқәси уйғурларниң түрлүк инкаслирини қозғимақта. Уйғурлар уларниң делосиниң сирлиқ икәнлики, униң уйғур аптоном райони вә хитай мәркизидики юқири дәриҗилик хитай компартийә кадирлири билән четишлиқи барлиқини пәрәз қилишмақта.
Хитай кадирлири давамлиқ уйғур дияриға кәлмәктә
Уйғур аптоном районлуқ кадирлар назаритиниң билдүрүшичә, 5-түркүмдики хитай кадирлири уйғур елиға кәлгән. Бу кадирларниң мутләқ көпчилики партийә-һөкүмәт хадими вә кәспий хадимлар болуп, улар уйғур аптоном райониниң муһим хизмәт орунлириға орунлаштурулған.
Хитайниң уйғур елиға ярдәм бериш, чегрини гүлләндүрүш дегән шоар астида 1950-йиллардин тартип, уйғур елиға түркүм-түркүм хитайларни елип келип орунлаштурғанлиқи ениқ. 1950-Йили уйғур елидики омумий нопусниң аран 5%ни игиләйдиған хитайлар бүгүнки күнләрдә нопусниң йеримини дегүдәк тәшкил қилған. Әйни вақитта хитайларниң сани 200 миң әтрапида болуп, уйғурлар аһалиниң 80%ни тәһскил қилатти. Көплигән җайларда хитайлар йоқ болуп, бар болсиму, интайин аз иди. Әмма, бүгүнки күндә уйғур елиниң көплигән шәһәрлиридә, наһийилиридә хитайларниң нопуси йәрлик хәлқтин ешип кетидиған вәзийәт шәкилләнмәктә.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини
Русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр баш министирлири 10-айниң 26-күни москвада җәм болди.
Бу қетимқи йиғин оттура асиядики демократик өзгиришләрни өз ичигә алған давалғушлар, америка -өзбекистан мунасивәтлириниң йириклишиши вә америкиниң давамлиқ түрдә қирғизистандики һәрбий базисини сақлап қелишқа қарар қилиши шуниңдәк хитай-америка, америка-русийә мунасивәтлиридики бир қатар йеңи өзгиришләргә дуч кәлгән болуп, мутәхәссисләр хитай билән русийиниң ғәрбкә қарши күч уюштуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Бу қетимқи йиғинға һиндистан, пакистан, иран вә моңғулийә қатарлиқ мәмликәтләрниң вәкиллириму көзәткүчи сүпитидә иштирак қилған болуп, пакистан бу тәшкилатқа қатнишиш тәклипини қойған.
Америка парламентиниң рәһбәрлири хоңкоңдики сиясий ислаһаттин нарази болди
Америка дөләт парламентиниң рәһбәрлири хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң башлиқи зиң йинчүән билән көрүшүп, өзлириниң хоңкоңдики пуқраларниң әркинликиниң чәклимигә учраватқанлиқи һәққидики әндишилирини оттуриға қойди.
Зиң йинчүән хоңкоңниң башлиқи болғандин буян тунҗи қетим вашиңтонға қилған үч күнлүк зияритидә, авам палата хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси хәнрий хайид вә демократлар партийисиниң авам палатасидики рәһбири том лантис билән көрүшкән.
Америка тәрәп хоңкоңниң мәтбуатлар вә көчмәнләргә болған контроллуқни күчәйтиши, демократик затларға виза беришни рәт қиливатқанлиқи һәмдә бейҗиң һөкүмитиниң хоңкоңниң " асасий қануни" ға йитәрлик һөрмәт қилмайватқанлиқ мәсилилирини оттуриға қойған. (Үмидвар)