Һәптилик хәвәрләр (29-өктәбирдин 4-ноябир)


2005.11.04

Роза һейти өткүзүлди

11-Айниң 3-күни пүтүн дуня мусулманлириниң мубарәк роза һейти. Пүтүн дуня мусулманлири қатарида уйғур мусулманлириму өзлириниң 30 күнлүк рамизан ейини ахирлаштуруп, мәзкур мубарәк күнни күтүвалди.

Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар болупму, ғәрб дунясидики йәни явропа-шималий америкидики уйғурларму өзара роза һейитини тәбриклишип, түрлүк паалийәтләрни елип барди.

Америкидики уйғур җамаити роза һейти хошаллиқиға чөмүшүп, өз ара һейтилашти вә бир –бирини тәбрикләшти. Улар өзлириниң миллий әнәнисини яхши сақлаш вә тәрәққи қилдуруш, өз ана тилини пәрзәнтлиригә өгитиш һәм тәрбийиләш арқилиқ, уларниң кәлгүсидә өз ана вәтини вә миллитигә садиқ, миллитиниң әркинлики үчүн күрәш қилидиған әзимәтләрдин болуши үчүн тиришмақта. Һейт-байрам күнлиридә өз ара һейтлишиш вә бир йәргә җәм болуш арқилиқ, өз ара достлуқ һәм пәрзәнтләр арисидики достлуқни илгири сүрүшни муһим дәп билмәктә.

Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур сиясий дәвасиниң рәһбәрлири мәхсус түрдә роза һейти мунасивити билән барлиқ вәтәндашларниң айимини тәбриклиди.

Уйғур аптоном райониниң вәкиллири қазақистанда зиярәттә болди.

Өткән һәптидә , уйғур аптоном райониниң ‎муавин рәиси җаппар һәбибулла башчилиқидики бир вәкилләр өмики ‎қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәклипи бойичә ‎қазақистанниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаити арисида бир ‎һәптилик зиярәт вә учришиш паалийәтлири елип барған.‎ Хәвәрләргә қариғанда, бу учришишларда хитайниң қазақистандики әлчиханиси муһим рол ойниған болуп, җумһурийәтлик мәдәнийәт ‎мәркизиниң мәсуллиридин әхмәтҗан шардиноп, дилмурат қузийев ‎қатарлиқлар саһипханлиқ қилған. Бу өмәк 2-ноябир күни шәрқшунаслиқ ‎иниститутиниң қармиғидики ғоҗа әхмәт садвақосоп намидики ‎уйғуршунаслиқ мәркизидә һәр саһәниң уйғур алимлири билән учришиш ‎өткүзгән.‎ ‎.‎ Уйғуристан хәлқ партийисиниң рәһбири қәһриман әпәнди бу зиярәтниң түп маһийити һәққидә тохтилип, ‎қазақистан уйғурлириниң уйғур ели билән алақә қилишиниң әслидә ‎яхши иш болсиму, әмәлийәттә йеқиндин буян елип бериливатқан зиярәт ‎паалийәтлириниң хитайниң 1996-йили бекиткән 7-номурлуқ һөҗҗити билән ‎мунасивәтлик сиясий оюн икәнликини көрситип, бир қисим уйғур ‎рәһбәрлириниң сиясий хаталиқ өткүзүватқанлиқини тәкитлиди.‎

Қәһриман әпәндиниң қаришичә, йеқинқи йиллардин буян хитай оттура асиядики уйғурларға қаратқан тәшвиқат вә парчилаш паалийәтлирини күчәйткән болуп, җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң рәиси әхмәтҗан шардиноп, дилмурат қузийев вә мурат әхмиди қатарлиқ бир вәкилләр өмики йеқинда уйғур дияриға чақиртилип, наһайити яхши күтүвелинған иди. Булар бу қетим мәзкур хитай вәкиллирини қазақистанға чақирди.

Үрүмчидә әйдиз билән юқумланғанларниң сани 30 миңға йәтти

Хитайниң тәңри тағ ториниң учуридин қариғанда, уйғур дияридики әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң сани күнсайин ашмақта. Ениқлинишичә, үрүмчи шәһиридила әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани 30 миң әтрапида болуп, бу пүтүн хитай бойичә алдинқи орунға өткән.

