Һәптилик хәвәрләр (10-16-декабир)
2005.12.16
Америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар һәққидә гуваһлиқтин өтүш йиғини болди
12-Айниң 14-күни америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси һәққидә гуваһлиқтин өтүш йиғини өткүзүлди. Америка дөләт мәҗлисиниң нопузлуқ әзалиридин том лантос вә франик волфниң йетәкчиликидики дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписи тәрипидин тәшкилләнгән мәзкур гуваһлиқ бериш йиғиниға, хәлқаралиқ уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия бөлүминиң башлиқи т.Кумар, америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң асия ишлири мәсули луийиса ханим һәмдә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вашингтондики вәкили қатарлиқлар уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқи һәққидә гуваһлиқтин өткән.
Рабийә қадир ханим уйғурларниң барлиқ һоқуқлириниң дәпсән болуватқанлиқи һәққидә әтраплиқ тохтилип, америка һөкүмитидин уйғурларниң һоқуқлири мәсилисидә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлири бөлүминиң башлиқи т. Кумар әпәнди уйғур елиниң сияси җинайәтчиләрниң әң қаттиқ җазалиниши бойичә алдинқи орунда туридиғанлиқини көрсәтти.
Хитайниң инкаси
Атағлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадир америка дөләт мәҗлисидә испат берип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зиянкәшликлирини баян қилғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни америкиға наразилиқ билдүрүп, рабийә қадирниң паалийәтлиригә йол қоймаслиқни тәләп қилди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң мухбирларни күтивелиш йиғинида, "америка һөкүмити рабийә қадирниң хитайдин бөлүнүшни мәқсәт қилған паалийәтлиригә вә бу һәқтики баянлириға сәһнә һазирлап бәрмәслики керәк" дегән.
Хитай рабийә қадирниң "әқидә ширкити" дики икки хадимни қоюп бәрди
Хитай һөкүмити 14 -декабир күни рабийә қадирниң "әқидә ширкити" дики икки нәпәр хадимни қоюп бәрди.
Хитай даирилири 11- май күни йәни, рабийә ханим қоюп берилип узун өтмәй, униң үрүмчидики "әқидә ширкити"гә бөсүп кирип, рози мәмәт билән айшәмгүлни сәвәбсизла тутуп кәткән һәмдә ширкәтниң бир қисим һөҗҗәтлириниму қошуп елип кәткән иди. Рабийә ханимниң радиомизға билдүришичә, "әқидә ширкити" ниң катипи рози мәмәт вә ярдәмчиси айшәмгүл керим түрмидин қоюп берилгәндә уларда чоң җисманий өзгириш болған. Уларниң қоюп берилиши мунасивәт билән рабийә ханим америка һөкүмитигә вә президент бушқа алаһидә рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.
Миюнхенда уйғурлар намайиш қилди
13-Декабир күни миюнхендики дуня уйғур қурултийи вә явропа шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуриши билән намайиш өткүзүп, уйғурларниңму хәлқара террорчилиққа қарши турушни қоллайдиғанлиқини ипадә қилинди.
Алмутадики уйғурлар хитайниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатанлиқини тәнқид қилди
10-Декабир күни дуня кишилик һоқуқ хитапнамиси елан қилинғанлиқиниң 57 йиллиқи мунасивити билән алмутадики дуня уйғур қурултийиниң вәкили қәһриман ғоҗамбәрдиниң риясәтчиликидә йиғин ечилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири үстидин тәнқид елип берилди.
Гуантамодики икки уйғурниң соти ечилди
12-Декабир күни вашингтонда гуантаномода тутуп туриливатқан адил абликим, абабәкри қасим исимлик икки уйғур яшниң соти болуп өтти, сотқа хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим вә башқа уйғурлар иштирак қилди. Гуантаномодики бир қисим уйғурларниң адвокатлиқини үстигә алған сәбин валит бу икки уйғурни вашиңтонға елип келип, уларниң уйғур җамаәтчилики арисида яшашқа рухсәт қилинишини тәләп қилди. Баш сотчи бу тәләпкә 15 күн ичидә җаваб беридиғанлиқини билдүрди.
12-Декабир һәрикитигә 20 йил
явропа вә америкидики бир қисим уйғурлар 12-декабир оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқини хатирилиди. Һәрикәткә қатнашқан вә йетәкчилик қилған нурмуһәммәд мусабай, муһәммәд тохти вә башқилар бу вәқәниң өтмүшини әсләп өтти. 1985-Йили 12-декабир күни үрүмчи шәһиридә шинҗаң унивәрситети, педагокика унивәрситети, йеза игилик иниститути қатарлиқ һәммә алий мәктәпниң он миңдин артуқ уйғур оқуғучилири наразилиқ намайиш уюштуруп, хитай һөкүмитигә сәккиз түрлүк тәләп қоюп, өзлириниң хитай даирилири йүргүзүватқан сиясәтләргә нарази икәнликини билдүргән.
Дуня уйғур қурултийи 12 –декабирни шәрқий түркистан яшлар күни дәп бекиткәнликини елан қилған.
Америка хитайни вәдисигә вапа қилмиғанлиқ билән әйиблиди
Америкиниң ярдәмчи сода вәкили ситрафрод хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болғандин кейин дуня сода тәшкилатиниң қаидирилирини иҗра қилиш хатирисиниң қалаймиқанлиқини көрсәтти. Ситрафрод хитайниң өз базирини ечивәтишкә вәдә қилған болсиму, лекин таки һазирғичә буни орунлимиғанлиқини тәкитлигән. Америка сода даирилири " хитай дуня сода тәшкилатиға әза болғандин кейин, сода тәшкилатиға кириштә бәргән вәдилиригә еғир дәриҗидә, бәзидә уятсизларчә хилаплиқ қилмақта" деди. (Үмидвар)