Һәптилик хәвәрләр (13 – 19 – май)
2006.05.19
Дуня уйғур қурултийи вәкиллири "хитай вә асияниң демократийилишиши" һәққидики йиғинға қатнашти
5-Майдин 19-майғичә германийиниң берлин шәһиридә " хитай вә асияниң демократийилишиши " дегән темида хәлқаралиқ йиғин ечилди. Бу йиғинға хитай демократлири, ғәрб әллириниң парламент әзалири, һоқуқ қоғдиғучилири вә мутәхәссисләр иштирак қилди. Мәзкур йиғинға шитаби германийидики дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә дилшат решит қатарлиқлар қатнишип, уйғурларға вакалитән сөз қилди һәмдә хитай демократлириниң алди билән уйғурлар вә тибәтләрниң мустәқиллиқини тонушини оттуриға қойди. Долқун әйсаниң билдүрүшичә, уларниң бу тәләплири бир қисим хитай демократлири тәрипидин қобул қилинған болсиму, әмма йәнә бир қисими буниңға соғуқ муамилә қилған.
Ваң лечүән йәнә аталмиш үч хил күчкә зәрбә беришни тәләп қилди
Хитайниң уйғур аптоном районидики партком секритари ваң лечүән 13-май күни уйғур аптоном районидики һәр қайси дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик идарилирини юқири мәсулийәтчанлиқ билән үч хил күчкә қаттиқ зәрбә беришкә чақирди.
Ваң лечүән бу қетим сөзидә, нөвәттики мурәккәп хәлқара вәзийәт астида уйғур аптоном райониниң үч хил күчкә зәрбә бериш җәһәттә яхши нәтиҗиләрни қазинип кәлгәнликини, шундақла буниңдин кейинму юқири һошярлиқ билән дөләт ичи вә сиртидики үч хил күчкә зәрбә бериш вә уларға қарши мудапиә тәдбирини күчәйтишниң зөрүрликини тәкитлиди. Америкидики сиясий анализчи сидиқ һаҗи рузи әпәнди ваңлечүәнниң сөзлири һәққидә инкас қайтуруп, буниң америкиниң гуантанамо түрмисидин бәш нәпәр уйғурни қоюветиши һәмдә оттура асиядики қазақистан қатарлиқ дөләтләр билән болған мунасивәтни күчәйтиши билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди.
Мәдәнийәт инқилабида уйғур елигә паланған хитайлар шаңхәйдә намайиш қилди
17-Май күни 150 кә йеқин киши шаңхәйдә намайиш қилип, һөкүмәттин мәдәнийәт инқилабида учриған зиянлирини төләп беришни тәләп қилди. Бу шаңхәйлик намайишчиларниң көпинчиси мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә уйғур елигә паланғанлар икән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайишчилар " һәқ тәләп қилиш гуна әмәс" дегән лозонкини көтүрүп, шаңхәй шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдида намайиш қилған. Улар өзлириниң уйғур райони қатарлиқ җайларға паланғанда, уларниң өйлириниң мусадирә қилинғанлиқи, һазир болса, бу өйләрдә башқиларниң туруватқанлиқини ейтип, һөкүмәттин өй-мүлүклирини қайтуруп беришни тәләп қилған.
Шинҗаң һәрбий райони тунҗи түркүм хитай уйғур тили тәрҗиманлирини йетиштүрүп чиқти
Шинҗаң һәрбий райони йеқинда тунҗи түркүмдики уйғур тили хадимлирини йетиштүрди. Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, шинҗаң һәрбий райониниң мәлум бир чегра қоғдаш кадирлирини тәрбийләш әтритидә 20 нәпәр хитай мәхсус уйғурчә тәрҗиманлиқ кәспидә толуқ курслуқ унванини елип чиққан. Хәвәрдин мәлум болушичә, оқуш пүттүргән бу оқуғучилар уйғур тилини пухта билипла қалмай, аз дегәндә 3 тин көп аз санлиқ милләт тилини сөзлийәләйдикән.
