Һәптилик хәвәрләр (27 – майдин 2 – июн)


2006.06.02

Рабийә қадир америка уйғурлири җәмийитиниң рәисликигә сайланди

Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 28-май күни америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән америка уйғурлири бирләшмисиниң қурултийида мәзкур җәмийәтниң рәисликини тапшурувалди.

Америкиниң һәр қайси шитатлиридин вә чәт әлләрдин кәлгән 200 гә йеқин адәм қатнашқан бу қурултайда көпчилик бирдәк һалда аваз бериш арқилиқ рабийә қадир ханимниң вәзипә тапшуривелишини қоллиди. Бу қетим йәнә америка уйғурлири бирләшмисиниң идарә һәйити бекитилди.

Рабийә қадир ханим қурултайда нутуқ сөзләп, буниңдин кейин , уйғурларниң кишилик һоқуқ вә демократик һоқуқлирини илгири сүрүш һәмдә уйғур сиясий давасини хәлқаралаштуруш үчүн техиму тиришип күрәш қилидиғанлиқини билдүрди. Уйғурлар вә уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлиридин әркин алиптекин әпәнди рабийә қадирни тәбрикләп, ашкара тәбрикнамә елан қилди.

Хитай даирилири рабийә қадирниң пәрзәнтлиригә зәрбә беришкә башлиди

Рабийә қадир рәисликкә сайлинип, бир қанчә күндин кейин, хитай даирилири униң үрүмчидики пәрзәнтлиригә зәрбә беришкә башлиди. Уйғур аптоном районлуқ компартийә комитетиниң рәсмий мәтбуати болған "тәңритағ тори" пәйшәнбә күнидики хәвиридә, рабийә қадир ханимниң алим абдуреһим, абликим абдуреһим вә рошәңүл абдуреһим қатарлиқ пәрзәнтлириниң сақчилар билән һәмкарлашмиғанлиқи вә сақчиларға қопаллиқ қилғанлиқи үчүн қолға елинғанлиқини елан қилди. Лекин хәвәрдә алим абдуреһим вә абликим абдуреһимларниң һазир қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи тилға елинмиди. Рабийә қадир аилисиниң радиомизға ашкарилишичә, сақчилар рабийә қадирниң 2 оғлини, қизи, келини, күйоғли вә 4 нәврисини 31- май күни әтигән саәт 7:00 ләрдә нәнсәнгә елип баримиз, дәп елип маңған вә сақчилар уланбайға кәлгәндә минибусни тохтитип алим абдуреһим билән абликим абдуреһимни урған.

Сақчилар 30- май күни рабийә қадирниң қизи рошәнгүл билән оғуллири алим вә абликим абдуреһимларни нәнгүән сақчи понкитиға соливалған вә аилисидә нәзәрбәнд астиға елип, уларниң үрүмчини зиярәт қиливатқан америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән көрүшүшини чәклигән иди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң инкаси

Америка ташқи ишлар министирлиқи рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши вә урулушиға алаһидә көңүл бөлмәктә. Америка хитай юқири дәриҗилик даирилириға бу мәсилигә диққәт қиливатқанлиқини билдүргән һәмдә улардин вәқәни тәкшүрүшни қаттиқ тәләп қилип, әгәр рабийә қадирниң пәрзәнтлири қолға елинған болса, дәрһал уларни қоюп беришкә чақиридиғанлиқини тәкитлигән.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси, "мән бу һәқтики хәвәрни көрдүм вә министирлиқимизниң шәрқий асия бөлүмигә буни сүрүштүрүшни һавалә қилдим. Улар вәқәни сүрүштүрүватиду. Биз кейинрәк бу һәқтә ипадә билдүримиз " деди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики мәсул хадими т. Кумар бейҗиң даирилириниң һәрикитини "бу бир қақти - соқти қилиш қилмишидур. Улар балиларни гөрүгә еливелип рабийә қадирниң шинҗаңға кишилик һоқуқ елип келиш тиришчанлиқини тосимақчи " деди.

явропа иттипақи хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди

Йеқинда яврупа иттипақи, хитайниң сиясий җинайәтчиләрни тән җазаси билән қийнаш шуниңдәк өлүм җазаси иҗра қилиштәк қилмишлирини өзгәртишини тәшәббус қилди.

яврупа иттипақиниң мәзкур тәшәббуси дәл 21 ‏- нөвәтлик хитай билән явропаниң кишилик һоқуқ деалоги елип бериливатқан пәйтигә тоғра кәлгән болуп, явропа иттипақиниң ташқи ишлар министирлиқи йәнә , хитайдин мәтбуат вә интернәт тор бәтлиригә қаритилған контроллуқини бикар қилишини, түрмигә ташлиған мухбирларни әркинликкә чиқиришини тәләп қилди.

явропа иттипақи хитайдин йәнә, уйғур вә тибәтләргә диний әркинлик беришни тәләп қилиш билән биргә , өлүм җазаси берилгән җинайәтчиләрниң органлирини сетиш қилмишлирини тохтитишни тәләп қилди.

Чәтәлләрдики уйғур җамаити албанийидики бәш нәпәр мусапирдин һал сориди

Америкидики вә германийә қатарлиқ мәмликәтләрдики уйғур җамаити йеқинда америка һөкүмити тәрипидин гуантанамо түрмисидин қоюп берилип, албанийигә әвәтилгән бәш нәпәр уйғурдин һал сорап уларға маддий ярдәмләрни көрсәтти.

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар бөлүминиң мәсули абду җелил қари һаҗимни албанийигә әвәтип, бу мусапирлардин һал сориған.

Мәһмуд қәшқири романи түркчигә тәрҗимә қилинди

Түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң учур беришичә, уйғур язғучиси пәрһат җиланниң" мәһмуд қәшқири " намлиқ романи түркийидә түркчигә тәрҗимә қилинған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.