Һәптилик хәвәрләр (3 - 9 - декабир)


2005.12.09

Дуня инсан һәқлири күни

12-Айниң 10-күни дуня инсан һәқлири күнидур.1948-Йили 12-айниң 10-күни йәни буниңдин 57 йил муқәддәм бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ хитабнамиси елан қилған. Бу мунасивәт билән шитаби вашингтонға җайлашқан хәлқара уйғур кишилик вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған бу хитапнамигә хилап һалда уйғурларниң кишилик һоқуқлириға болған бузғунчилиқлирини күнсайин күчәйтиватқанлиқини оттуриға қойди.

Дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән дуня уйғур қурултийи вә америка уйғурлири җәмийитиму баянат елан қилған.

Вашингтонда намайиш

Америкиниң пайтәхти вашингтон шәһири әтрапидики уйғур җамаити бир комитет қуруп, узунға созулған намайиш елип бериш қарариға кәлди.12-Айниң 5-күнидин етибарән намайиш башланди.

Бу намайиш һәптидә йәттә күн дөләт мәҗлисиниң алдида елип берилиду. Намайиш комитетиниң билдүрүшичә, мәзкур паалийәтниң мәқсити уйғурларниңму дунядики башқа әркин хәлқләргә охшаш өз мустәқил дөлитигә игә болуш арзуси барлиқини дуня җамаәтчиликигә ипадә қилиш икән.

Голландийә парламенти уйғурлар вә тибәтләр һәққидә қарар мақуллиди

Германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмниң учур беришичә, голландийә парламенти 11-айниң 29-күни хитайниң шәрқий түркистан вә тибәттики өлүм җазаси сияситини қаттиқ әйибләп қарар мақуллиди. Бу қарар голландийә парламентиниң 150 нәпәр әзасиниң мутләқ көпчилики тәрипидин мақулланди.

Уйғур музикилири б д т ниң қоғдишиға еришти

2005-Йили 26-ноябир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң парижда турушлуқ пән-мәдәнийәт вә маарип тәшкилатиниң рәиси койчиро матсура әпәнди уйғур "12 муқами" вә "долан муқами" қатарлиқ уйғур муқамлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң " дуня "шәкилсиз мәдәнийәт байлиқлири қамуси"ға киргүзүлгәнликини җакарлиди. Бу мунасивәт билән явропада музика илми билән шуғуллиниватқан ләйли ханим һазир явропадики миллий музика тәтқиқатчилири арисида уйғур музикилириға нисбәтән бир йеңи тонуш һәм қизиқишниң қозғиливатқанлиқини, бу қетим ,уйғур муқамлириниң б д т тәрипидин шәкилсиз мәдәнийәт байлиқлири қатариға киргүзилишиниң әнә қизиқиш вә тонушларниң нәтиҗиси икәнликини көрсәтти;

Корла шәһәр башлиқиниң өлүми һәққидики йеңи инкаслар

Һәқсиз телефон линийимиз бойичә телефон бәргән бир киши буниңдин бир қанчә мәзгил өзини өлтүрүвалған корла шәһириниң башлиқи мутәллип йүсүп вә бир қисим уйғур башлиқлири һәққидә хәлқниң немиләрни ойлайдиғанлиқи һәққидә инкас билдүрди. Униң ейтишичә, мутәллип һаят вақтида корла шәһири йенидики уйғурларниң қәбристанлиқини яғаччилиқ мәйдани қилишқа киришкәнлики үчүн уйғурларниң наразилиқини қозғиған. Униң өлүмидин кейин униң намизини чүшүрүшкә көп адәмләр кәлмигән болуп, пәқәт бир қисим сақчилар вә униң аилә тавабиатлири қатнашқан.

Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни әйиблиди

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати пәйшәнбә күни доклат елан қилип, йәрлик хитай һөкүмәт даирилири үстидин бейҗиңға әрзи қилип барған әрзи қилғучиларниң сақчи даирилири тәрипидин уруш, қорқутуш вә гөрүгә еливелиш қатарлиқ усуллар билән дәпсәндә қилинғанлиқини илгири сүрди. .Мәзкур доклатта көрситилишичә, өткән йили бейҗиң даирилиригә 10 милйон парчә әрз-шикайәт хети кәлгән болуп, әрзи қилғучиларниң көпинчиси деһқанлар икән.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати җавйәнгә мукапат бәрди

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати "ню йорк вақти" гезитиниң хитайда қолға елинған хадими җавйәнгә 2005-йиллиқ хәлқара ахбарат мукапати бәрди. Буниңдин кейин хитай ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, наразилиқ билдүрүш билән җавйәнни " дөләтниң мәхпийәтликини оғурлиған" деди.

Америка- хитай истратегийилик сөһбити өткүзүлди

Америка билән хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрләрниң 2-қәтимлиқ сөһбити 7- декабир күни вашингтонда өткүзүлди. Буниңға америка тәрәптин муавин ташқи ишлар министири роберт зулийик, хитай тәрәптин муавин ташқи ишлар министири дәй бинго қатнашти. Сөһбәтниң мәқсити америка хитайни дуня системисиға елип кириш болуп, көзәткүчиләр бу қетимқи сөһбәттә хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң йәнила асасий тема икәнликини тәкитлигән болсиму, бирақ америка ташқин ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам әрәлий кишилик һоқуқ мәсилисиниң сөһбәт темисидики асаслиқ тема қатариға киридиғанлиқини айдиңлаштурмиған.

Ислам керимопниң қизи шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астида енергийә һәмкарлиқи қурушни тәшәббус қилди

7-Декабир күни ташкәнттә ечилған йиғинда өзбекистан президенти ислам керимопниң қизи гүлнара керимова шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида енергийә оргини қуруп, бу тәшкилатниң функитсийисини кеңәйтишни тәшәббус қилди. Өзбекистан көзәткүчилири гүлнара кәримованиң өзбекистанниң енергийә содисини контрол қилғанлиқини, униң һазир америка вә явропа билән енергийә содиси қилиш мумкинчилики йоқ әһвал астида хитай билән русийини шерикликкә тәклип қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә. Бу йилқи әнҗан вәқәси мунасивити билән америкиниң ташкәнт рәһбәрлирини тәнқид қилишидин кейин америка билән өзбекистан арисидики мунасивәтләр соғуқлишип, ташкәнтниң хитай вә русийә билән болған мунасивәтлири қоюқлушушқа башлиғанлиқи мәлум. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.