Игилишинишләргә қариғанда әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң көпинчиси зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр икән. Әмма мунасивәтлик уйғур тиббий мутәхәссисләрниң қаришичә, бу әхлақ кризиси шуниңдәк тиббий үскүниләрниң тазилиқи қатарлиқ мәсилиләр биләнму мунасивәтликтур. Америкидики дохтур мәмәт иминниң ейтишичә, уйғурлар тиббий билимләрни өгиниш биләнла қалмастин йәнә уйғур миллитиниң вә ислам дининиң әхлақ әнәнилирини җари қилдуруп, сирттин келиватқан әхлақий бузулуш хаһишлириға тақабил туруши керәк. Шундақ қилғандила әйдиздин мудапиә көргили болиду.

Б д т доклати, хитай сода вә тәрәққият җәһәттә дуняда йәнила унчивала алдида әмәс.

Б д т ниң дунядики 110 дөләтниң сода вә тәрәққият җәһәттә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини баһалап елан қилған тәкшүрүш доклатидин мәлум болушичә, хитайниң тәрәққияти дуня бойичә аран 51 –орунда туридикән. Көзәткүчиләр бу сандин хитайниң тәрәққиятиниң улар өзлири тәшвиқ қилип көптүриватқандәк әмәсликини көрүвелишқа болидиғанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Хитай-русийә баш министирилири учрашти

Русийә баш министири михаил фрадкоп 3-ноябир күни бейҗиңни зиярәт қилип, хитай баш министири вен җябав вә дөләт рәиси ху җинтав қатарлиқлар билән көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлири һәққидә сөһбәтләшкән вә бир қатар келишимләрни түзгән.

Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи сөһбәтләрдә терроризмға қарши күрәш қилиштики һәмкарлиқтин башқа йәнә, иқтисадий һәмкарлиқ вә енергийә мунасивәтлирини күчәйтишму асасий тема болған. Хитай тәрәп русийидин дачиң-ангарский нефит аққузуш туруба қурулушини башлашни тәләп қилған болуп, русийә узундин буян бу лайиһини кечиктүрүп ,униң әксичә японлар билән болған нефит содисиға мунасивәтлик ангарский-ноходка нефит турубисини башлиған иди. Хитай тәрәп русийидин техиму көп нефит импорт қилиш тәлипини оттуриға қойған. Хәвәрләргә қариғанда икки дөләт рәһбәрлири бу зиярәткә юқири баһа бәргән икән. Америка өзбекистан мәсилисигә көңүл бөлмәктә

Америка дөләт мәҗлисиниң икки нәпәр әзаси өткән сәйшәнбә күни дөләт мәҗлисигә қарар лайиһиси сунуп, америка һөкүмитидин өзбекистан даирилириниң қолға алған өктичи рәһбәрлиридин сәнҗәр өмәроп қатарлиқларға адил муамилә қилинишини тәләп қилишини сориди.

Хәвәрләргә қариғанда ислам кәримопниң өктичиләргә бесим ишлитип, уларни давамлиқ тутқун қилиши америка һөкүмитиниң вә хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлириниң диққәт нәзиридин орун алмақта.

Қирғизистанда түрмиләрдә топилаң йүз бәрди

Қирғизистан сақчи даирилири бишкәк әтрапидики түрмиләрдә көтүрүлгән топилаңларни тинҗитти. Бу топилаң өткән һәптидә парламент әзаси ахматбайевниң 31-номурлуқ түрмидә өлтүрүлишигә мунасивәтлик җинайәтчиләрни йөткәш җәрянидаи чиққан болуп, ички ишлар армийиси билән җинайәтчиләр арисида қисқа тоқунуш йүз берип, нәтиҗидә бир қанчә җинайәтчи өлтүрүлуп, түрмиләрдики топилаңлар бесиқтурулған.

Қирғизистан һөкүмәт даирилири түрмиләрдә йүз бәргән бу вәқәләр һәм йеқиндин буянқи муқимсизлиқларда сабиқ президент әсқәр ақайев тәрәпдарлириниң қоли барлиқини оттуриға қоймақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.