Һәптилик хәвәрләр (18- 24- март)
2006.03.24
Хоҗа нияз һаҗи қәбристанлиқи чеқилиш алдида
Үрүмчидики мәлум кишиләрдин игә болишимизға қариғанда, хитай һөкүмити он нәччә йиллардин буян, хоҗа нияз һаҗи, сабит дамолла, мәсут сабири қатарлиқ уйғур миллий қәһриманлири ятқан үрүмчидики кона қәбристанлиқни йөткәш нийитидин янмай кәлгән шундақла буниңға түрлүк сәвәбләрни көрситип кәлгән болсиму, хәлқниң наразилиқи сәвәблик мәқситигә йетәлмигән. Әмма йеқинда хитай һөкүмити туюқсиз бу қәбристанлиқни март ейиниң ахириғичә йөткәйдиғанлиқи һәққидә оқтуруш чиқирип һәркәт башлиған. Үрүмчидин хоҗа нияз қәбристанлиқиниң көчүрүлшини аңлиған бир киши мундақ инкас билдүрди.
"Хоҗа ниязниң қәбриси бир рәһбәрниң қәбриси. Һазир сәйпидин вә бурһанларниң қәбрисигә һечким чиқмайду. Уланбайдики у қәбристанлиққа бирәрси чиқип әсләп бирнемә язғининиму көрмидим, у қәбриләр топа бесип туриду. Немишқа хоҗа ниязниң йоқилип кетәй дәп турған қәбрисини кишиләр 60 нәччә йилдин бери йоқлап туриду дегәндә, мениңчә шу ғоҗиниязниң роһи кишиләрниң ирадисигә вәкиллик қилғанлиқи үчүн шундақ туриватиду дәп қараймән".
Хоҗа нияз һаҗи қәбрисигә зиярәтчиләр тәрипидин нурғун баһа сөзлири вә шеирлар йезип қоюлған болуп, униң уйғур миллий азадлиқ инқилаби һәрикитидики орниға юқири баһалар берилгән.
Америка дөләт мәҗлисиниң әзаси том лантосниң сөзлири уйғурлар арисида инкас қозғимақта.
3- Айниң 14 - күни атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң йетәкчиликидики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити вә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписи тәрипидин америка дөләт мәҗлисидә уюштурулған уйғур мәдәнийәт күниниң ечилишида сөз қилған америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси том ләнтос әпәнди "биз, уйғурларниң үзүл-кесил әркинлик вә мустәқиллиқини илгири сүримиз", дегән.
Том ләнтосқа охшаш америка сиясий сәһнисидә муһим рол ойнаватқан бир сиясий әрбапниң бу сөзлири уйғурлар арисида күчлүк иҗабий инкасларни қозғиған болуп, радиомиз обзорчиси сидиқ һаҗи рузи әпәнди уйғур мәсилиниң һазир дөләт мәҗлисидә сиясәт дәвригә киргәнликини көрсәтти.
Чәтәлләрдики уйғурлар норуз өткүзди
Уйғур қатарлиқ түркий вә парс тиллиқ хәлқләрниң әнәниви байрамлириниң бири һесаблинидиған норузниң йетип келиши билән чәтәлләрдики уйғурлар өзлири зич яшайдиған оттура асия җумһурийәтлири, түркийә қатарлиқ мәмликәтләрдин башқа йәнә америка, канада, әнгилийә, германийә, шивитсийә вә башқа бир қисим ғәрб дөләтлиридиму өткән йилидикигә қариғанда техиму мәзмунлуқ вә дағдуғулуқ норуз байрими өткүзди.
Инкасларға қариғанда, ғәрб мәмликәтлиридә уйғурларниң саниниң ешиши җүмлидин уйғурларниң сиясий дава паалийәтлириниң җанлинишиға әгишип, һәр йили 12-ноябир шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш, қурбан һейт, роза һейт вә норуз өткүзүш муһим миллий паалийәтләрниң тәркибидин орун алған. Буниңда уйғур миллий роһи вә диний етиқадини күчәйтиш һәмдә йеңи әвладларниң өз миллити һәм вәтинини сөйүш роһини қозғитиш мәзмунлириму асасий салмақни игилимәктә.
Уйғур елидә һәр йили 8000 адәм тебиркилоз билән һаятидин айрилиду
Үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлләрни контрол қилиш мәркизиниң ашкарилишичә, өпкә тебиркилози уйғур аптоном районида йәнила аммиви саламәтликкә еғир дәриҗидә тәһдит селиватқан юқумлуқ кесәлләрниң бири болуп, аптоном район бойичә һәр йили 7500 дин 8000 ғичә киши мәзкур кесәл билән өлмәктә.
Үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлләрни контрол қилиш мәркизи үрүмчидә чиқидиған "шинҗаң мәркизи шәһәр гезити" гә, аптоном район бойичә өпкә тебиркилози билән ағриған кишиләрниң 80 миңға йетидиғанлиқини вә һәр йили 28 миң кишиниң бу кесәл билән юқумлиниватқанлиқини билдүргән.
Б д т мусапирлар ишлири комиссари хитайни зиярәт қилди
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар комитетиниң алий дәриҗилик комисссари антонио гутеррес дүшәнбә күни хитайдики зияритини башлиди. Бу мусапирлар комитети комиссариниң 1997- йилидин буян тунҗи қетим хитайға зиярәткә бериши болуп һесаблиниду.
