Һәптилик хәвәрләр (20 - 26 – май)


2006.05.26

Америка хитайниң һәрбий тәрәққияти һәққидә доклат елан қилди

Америка дөләт мудапиә министирлиқи 24-май күни хитайниң һәрбий тәрәққият әһвали һәққидә доклат елан қилди. Бу доклатта, америка "җуңгониң һәрбий қурулушини тез сүрәт билән кеңәйтиш, узун мусапилиқ уруш айропилани вә қорал - ярақларни көпләп сетивелиш пилани хитайни америка билән риқабәтлишиш күчигә игә қилип, асия - тинч окян районидики дөләтләргә йошурун тәһдит елип келиши мумкин", дәп агаһландурди

Америка дөләт мудапиә министирлиқидики бәзи әмәлдарлар, бу йилқи хитай һәрбий хам чотиниң әмәлийәттики сани бейҗиң һөкүмити елан қилған 35 милярд доллардин 2 - 3 һәссә көп, дәп пәрәз қилишмақта. Доклатта, хитайниң бу йилқи һәрбий хам чотини 70 милярд доллардин 105 милярд долларғичә йетиши мумкин, дәп пәрәз қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу мунасивәт билән наразилиқ билдүрүп, америкиниң бу доклатиниң ашуриветилгәнликини көрсәткән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав "америка җуңгониң ички ишлириға арилишиш билән биргә хәлқара мунасивәтләргә зиян кәлтүрди" дегән.

Америка дөләт мәҗлисидә диний әркинлик йиғини өткүзүлди

Америка дөләт мәҗлисидә 23-май күни диний әркинлик, диний баравәрлик вә охшимиған динларниң һәмкарлиқи қатарлиқлар тәшәббус қилинған күтүвелиш кечилики өткүзүлди. Йиғинға америкидики охшимиған динларға тәвә аммиви тәшкилатлар, органлар вә шәхсләр қатнашти.

Мәзкур йиғин америка әркинлик сарийиниң диний әркинлик мәркизи вә қошма шитатлар хәлқара диний әркинлик комитети тәрипидин уюштурулған болуп, буниңға қошумчә йәнә, америка йәһудийлар комитети вә рабийә қадир рәһбәрликидики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитини өз ичигә алған 5 орган вә җәмийәт саһипханлиқ қилди.

Мәзкур йиғинға хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитиниң вәкиллири қатнашти.

Қирғизистан уйғурлири өзбекистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзди

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда 25-май күни қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридики өзбекистан әлчиханиси алдида мәлум сандики уйғурлар наразилиқ намайиши өткүзүп, өзбекистан даирилиридин бу йил апрелда қолға елинған һүсәйинҗан җелилни қоюп беришни тәләп қилған.

Намайишни тәшкиллигүчи орун қирғизистан демократийә вә инсан һоқуқи тәшкилати болуп, қирғизистан уйғур җамаити вә мәзкур тәшкилат әзалири һүсәйинҗан җелилға артилған җинайәтләрниң тоқулма икәнликини билдүрмәктә .

Түркийидиму намайиш йүз бәрди

Түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити 100 дәк кишигә башламчилиқ қилип, 5‏-айниң 23‏- күни, әнқәрәдики қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан әлчиханилириниң алдида намайиш өткүзүп, бу җумһурийәтләрниң уйғурларға елип бериватқан сияситигә наразилиқ билдүрди һәм әлчихана хадимлири билән көрүшти.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин бири сейит түмтүрк һазир уйғурларниң қериндашлири һесаблидинидиған өзбекистан, қазақистан вә қирғизистанларниң уйғурларға йүргүзүватқан бәзи сиясәтлириниң уйғурларниң көңлигә зәрбә болғанлиқини билдүрди.

Әлчиләр билән көрүшкән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сийит түмтүрк әпәнди вә вә әнқәрә шөбиси башлиқи хәйрулла әфәндигил уйғурларниң арзу тәләплирини юқирида нами аталған дөләтләр әлчилиригә йәткүзди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклат елан қилди

Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни һәрқайси дөләтләрдә турушлуқ шөбилири арқилиқ бирла вақитта 2006 ‏- йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, хитайниң кишилик һоқуқини қаттиқ тәнқид қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шәрқий асия ишлириға мәсул тармиқиниң мудири марк аллисон "бир қисим дөләтләр террорчилиққа қарши күрәш шуниңдәк бихәтәрликни қоғдаш баһанисида кишилик һоқуққа зиянкәшлик қилмақта. Болупму хитай һөкүмити террорчилиққа зәрбә бериш шуари астида уйғурларни бастуруш һәрикитини күчәйтмәктә " дәп көрсәтти.

Аллисон сөзидә йәнә" доклатниң муһим нуқтиси шуки, нөвәттә пүтүн дөләтләр диққитини террорчилиққа зәрбә беришкә мәркәзләштүргән болуп, бу бәзидә кишилик һоқуқниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинишни мәйданға кәлтүрмәктә, болупму непал, афғанистан бирма вә хитай қатарлиқ бир қанчә дөләтләрдә мушу хил мәсилиләр көрүлди" деди.

Долан муқами вйенада яңримақчи

Уйғурларниң долан муқами бу йил 11 ‏- айда дунядики даңлиқ музика сарийи болған австрийиниң вйена шәһиридики алтун теятирханисида көрситилмәкчи.

Ақсу вилайити ават наһийиси әмәлдарлириниң мәлум қилишичә, бу долан муқамини көрситишкә баридиғанлар аваттики йәрлик хәлқләрдин тәшкилләнгән долан муқам ансамбили болуп, бу ансамбил 2001‏-йили қурулған икән. Шундақла униңға 106 киши әза болуп, улар 13 яштин 78 яшқичә болған хәлқ сәнәткарлири икән. Венадики сәнәт кечиликигә бу өмәктики он нәччә яшанған артист берип қатнишидикән.

Йеқиндин буян хәлқаралиқ әнәниви сәнәт органлири вә тәтқиқатчилири уйғурларниң 12 муқами қатарлиқ миллий музикилириға әһмийәт бәрмәктә (үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.