Һәптилик хәвәрләр (31-април - 5 - май)
2006.05.05
Рабийә қадир лавгәй фонди җәмийитиниң муһакимә йиғинида доклат бәрди
Уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир 5-айниң 4-күни мәркизи вашингтондики җуңго лавгәй фонди җәмийити уюштурған бир муһакимә йиғинида, хитай түрмә системиси вә хитайниң уйғур сияси мәһбуслириға тутиватқан сиясити һәққидә доклат бәрди.
Рабийә қадирниң әскәртишичә, у дәсләптә хитай сияси системисиниң ичидә туруп уйғурларниң һоқуқини қоғдашни ойлиған болсиму, әмма хитай униңға йол қоймиған. У хитай түрмилириниң әһвали, хитайниң уйғур сиясий мәһбусларға нисбәтән қаттиқ қол муамилидә болуватқанлиқи шуниңдәк өзиниң түрмидә көргән вә бешидин өткүзгән әһвалларни сөзләп өтти. Йиғинда коммунизмниң зиянкәшликигә учриғучилар хатирә фонди җәмийитиниң рәиси лей едвардса, "вашингтон почта гезити" ниң стон язғучиси анне апелбаум, лавгәй фонди җәмийитиниң рәис харрий ву, америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң рәиси карил гришман қатарлиқ сиясәтчиләр , мутәхәссис вә җамаәт әрбаблири сөз қилди.
Түркийидә шәрқий түркистан һәққидә муһакимә йиғини ечилди
Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити өткән һәптидә бир күндә 3 университетта шәрқий түркситанни тонутуш йиғини ечиштәк паалийәт елип барди. Бу йиғин түркийидики һәр қайси университет вә аммиви тәшкилатларниң һәмкарлишиши билән өткүзүлгән. Қәйсири әрҗийәс университети, коня сәлҗуқ университети, оттура шәрқ техника университетида бир күндә өткүзүлгән бу йиғин кәң оқутқучи оқуғучилар вә уйғур достлириниң қизғин алқишиға еришти.
Германийидики уйғурлар намайиш өткүзди
5- Айниң 3-күни германийиниң мюнхен шәһиридә, чәтـәлликләр мәҗлиси вә баварийә сиясий панаһлиқ тәшкилатиниң йетәкчиликидә кәң көләмлик бир намайиш өткүзүлди. Намайишниң мәқсити ирқий кәмситишкә қарши туруш билән биргә, германийидә сиясий панаһлиқ тәләп қилғанларниң сиясий панаһлиқ тәлипиниң қобул қилиниши үчүн һөкүмәткә бесим ишләтмәк икән. Намайишқа германийидә яшаватқан йүзлигән уйғур қатнашқан.
яш нахшичи әркин абдулла зиян бәдилигә хәлқниң райиға қайтти
Йеқинда үрүмчидә атақлиқ яш нахшичи әркин абдулланиң "дөң көврүктики параңлар" намлиқ нахша пиластинкиси сетилиш алдида ,мәзкур пиластинкиға киргүзүлгән " әркин палван" нахшиси бир қисим тордашларниң ғул-ғулисини қозғиди. Әркин абдулла бу нахшини садир палван нахшиси асасида ишлигән болуп, бир қисим кишиләр интернәт тор бәтлиридә пикир елан қилип, әркин абдуллани "миллий мирасларға варислиқ қилмиғанлиқ билән әйиблиди. Әмма, әркин абдулла өзиниң мәқситиниң буниң әксичә миллий мирасларға варислиқ қилиш вә уни қоғдаш икәнликини оттуриға қойди, у йәнә тордашларниң пикирлирини һөрмәт қилип, 200 миң юән әтрапида зиян тартиш бәдилигә ,базарға селиниш алдидики пиластинкисини қайта тәйярлимақчи болғанлиқини әскәртти.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети доклатида хитайни әйиблиди
Америкиниң хәлқара диний әркинлик комитети 3- май күни 2006- йиллиқ доклатини елан қилип, хитайни диний әркинликни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилған дөләтләрниң қатариға киргүзди. Мәзкур комитет доклатида, өткән йилиму бу тизимликтә болған хитай қатарлиқ дөләтләрниң өткән бир йилдин буян диний әркинлик җәһәттә һечқандақ илгириләш һасил қилмиғанлиқини көрситилгән. Хәлқара диний әркинлик комитетиниң доклатида йәнә, хитай һөкүмитиниң хитайдики һәр қайси диний җәмийәтләрни күчлүк контрол қилидиғанлиқи, шундақла тибәт буддистлири, уйғур мусулманлири, рим католиклири вә фалуңоңчиларни түрмигә ташлап вә уларни қийин-қистақларға еливатқанлиқи көрситилгән.
Доклатта әскәртишичә, хитай һөкүмити "уйғур өлималирини вә талиблирини бәзи аталмиш қанунсиз һәрикәтлири сәвәбидин қолға алған. Аталмиш қанунсиз диний тәрбийә мәркәзлирини пичәтлигән вә сақчилар зор миқдардики қанунсиз диний китабларни мусадирә қилған". Мәзкур комитет чаршәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитайни америка ташқи ишлар министирлиқиниң "диний әркинликкә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилған дөләтләр" қара тизимликигә киргүзүшкә чақирди. Ахбарат елан қилиш йиғинида диний әркинликни боғуш сияситиниң нишани болупму тизимға алдурмиған йәр асти қанунсиз диний гуруһларға қаритилғанлиқини тәкитлигән комитет комиссари ричард ланд, җуңгони әндишә қозғаватқан дөләтләр тизимликигә елишни тәвсийә қилди. Ричард ланд, "комитетимиз җуңгони 1999 - йилдин бери тәкитләп келиватқан пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләтләр қатарида тилға елишни давамлаштуриду вә комитетимиз ташқи ишлар министирлиқиға хитайни пәвқуладдә әндишә қозғаватқан дөләтләр тизимликигә киргүзүшни тәвсийә қилиду " дәп көрсәтти.
Ватикан хитайниң халиғанчә епископ бәлгиләш қилмишини әйиблиди
Рим папаси пәйшәнбә күни "хитайниң ватиканниң рухситисиз, йеңи епископ сайлаш қилмиши, диний әркинликкә наһайити хилап һәрикәт" дәп билдүрди. Ватикан хитай тәйинлигән бу икки попни етирап қилмайдиғанлиқини билдүрди.
Хитайда 10 милйон католик мурити болуп, уларниң бир қисимлири хитай вәтән сөйәр католик диний тәшкилатини қобул қилип, уларниң паалийитигә қатнашса, йәнә бир қисимлири ватикан билән алақиси болған йәр асти католик тәшкилатиниң паалийитигә қатнишиду.(Үмидвар)