Шинҗаң һәрбий районида бурундин тартип хели көп түркүмдә уйғур тәрҗиманлири бар иди. Әмма һәрбий район һазир, мәхсус хитайлардин уйғурчә тәрҗиманлирини йетиштүрүшкә тиришмақта, бу һәқтики хитай хәвиридә буниң шинҗаңниң җәмийәт муқимлиқи үчүн пайдилиқ икәнлики көрситилгән.
Әйдиз уйғурлар арисида күнсайин ямримақта
Йеқинда хитай сәһийә министирлиқи һәмдә уйғур аптоном районлуқ сәһийә назарити, или областлиқ сәһийә идариси, ғулҗа шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш орни қатарлиқ җайларниң әйдиз билән юқумлиниш еһтималлиқи болған кишиләрни асас қилип или тәвәсидә тәкшүрүш елип барған.
Или областлиқ сәһийә идарисидин исмини ашкарилашни халимиған бир хадим, "или областида һив дин юқумлунуш әһвали һәққидә гуманлиқ дәп қаралған 6000 адәм үстидин елип барған тәкшүрүшимизниң нәтиҗиси кишини чөчүтиду. Һазирға қәдәр әйдиз вирусини юқтурувалғанлар 4500 гә йәтти, буниң 88% и уйғурлар" дәп билдүргән иди. У йәнә, "илида әйдизниң тарқилиши интайин тез болмақта" деди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғин ачти
5-Айниң 15-күни шаңхәй тәшкилатиға әза хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири шаңхәйдә бир йәргә җәм болуп, бир қатар мәсилиләрни музакирә қилди. Уларниң асаслиқ музакирә темиси иран мәсилиси вә бу йил 6-айда өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқидики дөләт башлиқлири йиғинниң күн тәртипи қатарлиқлар болған, улар бу қетим " шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң өзара президенти вә парламент сайламлири һәмдә омумий хәлқ аваз бериш паалийитини көзитиш чарилири" дәп аталған бир келишимгә қол қойған.
16- Май күни русийә ташқи ишлар министири сергей лавроп бейҗиң зиярәт қилип, хитай рәиси ху җинтав вә ташқи ишлар министири лиҗавшиң билән көрүшкән һәмдә мухбирларға баянат елан қилип, русийә билән хитайниң иранниң ядро мәсилисидики мәйданини изһар қилип. Иранға қарши қорал ишлитишни қоллимайдиғанлиқини, мәсилини сөһбәт йоли билән һәл қилишни оттуриға қойған. У йәнә иран президенти махмут әхмәди ниҗатниң 6-айдики шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләт башлиқлириниң йиғини көзәткүчи сүпитидә қатнишидиғанлиқини билдүргән.
Хитай пәләстинниң һамас ташқи ишлар министирини хитайға тәклип қилди
Хитай һөкүмити 17-май күни пәләстиндики һамас тәшкилатидин келип чиққан ташқи ишлар министири махмуд захарни хитайға тәклип қилидиғанлиқини билдүрди һәмдә бейҗиңниң оттура шәрқтики мәнпәәтиниң нефиттин һалқиған һалда пәләстин билән исраилийиниң тинчлиқ мусаписини илгири сүрүшни көздә тутидиғанлиқини әскәртти.
Пәләстин ташқи ишлар министири махмуд захар һамас тәшкилатиниң қатмал рәһбәрлиридин болуп, америка вә явропа иттипақи һамас тәшкилатини террорлуқ тәшкилат дәп һесаблиғанлиқи үчүн махмуд захар һөкүмитини әйибләп кәлгән иди. Мушундақ бир вәзийәттә хитайниң уни тәклип қилиши, америка билән хитай оттурисида йәнә бир нөвәт сүркилиш пәйда қилиши мумкин икән.
Һамас сайламда ғәлибә қилғандин кейин, русийә һамасни москваға тәклип қилғанда америкиниң наразилиқини қозғиған иди.(Үмидвар)