Һәптилик хәвәрләр (26-ноябир-2-декабир)
2005.12.02
Рабийә қадир бирләшкән дөләтләр тәшкилати кофи аннанға очуқ хәт әвәтти
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи кофи аннан әпәндиниң хитай зиярити һарписида шитаби вашингтонға җайлашқан хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим кофи аннанға очуқ хәт әвәтип, унидин хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқ мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилди. Рабийә қадир ханим хетидә йәнә кофи аннанниң хитайниң уйғур сиясий җинайәтчилиригә қаратқан өлүм җазасини бикар қилиш, уйғурларниң диний етиқад әркинликини һөрмәт қилиш, пиланлиқ туғутни бикар қилиш, уйғур тили вә мәдәнийитиниң тәрәққиятиға йол қоюш вә башқа бир қатар мәсилиләр бойичә хитай рәһбәрлири билән сөзлишишини үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойди. Бирақ, җүмә күни кофи аннанниң зияритиниң әмәлдин қалдурулғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалди.
Уйғурлар һәққидики мақалилар
Бу һәптидә хәлқара мәтбуатларда уйғурлар һәққидә бир қатар мақалилар елан қилинди, буниң ичидә вәкил характерлиқи германийидә нәшир қилинидиған атақлиқ " әйнәк" журнилида рабийә қадир ханим вә уйғурлар һәққидә елан қилинған мақалә болуп, мәзкур мақалидә рабийә қадир ханимниң өз миллитиниң кишилик вә сиясий һоқуқлирини қоғдаш паалийәтлири шуниңдәк рабийә қадир ханим америкиға кәлгәндин кейин, хитайниң униң аилисигә бесим ишләткәнлики һәм башқа мәсилиләр оттуриға қоюлған.
Бу мақалидин башқа йәнә ғәрб дунясиға тонулған "иқтисадшунас"жорнилида елан қилинған уйғурлар һәққидики мақалә болуп, буниңда хитайниң ғәрбни ечиш сияситиниң хитай һөкүмити вә хитайлар үчүн мәнпәәт елип келиватқанлиқи, уйғурларниң түрлүк қаттиқ сиясий вә иқтисадий бесим астида яшаватқанлиқи, хитайниң уйғу районини өзиниң нефит-енергийә базисиға айландурушқа урунуватқанлиқи сөзләнгән.
Уйғур райони хитай бойичә қуш зукими еғир җай болуп һесаблиниду
Қуш зукими бу йил киргәндин буян хитай бойичә 30 җайда байқалған болуп, хитай бойичә қуш зукими вируси сезилгән җайларниң үчтин бир қисими уйғур елигә җайлашқан. Нөвәттә, мәзкур вирус уйғур елидә күнсайин кеңәймәктә. Хитай даирилири һазир хотән, поскам, үрүмчиниң тәңритағ райони, үрүмчи наһийиси, мичуан, даванчиң, пичан, турпанниң яр йезиси һәм күнәс қатарлиқ җайларда бу хил кесәлниң байқалғанлиқини елан қилған болсиму, әмма мәзкур кесәлликниң техи адәмләргә юқмиғанлиқини әскәртти.
Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари уйғур елидә
Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүруш ишлири бойичә алаһидә әмәлдари новак бейҗиң вә тибәт аптоном районидики паалийәтлирини ахирлаштуруп болуп, өткән дүшәнбидин етибарән уйғур диярида тәкшүрүш елип барған.
Хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлири уйғур районини хитай бойичә әң дәһшәтлик түрмиләр вә әмгәк билән өзгәртиш лагерлири җайлашқан район дәп һесаблиған болуп, хитай һөкүмити илгири б д т ниң тәкшүрүш тәлипини рәт қилған иди. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр беришичә, хитайниң бу райондики түрмилиридә миллий бөлгүнчилик билән әйибләнгән уйғурлар еғир тән җазалириға вә қийин-қистақларға учримақта.
