Һәптилик хәвәрләр (12-18ноябир)
2005.11.18
Рабийә қадир ханим калифорнийидә паалийәт елип барди
Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим өткән һәптидә америкиниң калифорнийә шитатиниң лос анҗелис, санта барбара қатарлиқ шәһәрлиридә инсани һоқуқини қоғдаш тәшкилатлириниң тәклипи билән зиярәттә болуп, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә нутуқлар сөзлиди һәмдә кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән уйғур мәсилиси бойичә пикир алмаштурди. Рабийә қадир ханимниң калифорнийидә елип барған паалийәтлири наһайити ғәлибилик болди.
японийилик мутәхәссис уйғур ели һәққидә тохталди
33 яшлиқ японийилик мутәхәссис йәни өзигә ясин исмини қолланған тарихчи радио истансимизниң зияритини қобул қилип, өзиниң уйғур диярида көргән –билгәнлири һәққидә сөзләп бәрди, ясин әпәндиниң ейтишичә, у өзбекистан, түркийә вә уйғур ели қатарлиқ җайларда билим алған. Үрүмчидә үч йил мәхсус уйғур тили өгәнгән шуниңдәк һәр қайси җайларға берип, уйғурларниң әһвалини көрүп, бәк ечинип, уйғурларға түрлүк ярдәмләрни көрситишкә башлиған. Униң қаришичә, уйғурлар мусулманлар ичидики әң қийин әһвалға қалған мусулманлар икән.
Америка дөләт мәҗлисидә уйғур мәсилиси музакирә қилинди
16-Ноябир күни америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитетида уйғур елиниң сиясий вәзийити вә инсан һоқуқи мәсилилири бойичә гуваһлиқ бериш йиғини болуп өткән болуп, америка алимлиридин җоһн һопкинс унивәрситетиниң оттура асия вә кавказийә тәтқиқат иниститутиниң мәсули фрәд стар, җорҗи товн университетиниң профәссори җамис милливард, әркин асия радиосиниң муавин башлиқи дән саузиланд қатарлиқлар уйғур мәсилиси һәққидә тохтилип, америка һөкүмитини уйғурларниң сиясий вә инсан һоқуқи вәзийитигә диққәт қилишқа дәвәт қилди.
Шивитсийә парламентида гуантаномодики уйғурлар мәсилиси тилға елинди
Гуантаномодики уйғурларниң тәқдири мәсилиси йеқинда шивитсийә парламентида шивитсийә кирест демократлар партийисиниң парламент әзаси анели тәрипидин доклат сүпитидә сунулуп, гуантаномодики уйғурларни шивитсийиниң қобул қилиши керәкликини көрситилгән. Әгәр мәзкур лайиһә тәстиқлинип қалса, гуантаномода тутуп туриливатқан уйғурлар шивитсийә тәрипидин қобул қилиниши мумкин икән. Хәвәрләргә қариғанда, илгири америка һөкүмити бу уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа қарар қилип, уларни әвәтидиған дөләтләр билән сөзлишишни давамлаштурған иди. Инкасларға қариғанда шивитсийиму буниң тәркибидә бар икән.
92 Нәпәр оқуғучи кесәл сәвәбидин мәктәптин бир йиллиқ қайтурулди
Шинҗаң университети бу йил йеңи оқушқа киргәнләрниң арисида 92 нәпәр оқуғучини б типлиқ җигәр кесилигә гириптар болғанлиқи үчүн бир йиллиқ мәктәптин тохтатқан. Инкасларға қариғанда бу оқуғучиларниң көпинчиси җәнубий вилайәтләрдин кәлгән уйғур оқуғучилар икән.
Шинҗаң университетиниң бу қилмиши оқуғучи вә оқутқучилар арисида тәнқидий инкасларни пәйда қилған болуп, уйғур көзәткүчилириниң билдүрүшичә, бу хитайниң илгири қоллинип кәлгән оқуғучиларға давалаш, турмуш пули бериштәк параванлиқ сиясәтлирини өзгәрткәнликини , буниң нәтисидә уйғур оқуғучиларниң дуч келиватқан бесимлириниң техиму көпийиватқанлиқини көрситидикән.
Қирғизистан кишилик һоқуқ паалийәтчиси әркин асия радиосида
Қирғизистан инсан һоқуқи комитетиниң рәиси рамизан дирилдайев әпәнди әркин асия радио истансимизни зиярәт қилип, өзиниң инсан һоқуқини қоғдаш паалийәтлири шуниңдәк қирғизистандики вәзийәт вә қирғизистан даирилириниң уйғур мәсилисигә тутқан сиясити қатарлиқ мәсилиләр бойичә тохталди.
Рамизан дирилдайев әпәнди қирғизистанға тонулған өктичиләрниң бири болуп, у қирғизистанда әсқәр ақайев һөкүмитиниң йимирилип, униң орниға йеңи һөкүмәтниң тиклинишидә бәлгилик тәсир көрсәткән шәхсләрниң биридур.
Америка президенти бус асияда
Америка президенти җорҗи буш асия сәпирини башлап, японийә, корийә вә хитай қатарлиқ мәмликәтләргә зиярәт елип барди. Җорҗи буш өз сәпири җәрянида хитайниң демократийә вә диний етиқад әркинлики мәсилисидә тохтилип, хитайни инсан һоқуқини қоғдашқа чақирди. Униң бу қетимқи асия сәпири районниң вәзийити үчүн муһим әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнмәктә.
Далай лама вашингтонда нутуқ сөзлиди
13-Ноябир күни тибәтләрниң роһаний даһиси далай лама вашингтондики MCI мәркизидә 16 миң кишигә нутуқ сөзлиди у өз нутқи җәрянида уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға елип, уйғурларниңму тибәтләр вә моңғулларға охшаш бесимға дуч келиватқанлиқини тәкитлиди. Бу чоң паалийәткә уйғурларниң аниси рабийә қадир ханим һөрмәт билән сәһнигә тәклип қилинди. Далай ламаға уйғурларниң допписи тәқдим қилинди. Йиғин риясәтчиси уйғурлар вә уларниң вәтини һәмдә рабийә қадир ханим һәққидә қисқичә мәлумат берип отти. (Үмидвар)