Һәптилик хәвәрләр (24-30-декабир)


2005.12.30

Данийидә бир уйғур яш қаза қилди

Данийә сақчи даирилири данийигә қанунсиз киргән бурһан зунун исимлик бир уйғур яшниң падбург шәһиридики тутуп туруш орнида өзини өлтүрүвалғанлиқини билдүрди. Игиләшләргә қариғанда, данийә сақчилири 25-декабир күни бурһан зунунниң өзини есивалғанлиқини байқап, уни дохтурханиға елип барғанлиқи, бирақ қутқузуш үнүм бәрмәй, 29-декабир күни вапат болған. Хәвәрләргә қариғанда, данийә сақчилири бурһан зунунниң бу дөләткә қанунсиз киргәнликини уқтуруп, уни хитайға қайтуриветидиғанлиқини елан қилған. Бурһан зунунниң өлүми чәтәлләрдики уйғурларни қаттиқ қайғуға чөмдүрди. Әмма, мәзкур яшниң өлүми һәққидә түрлүк көз қарашлар мәвҗут икән.Уйғур җамаәтлири вә хәлқаралиқ җәмийәтләр бу вәқәгә көңүл бөлмәктә.

Алмутида бир уйғур алимиға юқири мукапат берилди.

Қазақистандики ихтияри мухбиримизниң билдүрүшичә, қазақистандики атақлиқ уйғур дирамма тәтқиқатчиси, профессор әхмәтҗан қадиропниң сәнәт тәтқиқати саһәсидә қолға кәлтүргән зор нәтиҗилири германийиниң хәлқара явропа университети тәрипидин пәхри сәнәтшунаслиқ доктури унвани һәмдә "алтун бүркүт" медали бериш билән тәқдирләнди. Шуниң билән бир вақитта йәнә қазақистан мәдәнийәт министирлиқиму униңға шәрәп мукапат бәргәнликини елан қилди.

Уйғур елидә иқтисадий делолар көпәймәктә

Хитай даирилириниң тәңри тағ ториниң пәйшәнбә күнидики учуридин қариғанда, уйғур елидә иқтисадий делолар көпийип кәткән болуп, бу йил 1-айдин 11-айғичә 1269 қетим дело садир болған, иқтисадий қиммити21 милярд сомдин ешип кәткән икән. Йәнә бир хәвәргә қариғанда, хитай малийә тәкшүрүш даирилири хитайда әмәлдарларниң бир йил ичидә 290 милярд сомни қанунсиз ишләткәнликини ениқлап чиққан.

Хитай маарипқа мәбләғ селишни күчәйтмәктә

Йеқинда хитайда йеза маарипини раваҗландуруш мәсилиси бойичә хизмәт йиғини ечилған болуп, йеза маарипи үчүн, кейинки бәш йил ичидә 218 милярд сом мәбләғ селишни қарар қилған.

Хәвәрләргә қариғанда, уйғур аптоном районидики коммунистик партийә комитетиниң муавин секритари нур бәкри үрүмчидә өткүзүлгән бир йиғинда сөзләп, миллий мәктәпләрдә хитай тилида оқутуш елип беришни күчәйтишни, болупму, уйғурларниң хитай тилида оқушини йәслидин башлаш тәшәббусини оттуриға қойған. Чәтәлләрдики уйғурларниң инкаси бу мәсилидә башқичидур.

Хитай йол ясаш ишлириға көңүл бөлмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири уйғур дияридики төмур йол вә таш йол қурулушиға көңүл болуватқанлиқини билдүрмәктә. Хитай һәтта тәклимаканни кесип өтидиған йолларни көпәйтишниму пиланлиған. Йәрлик кишиләрниң инкас қилишичә, һөкүмәт уйғурлар яшайдиған йеза-кәнтләрниң йол ишлириға көңүл бөлмигәнлики үчүн хәлқ йәнила мүшкүллүк ичидә яшимақта икән.

японийә хитайни әйиблиди

японийә һөкүмити чаршәнбә күни шаңхәйдә бир нәпәр японийә дипломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәси мунасивити билән хитайни әйибләп, хитай ахбарат орунлириниң бу кишини японийигә аит мәхпий һөҗҗәтләрни беришкә қистиғанлиқи үчүн,униң өзини өлтүрүвалғанлиқини билдүрди. Әлвәттә, буниңдин бир қанчә мәзгил илгири чәтәлләрдики бир қисим уйғурларму әркин асия радио истансисиға телефон берип, хитай разветка органлириниң уларни өзлири үчүн ишләшкә, җасуслуқ қилишқа қистиғанлиқлиридин шикайәт қилған иди.

Америка иран билән қорал содиси қилған хитай ширкәтлиригә ембарго қойди

Америка һөкүмити сәйшәнбә күни иран билән техника вә қирғинчилиқ характерлиқ қоралларни ясашқа кетидиған әсваблар содиси қилған 9 чәтәл ширкитигә әмбарго қойған болуп, буларниң 6 си хитай ширкити, иккиси һиндистан ширкити икән.

Мавзедуң дәвридә 30 милйон адәм өлгән

Америкида чиқидиған "миллий җуғрапийә" журнилида хитайниң мавзедуң дәвригә аит бир парчә мақалә елан қилинған болуп, униңда хитайниң 1949-йилидин таки 1976-йилиғичә болған мавзедуң дәвридә, болупму "чоң сәкрәп илгириләш" мәзгилидә 30 милйон адәмниң өлгәнлики елан қилинған.

Өзбекистан үстидики тәнқидләр

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсан һоқуқи ишлири бойичә алий комиссари луиза арбур өзбекистан даирилириниң әнҗан вәқәсигә мунасивәтлик кишиләр үстидин адил болмиған сот ечип, еғир җазаларни қолланғанлиқини тәнқид қилип, ташкәнт рәһбәрлириниң әнҗан вәқәсидә кишилик һоқуқ болупму, адәмниң яшаш һоқуқини еғир дәриҗидә бузғанлиқини көрсәткән һәмдә ташкәнтни хәлқара қанун вә әһдинамиләргә риайә қилишқа чақирған иди. Әмма, ташкәнт даирилири арбурниң тәнқидини рәт қилған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.