Хәвәрләрдин қариғанда новак тәкшүрүшини ахирлаштурғандин кейин ,хитайдики түрмиләр һәм тән җазаси бериш әһвали һәққидә мәхсус доклат елан қилиши мумкин икән. Әмма, новак әпәнди тәкшүрүшни ахирлаштуруп болғандин кейин, бейҗиңда хитайдики тән җазаси бериш әһвалиниң һәқиқәтән еғир икәнликини, хитайниң бу саһәдики мәсилилириниң мурәккәпликини билдүргән.
Соңхуаҗаң дәрясиниң булғунишидин келип чиққан җиддийликләр
Хитайниң шәрқий шималидики бир химийилик завутниң партлап кетип, зәһәрлик маддиларниң соң хуаҗаң дәрясиға кирип кетиши билән хитай һәм русийә пуқралирида җиддийликләр күнсайин күчәймәктә. Русийиниң хабаровск шәһири соң хуаҗаң дәрясидин еқип келиватқан зәһәрлик маддиниң амур дәрясиға қуюлуши билән келип чиқиши мумкин болған ақивәтләрдин әндишә қилип, аһалиларниң ичимлик сүйини бир мәзгил тохтитишни қарар қилған. Рак кесили пәйда қилиду дәп қаралған мәзкур зәһәрлик маддиниң тәсиридин келип чиққан булғунуш апити русийиликләрниң хитайға болған наразилиқлирини күчәйтивәткән болуп, хитай һөкүмити русийидин бу мәсилә мунасивити билән әпу сориған. Хитай һөкүмити һәтта дөләтлик муһит қоғдаш идарисиниң башлиқини вәзиписидин қалдуривәткән.
Русийиликләр булғанған амур дәрясиниң белиқини үч йилғичә истимал қилишниң зиянлиқ икәнликини оттуриға қоюшмақта.
Дуня әйдиз күни
12-Айниң 1-күни дуня әйдиз күни болуп, бу мунасивәт билән дуня йүзидә омумий йүзлүк әйдизгә қарши тәшвиқат паалийәтлири елип берилди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әйдиз кесилигә қарши туруш идарисиниң мәсули питер поинтниң билдүрүшичә, 2005-йили дуня миқясида әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң сани 40 милйон 300 миңдин ашқан.
Хәвәрләрдин қариғанда, хитай әйдиз кесили тез кеңийиватқан дөләт болуп, уйғур ели хитай бойичә алдинқи орунда туридикән.
Буш ирақтин қошун чекиндүрмәйду
Америка президенти җорҗи буш чаршәнбә күни америкиниң марйланд шитатиниң аннаполис шәһиридики деңиз армийә академийисидә нутуқ сөзләп, ирақтин қошун чекиндүрүш вақит җәдвилини түзүшкә рәддийә берип, һазир қошун чекиндүрмәйдиғанлиқини, әмма мәлум дәриҗидә қисқартиш елип бериши мумкинликини һәтта еһтияҗ болғанда әскәр санини көпәйтиши лазимлиқини көрсәтти.
Украинийәдә русийигә қарши демократларниң йиғини болди
Украинийә һөкүмитиниң тәшкиллиши билән сабиқ совет иттипақидин чиқип кәткән балтиқ деңизи бойидики, литва, латвийә вә әстонийә, кәспий деңизи бойидики грузийә шуниңдәк йәнә молдавийә һәм полша қатарлиқ мәмликәтләрниң вәкиллири кийев шәһиригә җәм болуп, хәлқаралиқ демократик һәмкарлиқ қуруш мәсилилирини музакирә қилди.
Демократик инқилабниң ғәлибисидин кейин һакимийәтни игилигән украинийә президенти виктор юшенкониң саһипханлиқидики мәзкур йиғинниң көзәткүчиләр тәрипидин юқирида исми аталған сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири йәни бүгүнки мустәқил дөләтләрниң русийиниң тәсири астидин үзүл-кесил қутулушиға бесилған қәдими болуп қелиши илгири сүрүлмәктә. (Үмидвар)