Һәптилик хәвәрләр (5-11-ноябир)


2005.11.11

Хитай һөкүмити уйғур тәһрирни қолға алди

Хәвәрләргә қариғанда қәшқәр әдәбияти җурнилиниң баш тәһрири күрәш һүсәйин әпәнди язғучи нурмуһәммәд ясинниң " ява кәптәр" намлиқ әсирини нәшир қилғанлиқи үчүн хитай даирилири тәрипидин қолға елинип, үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Бу йил 35 яшқа киргән күрәш һүсәйин миллий бөлгүнчилик идийисини тәрғип қилидиған әсәрниң елан қилинишиға шараит яритип бәргән дәп әйибләнгән.

Һәммигә мәлумки. ява кәптәр намлиқ әсәрниң аптори нурмуһәммәд ясин 10 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинған иди. Әмма қәшқәр сот даирилири күрәш һүсәйинниң әһвали һәққидә учур беришни рәт қилди.

Икки шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди

1933-Йили 12-ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили 12-ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаити түрлүк паалийәтләрни уюштурмақта.

1933-Йили уйғурлар өзлириниң 20-әсирдики тунҗи мустәқил җумһурийитини сабит дамоллам башчилиқида җакарлиған болуп, бу җумһурийәт қисқа вақит мәвҗут болған болсиму, әмма уйғурларниң азадлиққа , мустәқиллиққә болған интилишини намаян қилип, 1944-йилидики җумһурийәткә һул салған иди.

1944-Йили нилқа тағлирида партлиған ғени батур қатарлиқлар башчилиқидики қозғилаң вә 7-ноябир күнидә башланған ғулҗа қозғилиңи нәтиҗисидә 12-ноябир күни инқилабчилар әлихан ториниң башчилиқида шәрқий түркистан җумһурийитини елан қилди. Мәзкур җумһурийәт 5 йил өз армийиси, дөләт банкиси, дөләт апаратлирини бәрпа қилип, дүшмән армийиси үстидин ғәлибә қазинип, или, тарбағатай вә алтай вилайити даирисидә пут дәссәп турған иди. Ахирида бу һөкүмәтниң әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрлири сирлиқ айропилан һадисисидә қаза қилиш билән бу йәрдә хитай коммунист һакимийити орнитилди. Тарихий пакитларға асасланғанда, һәр иккила җумһурийәт совет иттипақиниң сиясий оюнлири вә мәнпәәтлири йолида қурбан қиливетилди.

Германийидә намайиш

Хитай рәиси ху җинтавниң германийә сәпири мунасивити билән берлин шәһиридә уйғурлар, тибәтләр вә хитай демократлири хитай һөкүмитиниң сиясий түзүмини әйибләйдиған намайиш қилди. Германийиниң миюнхен, берлин шәһиридә яшайдиған уйғурлар дуня уйғур қурултийиниң йетәкчиликидә намайишқа қатанашти, бу һәқтә германийидики ихтияри мухбиримиз нәқ мәйдандин учур бәрди.

Америка диний әркинлик доклати елан қилди

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинлик комитети 2005-йиллиқ диний әркинлик доклати елан қилған болуп, 197 бәтлик бу доклатта уйғурларниң диний етиқад әркинлики мәсилисиму алаһидә тилға елинған һәмдә хитайдики диний гуруппиларниң нормал етиқадиниң қаттиқ чәклимигә учраватқанлиқи тәнқид қилинған болуп, хитай һөкүмити бу мунасивәт наразилиқ билдүрүп, өзлиригә қилинған тәнқидни инкар қилған.

Америка бу доклатта хитайни дунядики диний етиқад вәзийитидин әндишә қилишқа тегишлик сәккиз дөләтниң бири дәп көрсәткән. Америка һөкүмити вә хәлқаралиқ тәшкилатлар йеқинқи йиллардин буян хитайниң уйғур қатарлиқ милләтләрниң диний әркинлики, кишилик һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини изчил тәнқид қилмақта.

Америка президенти җорҗи буш далай ламани қобул қилди

Америка президенти җорҗи буш хитай һөкүмитиниң наразилиқиға қаримастин, тибәтләрниң роһаний даһиси, нобел тинчлиқ мукапатиниң еришкүчиси далай ламани ақ сарайда қобул қилип, сөһбәтләшкән. Бу далайниң президент буш билән 3-қетимлиқ учришиш икән.

Далай лама америка зияритини башлиған, америка президенти бушму йеқинда хитайни зиярәт қилиду. Бушниң өзиниң хитай сәпиридин илгири далай ламани қобул қилиши көзәткүчиләрни түрлүк тәһлилләргә үндимәктә. Бәзиләр һәтта буниң хитайниң тибәт мәсилисини һәл қилиш сүритини тезлитиш ролини ойниши мумкин дәп қаримақта.

Дуня миқясида хитайниң қазақистанда елип бериватқан паалийәтлири һәққидә инкас қозғалди

Йеқинда уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җаппар һәбибулла башчилиқидики бир вәкилләр өмики қазақистандики уйғур җамаәтчилики арисида зиярәт вә учришишларни елип барғандин кейин, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаәтчилики түрлүк инкасларда болди. Йеқиндин буян хитай вә қазақистан һөкүмәтлириниң һәмкарлиқи нәтиҗисидә қазақистандики бир қисим уйғурлар хитай өз хәлқи намидин хитай билән йеқин мунасивәт орнитишқа башлиған иди. Түркийә,. Америка, гәрманийә вә канада шуниңдәк оттура асия җумһурийәтлиридики бир қисим уйғурлар җүмлидин америкидики уйғур сиясийони сидиқ һаҗи рози әпәнди бу һәрикәтләрниң уйғур давасиға зиян елип келидиғанлиқи, бейҗиңниң мәқситиниң уйғурларни парчилаш икәнликини оттуриға қойди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.