Мәзкур комиссарниң хитай даирилири билән болған сөһбитидә шималий корийилик мусапирларниң мәслисиму муһим темиларниң бири икән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайға киргән шималий корийиликләрниң хитай һөкүмити тәрипидин қоғдилиши лазимлиқини оттуриға қойиду. Әмма хитай һөкүмити шималий корийә һөкүмитини рәнҗитмәслик үчүн бу мусапирларни пәқәт иқтисадий көчмәнләр дәп қарап, уларға сиясий панаһлиқ беришни рәт қилип кәлди. Мәзкур комитетниң мөлчәрлишичә, нөвәттә хитайдики шималий корийилик мусапирларниң сани 100 миңдин ашидикән.
Путин хитайни зиярәт қилди
"Русийә йили" паалийитигә қатнишиш үчүн рәсми зиярәт билән 21 - март күни бейҗиңға кәлгән русийә президенти владимир путин икки күнлүк зияритини ахирлаштурди. Хитай вә русийә рәһбәрлири тәрипидин өткән йили бекитилгән "дөләт йили" паалийити өткүзүш бәлгилимисигә асасән уюштурулған "русийә йили" ға владимир путин башламчилиқида русийиниң сиясәт, сода-санаәт, мәдәнийәт вә башқа һәр саһәсигә мунасивәтлик миңдин артуқ адәм кәлгән болуп, келишим бойичә 2007-йили русийә һөкүмити мушу хилда мәхсус " хитай йили" өткүзидикән.
Икки күнлүк зиярәт җәрянида русийә билән хитай 29 келишимгә қол қойған болуп, буниң ичидә "русийә-хитай бирләшмә баянати" дин башқисиниң һәммиси дегүдәк иқтисадий, енергийә вә пул-муамилә, мәдәний-маарип вә башқа саһәләргә мунасивәтлик һөҗҗәтләр икән. Хитай тәрәп русийә билән болған енергийә саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтип, нефит аққузуш туруба қурулушини қолға кәлтүрүшни муһим муддиа қилған, виладимир путин шәрқий сибирийидин хитайға тутишидиған айрим нефит аққузуш турубиси қурушқа һәмдә русийиниң алтай районидин уйғур аптоном райониға тутишидиған тәбиий газ турубиси қуруп, 2011-йилидин етибарән хитайни тәбиий газ билән тәминләшкә мақуллуқ билдүргән. Лекин, көзәткүчиләрниң баһалишичә, нефит аққузуш турубиси мәсилисидә хитай көзлигән мәқситигә йетәлмигән болуп, икки дөләт арисида техи ениқ келишим йоқ.
Белорусийидә сайлам болди
Белорусийидә өткүзүлгән сайлам нәтиҗисидә президент александир лукашенко қайтидин президентлиққа сайланған болсиму, лекин өктичиләр бу сайламниң адил болмиғанлиқини көрситишип, наразилиқ намайишлири өткүзгән. явропа иттипақиму бу сайламниң хәлқара демократик сайлам өлчимигә тошмиғанлиқ билән тәнқид қилған. Хитай рәиси ху җинтав хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә қаримай, диктарилиқ билән тәнқидлиниватқан александир лукашенкониң қайта сайланғанлиқини тәбриклигән. Нөвәттә, белорусийидиму худди укранийидикидәк рәңлиқ инқилап йүз бериш еһтималлиқиниң барлиқи көрситилмәктә.
Назарбайев өзбекистанни зиярәт қилди
Қазақистан президенти нурсултан назарбайев 19-20-март күнлири өзбекистанни зиярәт қилип, ислам кәримоп билән бир қатар келишимләргә қол қойди. Бу зиярәт икки дөләт мунасивәтлири арисидики чегра мәсилисини өз ичигә алған бир қатар ихтилапларни һәл қилишта муһим рол ойниши мумкин. Назарбайев ислам кәримопниң өткән йилидики әнҗандики бастурушини йәнә бир қетим ашкара қоллайдиғанлиқини билдүрүп, буниң"адил һәрикәт" дәп хуласилиған шуниңдәк кәримопниң бу бастурушиниң өзбекистаннила әмәс, бәлки қазақистанлиқлар, қирғзиситанлиқларни әсәбий унсурлардин қоғдап қалғанлиқини билдүргән.
Қирғизистанда 24-март күни байрам қилинди
24 - Март күни хәлқ инқилаби хатирә күни сүпитидә пүтүн мәмликәт бойичә байрам өткүзүлди. 24-Март күни қирғизистан демократик өктичилириниң ғәлибә қилған күни болуп, өткән йили бу күндә бешкәктә намайиш йүз берип, намайишчилар президент бинасиға бастуруп кирип, әсқәр ақайев һөкүмитини ағдуривәткән, ақайев өз һөкүмитини ташлап, москваға қечип беривалған иди.
Шуниңдин кейин, қирғизистанда сайлам өткүзүлүп, қурманбек бақийев президент болди һәмдә қирғизистанда демократик түзүм орнитилғанлиқини, хәлқниң демократик һоқуқлириға капаләтлик қилидиғанлиқини елан қилған иди. Хәвәрләргә қариғанда, қирғизистандики уйғурларму бу күнни хатириләш үчүн тәйярлиқларни елип барған.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (11 – 17 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (4 - 10 - март)
- Һәптилик хәвәрләр (25- феврал - 3 - март)
- Һәптилик хәвәрләр (18- 24- феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (11-17-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (4-10-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (28-январ 2 - феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (21-27-январ)
- Һәптилик хәвәрләр (14-20-январ)